Дуня уйғур қурултийи 3 йиллиқ хизмитидин доклат бәрди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2021.02.08
Дуня уйғур қурултийи 3 йиллиқ хизмитидин доклат бәрди 6-Феврал чақирилған д у қ ниң тор арқилиқ өткүзгән омумий кеңәш йиғинидин көрүнүш.
RFA/Erkin Tarim

6-Феврал чақирилған д у қ ниң тор арқилиқ өткүзгән омумий кеңәш йиғинида д у қ ниң 3 йил җәрянида қилған хизмәтлири кәң хәлқ аммисиға аңлитилди.

Д у қ рәиси долқун әйсаниң бәргән мәлуматлириға қариғанда, д у қ әслидә 7-нөвәтлик қурултийини өткән йили 11-айда чақиришни пиланлиған болуп, хитайдин таралған коруна вирусиниң дуняда ямрап кетиши сәвәблик алдин орунлаштурулған бу пилан әмәлдин қалдурулған. Шуңа д у қ 6-феврал күни тор арқилиқ омумий йиғини чақирип, 3 йиллиқ хизмәт доклатини бәргән. Д у қ рәһбәрлири д у қ ниң һәр қайси дөләтләрдики вәкиллири, қурултайға әза тәшкилатлар билән қурултайни изчил һалда қоллап келиватқан тәшкилатларниң мәсуллири, лагер шаһитлири, д у қ ниң қоллиғучилиридин болуп 20 дөләттин 200 әтрапида киши қатнашқан омумий кеңәш йиғини шәрқий түркистанниң истиқлал марши билән башланған.

Д у қ ниң муавин рәиси пәрһат муһаммәт әпәнди телефон зияритимизни қобул қилип йиғин һәққидә қисқичә мәлумат бәрди.

Д у қ иҗраийә комитетиниң рәиси өмәр қанат әпәнди риясәтчилик қилған йиғинда алди билән д у қ рәиси долқун әйса әпәнди қурултайниң 3 йиллиқ паалийәтлиридин доклат берип өткән. Арқидин америка, канада, оттура асядики түркий җумһурийәтлири, явропа дөләтлири вә әнгилийә қатарлиқ дөләт вә районларда туруватқан д у қ вәкиллири өзлири туруватқан дөләтләрдә елип барған паалийәтлири тоғрисида доклат бәргән.

Долқун әйса әпәнди 2017-йили ноябир ейида миюнхенда өткүзүлгән 6-нөвәтлик қурултайда д у қ рәиси болуп сайланғандин кейин елип берилған паалийәтләрни 15 нуқтиға ихчамлап аңлатқан. У бу һәқтә радйомизға мәлумат бәрди.

Долқун әйса әпәнди 2017-йилидин 2020-йилиғичә д у қ вә уни қоллаватқан тәшкилатлар, гуваһлиқ бәргүчиләр вә кәң уйғур хәлқиниң тиришчанлиқи билән зор мувәппиқийәтләрни қолған кәлтүргәнликини баян қилди.

Йиғинниң күнтәртипи бойичә д у қ ниң әнгилийәдики вәкили, д у қ лондон ишханисиниң мәсули рәһимә мәхмут ханим доклат бәрди. У доклатида әнгилийәдә д у қ ниң ишханиси ечилиштин бурун 30-40 парламент әзаси уйғур мәсилисини тилға еливатқан болса, бүгүнки күндә 650 парламент әзасиниң көпинчисиниң уйғур мәсилиси һәққидә пикир баян қиливатқанлиқини илгири сүрди.

6-Феврал күни чақирилған д у қниң омумий кеңәш йиғинида д у қ ниң қазақистандики вәкили қәһриман ғоҗамбәрди әпәнди қазақистан вә қирғизистанда елип берилған паалийәтләр тоғрисида доклат бәрди. У доклатида алди билән қазақистанда 63 уйғур мәктипи, бир тиятер барлиқини, кейинки йилларда қазақистан вә қирғизистанда хитайниң тәсири күчийивтқан болсиму, намайиштин башқа барлиқ паалийәтләрни өткүзүп келиватқанлиқини тәкитлиди.

Йиғинда д у қ ниң дәва программисиниң йетәкчиси зумрәтай әркин ханим бирләшкән дөләтләр тәшкилатида елип берилған паалийәтләр тоғрисида, д у қ ниң явропа иттипақидики вәкили коен стоп әпәнди болса д у қ ниң явропа парламентидики паалийәтлири тоғрисида доклат бәрди. Йиғинда д у қ ниң һазир хәлқарадики 230 дин артуқ кишилик һоқуқ тәшкилатлири, 70 тин артуқ уйғур тәшкилатлири билән иш бирлики елип бериватқанлиқи, бундин кейин бу һәмкарлиқни техиму күчәйтидиғанлиқи оттуриға қоюлди.

Д у қ омумий кеңәш йиғининиң дәвами 13-феврал күни ечилидиған болуп, йиғинда бундин кейин қилидиған паалийәтләрниң пилани тоғрисида музакирә елип берилидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.