Дуня уйғур қурултийи рәһбәрлири мексика вә җәнубий африқада зиярәттә болди
2024.11.15
Дуня уйғур қурултийи дуняниң охшимиған қитәлиридики дөләтләр һөкүмәтлири вә парламентлири билән алақә қуруш арқилиқ, бу дөләтләрниң уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайити һәққидики тонушини өстүрүш мәқсәт қилған бир қатар дипломатик паалийәтләрни елип барған. Дуня уйғур қурултийи муавин рәиси зумрәтай әркин 11-айниң 4-күнидин 8-күнигичә латин америкаси дөлити болған мексикада зиярәттә болуп, у йәрдә бир қисим һөкүмәт әмәлдарлири, парламент әзалири вә бир қисим аммиви тәшкилатлар билән учрашқан.
Дуня уйғур қурултийи муавин рәиси зумрәтай әркин радийомизға қилған сөзидә, мексиканиң б д т қатарлиқ хәлқаралиқ органлардики қарарларниң елинишида муһим рол ойнайдиған бир дөләт икәнликини нәзәрдә тутқанда, бу дөләттә уйғурлар һәққидики тонушни өстүрүшниң зөрүрлүкини билдүрди.
Зумрәтай мексикадики зиярити давамида йәнә, у йәрдә икки чоң паалийәткә қатнашқан. У мексика кишилик һоқуқ комитети уюштурған йиғинда сөз қилип, уйғур хәлқигә қарши давам қиливатқан ирқий қирғинчилиқ һәққидә мәлумат бәргән вә уйғурларниң мексика вә башқа латин америкаси дөләтлиригә болған тәләплирини оттуриға қойған.
Зумрәтай әркин латин америкаси дөләтлиридә демократийә вә кишилик һоқуқни тәшәббус қилиш мәқситидә ечилидиған хәлқаралиқ йиғин “Foro América Libre” йәни “әркин америка мунбири” гә қатнашқан. У бу йәрдә һәрқайси дөләтләрдин кәлгән сиясийонлар вә аммиви тәшкилатлар билән учрашқан.
11-Ноябир күнидин башлап, дуня уйғур қурултийиниң рәиси турғунҗан алавудун, муавин рәиси зумрәтай әркин вә сабиқ рәиси долқун әйса қатарлиқлар бирликтә җәнубий африқада зиярәтлирини башливәткән вә у йәрдә һөкүмәт вә парламент әзалири билән учрашқан.
Долқун әйса әпәндиниң бизгә дейишичә, улар җәнубий африқадики зиярити арқилиқ хитай һөкүмитиниң бу дөләтләрдә уйғур ирқий қирғинчилиқини йошуруш үчүн қиливатқан тәтүр тәшвиқатлириға қарши туруп, бу дөләтләрниң чүшәнчисини өстүрүшни вә уларниң қоллишини қолға кәлтүрүшни мәқсәт қилған икән.
Мәлум болушичә, дуня уйғур қурултийи рәһбәрлириниң җәнубий африқадики зиярити техи аяғлашмай турупла, йәни 15-ноябир күни җәнубий африқа парламентида уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқ һәққидә муназирә болған болуп, парламент әзалири бу мәсилини парламентта оттуриға қойған. Зумрәтай ханим буниң бу қетимлиқ зиярәтниң бир нәтиҗиси болуп қалғанлиқини билдүрди.