Д у қ һәйити австралийә парламент әзалиридин австралийәниң уйғур ирқий қирғинчилиқи тоғрилиқ қарар чиқиришини тәләп қилди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2022.11.23
duq-awstraliye-1.jpg Дуня уйғур қурултийи вә австралийәдики уйғур җәмийәтлириниң мәсуллири австралийә парламентида парламент әзалири вә һөкүмәт рәһбәрлири билән учрашти. 2022-Йили 23-ноябир.
RFA/Erkin Tarim

Дуня уйғур қурултийи вә австралийәдики уйғур җәмийәтлириниң мәсуллиридин тәркиб тапқан бир һәйәт, 11-айниң 23-күни австралийә парламентида 12 нәпәр парламент әзаси вә һөкүмәт рәһбәрлири билән учришип бир қатар тәләплирини йәткүзгән.

Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди башчилиқидики һәйәт вә австралийәниң һәр қайси җайлиридин кәлгән 70 тәк уйғур җамаити австралийә пайтәхти камбера шәһиригә җәм болуп намайиш қилған. Улар йәнә австралийә парламентида гуваһлиқ бәргән, һөкүмәт хадимлири вә парламент әзалири билән учрашқан.

Д у қ рәһбәрлири, лагер шаһитлири вә австралийәдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлириниң рәһбәрлиридин тәркиб тапқан бир һәйәт австралийә парламентидики өктичи партийәләрниң рәһбәрлиридин петер дуттон (Peter Dutton), либерал партийәсиниң парламент әзаси җәймис патерсон (James Paterson), парламент әзаси андрев хасте (Andrew Hastie), кайлея тинк ( Kyle’a Tink) қатарлиқлар билән көрүшкән һәмдә уйғурларниң нөвәәттики җиддий әһвалини аңлатқан.

Дуня уйғур қурултийи вә австралийәдики уйғур җәмийәтлириниң мәсуллири австралийә парламентида парламент әзалири вә һөкүмәт рәһбәрлири билән учрашти. 2022-Йили 23-ноябир.

Долқун әйса әпәнди алди билән австралийәдә елип бериватқан зиярәтниң мәқсити тоғрисида мәлумат бәрди. У мундақ деди: “бу қетимқи австралийә зияритимизниң асасий мәқсити, лондондики ‛уйғур сот коллегийәси‚ ниң қарари чиққандин буян дуня уйғур қурултийи һәрқайси дөләтләрни зиярәт қилип, уйғур қирғинчилиқини техи тонумиған парламентларға вә парламент әзалириға аңлитип вә уйғур ирқий қирғинчилиқини қобул қилдуруп, һөкүмәтләрниң бу һәқтә һәрикәткә өтүшини тәләп қилиш үчүндур. Бу хусуста икки нәпәр лагер шаһитини елип, д у қ һәйити австралийәгә кәлдуқ.”

Австралийә “тәңритағ уйғур ханим-қизлар уюшмиси” ниң баш катипи һәлимә ханим зияритимизни қобул қилип, д у қ һәйитиниң австралийә парламенти вә һөкүмәт хадимлириға сунған тәләплири һәққидә тохталди. У мундақ деди: “бу қетим асаслиқ 3 ишни тәләп қилдуқ. Биринчиси, австралийә һөкүмитиниң уйғурлар үстидә болуватқан зулумни ирқий қирғинчилиқ дәп етирап қилишини, иккинчиси, мәҗбурий әмгәк билән ишләпчиқирилған малларниң австралийәгә киришини чәкләшни тәләп қилдуқ. Бурун бу қанун оттуриға қоюлған иди. Лекин йоқури палатадин өтүп болған болсиму, төвән палатадин өткүзүлидиған вақтида һөкүмәт чүшүп кетип, сайламдин кейин йеңи һөкүмәт тәшкилләнгән иди. Биз бу қанунниң мақуллинишини қайта тәләп қилдуқ. Үчинчиси, вәтинидин айрилишқа мәҗбур болған уйғурларни австралийә һөкүмитиниң көчмән қилип қобул қилишини тәләп қилдуқ.”

Дуня уйғур қурултийи вә австралийәдики уйғур җәмийәтлириниң мәсуллири австралийә парламентида парламент әзалири вә һөкүмәт рәһбәрлири билән учрашти. 2022-Йили 23-ноябир.

Дуня уйғур қурултийиниң программа директори зумрәтай әркин ханим австралйә парламентида һәрқайси партийәләрниң парламент әзалириму иштирак қилған учришлар өткүзүлгәнликини, учришишта д у қ рәиси долқун әйсаниң тәләпләрни австралийә һөкүмити вә парламент әзалириға йәткүзгәнликини баян қилди.

Д у қ рәиси долқун әйса башчилиқидики һәйәт австралийәдики 10 күнлүк зиярити җәрянида, сидней, мелборун вә аделайд қатарлиқ уйғурлар бир қәдәр зич олтурақлашқан шәһәрләрдики шәрқий түркистанлиқлар билән кәң-көләмдә учришиш елип бериш билән бирликтә, йәрлик парламент вә йәрлик һөкүмәтләр биләнму учришиш елип баридикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.