Дуня уйғур қурултийи хизмәтчилириниң йиллиқ хуласә йиғинида йеңи хизмәт пирограммилири бекитилди
2024.01.10

Дуня уйғур қурултийи йеңи йиллиқ дәм елиштин кейин, 8-январ күни, мюнхенда қурултай мәркизидики вә дуняниң һәр қайси җайлиридики хизмәтчилириниң йиллиқ хуласә йиғинни чақирған. Бу қетимқи йиғин мюнхен шәһиридики қурултай мәркизидә елип берилған болуп, бу қетимқи йиғинға қурултайниң мәркизи ишханисидики хизмәтчиләр, қурултайниң явропа иттипақи вәкили, шәрқи явропа дөләтлиридики вәкили вә қурултай лондон ишханисиниң хизмәтчилири қатнашқан.
Бу йиғинда алди билән дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса әпәнди алдинқи йиллиқ хизмәтләрдин қисқа хуласә берип өткәндин кейин, қурултайниң һәр қайси дөләтлиридики вәкиллири, ишхана вә комитет мәсуллири алдинқи йиллиқ хизмәтлиридин доклат бериш биргә, көрүлгән мәсилиләр вә бу мәсилиләрниң һәл қилиш чарилирини оттуриға қойди.
Бу мунасивәт билән нәқ мәйдандин зияритимизни қобул қилған долқун әйса әпәнди бу қетимқи йиғинниң мәқсити вә күтидиған үмиди һәққидики көз қарашлирини оттуриға қойди;
Қурултай хәлқара алақә бөлүми директори зумрәтай әркин ханимму, алдинқи йиллиқ хизмәтләр җәрянида көрүлгән мәсилиләрдин һес қилғанлирини вә бу йилда елип бармақчи болған паалийәтлири һәққидә шундақ дәйду;
Бу йиғинда қурултай лондон ишханисиниң директори рәһимә мәхмут ханим, өзиниң йеңичә көз қарашлири вә бу йилда уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш шундақла хизмәтләрни қандақ қилип техиму җанлиқ шәкилдә елип бериш һәққидә бәзи көз қарашлирини оттуриға қуйди. У зияритимизни қобул қилип бу қарашлирини ипадилиди.
Д у қ ниң бу қетимқи йиллиқ йиғиниға қатнашқан, қурултай хитай ишлири комитетниң директори адилҗан абдукерим, өткән бир йилда өзиниң елип барған паалийәтлири вә хитайниң явропа базириға сиңип киришидики асаслиқ амилниң хитай таварлириниң әрзанлиқи үстүнлүкидин пайдилиниватқанлиқини вә бу йилда өзиниң бу һәқтә нуқтилиқ елип баридиған паалийәтлири һәққидә көз қарашлирини биз билән ортақлашти.
Дуня уйғур қурултийиниң хизмәтчилири вә һәр қайси дөләтлиридики вәкиллириниң йиллиқ хуласә йиғини һәр йили бир қетим өткүзүлидиған болуп, алдинқи йили испанийәниң барселона шәһиридә өткүзүлгәниди. Бу қетимқи йиллиқ хуласә йиғини үч күн өткүзүлгән болуп, бу үч күн җәрянида бу йилда елип баридиған хизмәтләр вә йеңи йиллиқ пилан-пирограммилар муназирә қилинип бекитилди.