Явропа иттипақи алдида 1-өктәбир өткүзүлидиған намайишниң тәйярлиқ хизмәтлири тамамланған
2019.09.27

1-Өктәбир күни явропа иттипақи алдида өткүзүлидиған чоң намайишқа бир қанчә күн вақит қалди. Дуня уйғур қурултийи бу намайишниң ғәлибилик өткүзүлүши үчүн “тәйярлиқ комитети” қуруп чиққан болуп, қанчә онлиған уйғур сиясий актиплири вә уйғур тәшкилатлири бу намайиш үчүн бирқанчә айдин буян тәйярлиқ хизмәтлири билән алдираш болған.
Намайишниң тәйярлиқ хизмитигә мәсул болған д у қ ниң рәиси долқун әйса әпәндиниң билдүрүшичә, бу қетимқи намайишниң тәйярлиқ хизмәтлири асасий җәһәттин пүткән. Намайишчиларниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш үчүн д у қ рәиси долқун әйса әпәнди бирюсселда җиддий тәйярлиқ хизмәтлири билән шуғулланғанлиқини, бу хизмәтләрниң асасән тамамлиғанлиқини баян қилди.
Д у қ тәминлигән учурларға асасланғанда, 1-өктәбир явропа парламенти алдида өткүзүлидиған намайишқа германийә, әнглийә, фирансийә, норвегийә, финландийә, голландийә, шиветсийә, шветсарийә, австрийә, қатарлиқ дөләтләрдин миңлиған уйғурлар келип қатнишидикән.
Булардин сирт хитайниң мустәмликиси астида яшаватқан тибәт, моңғул вә хоңкоңлуқларму бу намайишқа қатнишидикән һәмдә хитайниң 70 йилдин буян елип бериватқан бесим сиясәтлиригә наразилиқ билдүридикән. Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди бу һәқтә тәпсилий мәлумат берип өтти.
Долқун әйса әпәнди намайишқа явропа парламентиниң әзалири вә һәрқайси дөләтләрдики аммиви тәшкилатларниң мәсуллириниңму қатнишип нутуқ сөзләйдиғанлиқини, шуңлашқа барлиқ уйғурларниң актиплиқ билән қатнишиши керәкликини тәкитләп өтти.
1-Өктәбир күни бирюсселда өткүзүлидиған намайишниң тәйярлиқ хизмитини қиливатқан белгийә уйғур җәмийитиниң рәиси яшар әпәндим зияритимизни қобул қилип, намайишниң тәйярлиқ хизмәтлириниң асасий җәһәттин тамамланғанлиқини баян қилди.
Яшар әпәнди намайишниң 1-өктәбир күни чүштин бурун саәт 11:00 дин чүштин кейин саәт 3:00 кечә давамлишидиғанлиқини баян қилди.
Яшар әпәнди намайишниң бихәтәр өткүзүлүши үчүн намайишқа қатнашқанлар диққәт қилишқа тегишлик ишлар тоғрисидиму тохтилип өтти.
2018-Йили 4-айниң 27-күни белгийә пайтәхти бирюсселдики явропа парламенти алдида уйғурларниң 5 миң кишилик намайиши өткүзүлгән иди.