Франсуз нахшичи ромайин гутсиниң уйғурларға беғишлиған йеңи нахшиси
2023.01.18

Франсийәдә туғулған, һазир билгийәдә яшаватқан музикант, нахшичи вә нахша текисти язғучи ромайин гутси (Romain Gutsi) 6-январ күни “хитайда уйғурға охшап қелиш” (Like a Uyghur in China) намлиқ йеңи нахшисини елан қилған. Мәзкур нахша елан қелинғандин кейин, муһаҗирәттики уйғурлар вә уйғурларни қоллайдиған кишләрниң қизғин алқишиға еришкән.
Нахша текистидики муну мисралар аңлиғучиларниң йүрәк тарини чәкмәктә:
. . .
Хитайдики һәр бир уйғурдәк,
Әркинликкә тәлпүнәр қәлбим.
Қуяш һаман парлар асманда,
Пәрва қилмас залимға әсла.
. . .
Музика саһәсидикиләр “ромайин гутсийниң йеңи нахшиси әркинлик арзусини намайән қилған,” дәп баһа бәргән.
Биз ромайин гутси әпәндиниң “хитайда уйғурға охшап қелиш” намлиқ бу йеңи нахшиси билән техиму яхши тонушуш үчүн, уни бүгүнки сөһбитимизниң меһмини болушқа тәклип қилдуқ.
Сөһбетимизниң тәпслатини юқиридики улиништин аңлиғайсиләр.