Доктурант фирқәт юнус: мениң бу нәтиҗилирим биздин бурунқиларниң мувәппәқийәтлиригә селиштурғанда һечнемә әмәс!

Ихтиярий мухбиримиз уйғурай
2021.10.07
Доктурант фирқәт юнус: мениң бу нәтиҗилирим биздин бурунқиларниң мувәппәқийәтлиригә селиштурғанда һечнемә әмәс! Голландийә дилфит технологийә университетиниң авиатсийә кәспидә докторлуқ оқушини давамлаштуруватқан фирқәт юнус. 2011-Йили 29-июн.
RFA/Uyghur'ay

Голландийә дилфит технологийә университетиниң авиатсийә кәспидә докторлуқ оқушини давамлаштуруватқан фирқәт юнусниң айропилан шавқуни һәққидики мақалиси2021-йили 8-айда америка акустика илмий тәтқиқат җәмийити журнилида елан қилинди.

Firket-Yunus.jpg

Униң мәзкур илмий мақалиси авиатсийә кәспи саһәси бойичә өзигә хас йеңи илмий пикирләрдин бири һесаблинидикән.

Фирқәт юнус 2018-йилидин башлап голландийә дилфит технологийә университетиниң авиатсийә инженерлиқ кәспигә қобул қилинип докторлуқ оқушини башлиған вә оқушини давам қилип кәлмәктә иди.

Голландийә дилфит технологийә университетиниң авиатсийә кәспидә докторлуқ оқушини давамлаштуруватқан фирқәт юнус(оңда) савақдашлири билән.
Голландийә дилфит технологийә университетиниң авиатсийә кәспидә докторлуқ оқушини давамлаштуруватқан фирқәт юнус(оңда) савақдашлири билән.

У, ақсу вилайитиниң кәлпин наһийәсидә туғулған болуп, 2007-йили шинҗаң университетиниң физика факултетини пүттүргән.

У 2010-йилидин башлап чәтәлдики оқушлирини давамлаштуруш үчүн түркийәгә кәлгән, 2011-йили түркийә истанбул техника университетиниң машинисазлиқ кәспи бойичә оқушқа киргән.

2016-Йили белгийә пайтәхти бирюсселдики әркинлик университетиниң електрон механик инженерлиқи кәспидә магистирлиқ оқуған һәм 2018-йили голландийә дилфит технологийә университетиниң авиатсийә кәспигә докторлуқ үчүн оқушқа киргәниди.

Фирқәт юнус әпәнди зияритимизни қобул қилип, мәзкур илмий мақалисидә немиләрни оттуриға қойғанлиқи вә уйғурлар өз вәтинидә зулумға учраватқан шараитта, бу мақалисиниң америкиниң нопузлуқ пән-техника журнилида елан қилинишиниң уйғурларға көрситидиған иҗабий тәсирлири һәққидә тохталди.

Ахирида у өзиниң кәлгүси һәққидики пиланлири һәққидә тохталди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.