Гүлбаһар җелилова: лагерда шаһит болғанлиримни йәниму үнүмлүк аңлитиш үчүн йәнә бир қетим тәвәккүл қилдим

Қазақистанлиқ лагер шаһити гүлбаһар җелилова 11-өктәбир фирансийәгә йетип келип панаһлиқ тилигән, қазақистан пуқраси болғиниға қаримай хитай даирилири тәрипидин 2017-йили 5-айда тутқун қилинип, 2018-йили 9-айғичә, 15 ай үрүмчидә җаза лагериға қамалған гүлбаһар, лагердин чиққандин кейин дәсләп қазақистанда кейин бир мәзгил түркийәгә келип яшиғаниди.
У фирансийәгә келипла дуняви мәтбуатларда җаза лагерлири һәққидә гуваһлиқ беришни башливәткән.
Қазақистанда туруп хитайниң җинайәтлирини ашкара вә әркин паш қилишқа көзи йәтмигән гүлбаһар аввал түркийәгә мусапир болғаниди, һалбуки у түркийәдиму бихәтәрликидин әндишә қилип кәлгән. Гүлбаһар җелилова өзиниң, шаһит болғанлирини йәниму үнүмлүк аңлитиш үчүн тәкрар мусапирлиққа тәвәккүл қилғанлиқини билдүрди.
Юқиридики аваз улиниши арқилиқ мухбиримизниң лагер шаһити гүлбаһар җелилова билән өткүзгән телефон сөһбитидә болсун.