“дуня әхлақ мунбири” дә уйғур ирқий қирғинчилиқи тонуштурулди

Берндин ихтиярий мухбиримиз һәбибулла изчи тәйярлиди
2023.08.30
dunya-exlaq-munbiri-2023-01 Шиветсарийәниң гравбүндән шитатидики понтресинада өткүзүлгән 2023-йиллиқ “дуня әхлақ мунбири” гә қатнашқанларниң хатирә сүрити, 2023-йили 25-авғуст, понтресина
RFA/Hebibulla

Бу йил 8-айниң 23-күнидин 25-күнигичә өткүзүлгән 2023-йиллиқ “дуня әхлақ мунбири” дә, бу мунбәрни тәшкиллигүчи орунниң мәсули левий риттәр ханим йүрәк сөзлирини мундақ ипадә қилиду: “дуняда һазир муһит бузғунчилиқлири, сиясий зиянкәшликләр, ят мәдәнийәтләрни қобул қилалмаслиқ вә сиғдуралмаслиқ дегәндәк нурғун нурғун мәсилиләр бар” .

Левий риттәр ханим йәнә: “биз бүгүн бу йәрдә ялғуз екологийәлик муһитни қандақ қоғдашни әмәс бәлки, зораван, диктатор күчләрниң инсанийәт дунясини вә екологийәлик муһитини қандақ вәйран қиливатқанлиқини; биз шаһит болуватқан, инсанлардин тартип тәбиәткичә дуч келиватқан қирғинчилиқ вә йоқитишни, шундақла қандақ қилғанда йепйеңи бир дуня бәрпа қилалайдиғанлиқимизни муназирә қилимиз” дәйду.

Шиветсарийәниң гравбүндән шитатидики понтресинада өткүзүлгән “дуня әхлақ мунбири” екологийә вә инсанлиқни қоғдашни мәқсәт қилған, паалийәтчиләр, язғучилар, алимлар, миллий қанун чиқарғучилар, филим ишлигүчиләр, сәнәткарлар вә пәйласоплардин тәшкилләнгән, “хәлқаралиқ от өчүргүчиләр” дәп аталған сиясий паалийәтчиләр вә шуниңға охшаш кишиләр қатнишидиған бир чоң мунбәрдур.

Бу мунбәргә дуня уйғур қурултийиму һәр йили тәклип билән қатнишиватқан болуп, бу қетимлиқ мунбәргә дуня уйғур қурултийи вә шивейтсарийә уйғур җәмийитигә вакалитән, шивейтсарийә уйғур җәмийитиниң рәиси ризванай ханим қатнашқан.

Мунбәргә қатнашқучилар “биз қандақ қилип өзимиз, башқилар вә дуня һәққидә йеңи мәсулийәт туйғуси вә ортақ ғайигә еришәләймиз” дегән темида сөһбәт елип барған.

 Йилда бир өткүзүлидиған бу мунбәрдә йәнә пәрқлиқ мәдәнийәтләрни тонуштуруш, тәшвиқ қилиш вә өзара тәҗрибә алмаштурушни мәқсәт қилған бир йүрүш лексийәләр орунлаштурулған болуп, йиғин қатнашқучилири өз җуғрапийәси вә мәдәнийәт муһитини тонуштуруш қатарлиқ мол мәзмунлуқ паалийәтләрни елип барған.

Ризванай ханим 2023-йиллиқ “дуня әхлақ мунбири” ни тәшкиллигүчиләр билән сөһбәт елип бериватқан көрүнүш, 2023-йили 25-авғуст, понтресина
Ризванай ханим 2023-йиллиқ “дуня әхлақ мунбири” ни тәшкиллигүчиләр билән сөһбәт елип бериватқан көрүнүш, 2023-йили 25-авғуст, понтресина
RFA/Hebibulla

Ризванай ханим бу паалийәттә уйғурларни вә бу милләтниң бешиға келиватқан ирқий қирғинчилиқни аңлатқан. У уйғурлар һәққидә икки вәқәликни сөзләп бәргәндә, йиғин қатнашқучилири уйғурларниң бешиға кәлгән бу паҗиәлик қисмәтләрни аңлап йиғлишип кәткән. Улар ризванай ханимға уйғурларниң инсанийәт тарихидики йәһудий чоң қирғинчилиқидин қелишқусиз бир етник қирғинчилиқни баштин кәчүрүватқанлиқини, бүгүн дуняниң уйғур мәсилисини өз мәнпәәтлири үчүн қурбан қиливатқанлиқини, әмма буниң уйғур паалийәтчиләрниң бәл қоюветиш яки чекиниш сәвәби болмаслиқини ейтишип, өзлириниң һәр қачан езилгүчи хәлқләрниң йенида икәнликлирини ипадә қилишқан.

Ризванай ханимниң йәнә радийомизға билдүрүшичә, йиғиндин кейинки әркин сөһбәт җәрянида, уйғурлар дуч келиватқан аилә киризиси, уйғур қизлириниң хитай әрлиригә тегишкә зорлиниши вә хитайниң қәрз қилтиқи қатарлиқ темилар һәққидә музакирә болған.

 Төт күн өткүзүлгән мәзкур мунбәрдә уйғур мәсилиси вә уйғурлар дуч келиватқан ирқи қирғинчилиқ, хитайниң уйғур диярида елип бериватқан екологийә, тәбиәт вә муһит бузғунчилиқлириму асаслиқ темиларниң бири болған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.