Гүлмирә иминдин раһилә давутқичә болған тутқундики уйғур аяллири (1)

Мухбиримиз меһрибан
2020.12.09
Гүлмирә иминдин раһилә давутқичә болған тутқундики уйғур аяллири (1) Гүлмирә имин америка дөләт мәҗлисигә қарашлиқ хитай ишлири комитетиниң “хитайдики қәһриманларға әркинлик!” тизимликигә кирди.
ppdcecc.gov

Йеқинқи йилларда хитай даирилири тәрипидин тутқун қилинип, һәр хил сиясий җинайәтләр артилип түрмигә қамалған яки мәҗбурий ғайиб қиливетилгән уйғур зиялийлири арисида уйғур аяллириму көпийип диққәт қозғап кәлмәктә.

Улардин 2009-йилдики 5-июл үрүмчи вәқәсидә муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинған “сәлкин тори” ниң тор башқурғучиси гүлмирә имин, 2017-йили башланған уйғурларни лагерларға қамаш һәрикитидә мәҗбурий ғайиб қиливетилгән шинҗаң университетиниң профессори доктор раһилә давут, дохтур гүлшән аббас қатарлиқ уйғур аяллири хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә ғәрб демократик дөләт таратқулирида исми әң көп тилға елиниватқан уйғур аяллиридур.

Хитай һөкүмити тәрипидин муддәтлик вә муддәтсиз қамаққа буйрулған уйғур зиялийлар.

Хәлқарадики виҗдан мәһбуслири қатаридин орун алған гүлмирә имин, 2009‏-йили үрүмчидә йүз бәргән “5‏-июл вәқәси” партлап 9 күндин кейин 14-июл қолға елинған. У әйни чағда хитай даирилири “5-июл үрүмчи вәқәси” дә қутратқулуқ билән әйиблигән уйғур тор бекәтлиридин “сәлкин” ториниң тор башқурғучилиридин бири болуп, гүлмирә имин 2010‏-йили 4‏-айда “5‏-июл вәқәси” ни тәшкиллигән дәп әйиблинип, муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинғаниди.

Шундин буян гүлмирә имин һәққидә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә ғәрб демократик дөләт һөкүмәтлири көп қетим баянатлар елан қилип, виҗдан мәһбуси гүлмирә иминни қоюп беришни тәләп қилип кәлгәниди.

Болупму 2017-йили хитай һөкүмити башлиған уйғурларни лагерларға қамаш һәрикитидин кейин, 2010-йили хитай даирилири тәрипидин муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинған гүлмирә имин хәлқарадики тутқундики виҗдан мәһбуслири қатарида исми көп қетим тилға елинған уйғур аяллиридин биригә айланди. 2018-Йили “америка хәлқара диний әркинлик комитети” уни рәсмий һалда “виҗдан мәһбуслири” тизимликигә алди. 2019-Йили 8-авғуст күни “америка хәлқара диний әркинлик комитети” әзалиридин тензин дорҗи елан қилған чақириқида “гүлмирә имингә берилгән чекидин ашқан наһәқ җаза хитай һөкүмитиниң бүгүн уйғур елидики мусулманларға йүргүзүватқан кәң көләмлик тутқун һәрикити вә башқа зиянкәшлик сиясәтлириниң алдин бешарити” дегән.

2020-Йили 3-май “дуня ахбарат әркинлики күни” мунасивити билән америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири иҗраийә комитети рәиси җәймис микговерн вә муавин рәиси марко рубийо имзалиқида америка президентини хитайда қамалған журналистларниң қоюп берилиши үчүн һәрикәт қилишқа чақирилған мәктупқа қошуп елан қилинған баянаттиму гүлмирә имин алаһидә тилға елинип, хитай һөкүмитидин уни шәртсиз қоюп бериш тәләп қилинғаниди.

Америкадики уйғур паалийәтчилиридин “уйғур һәрикити” тәшкилатиниң башлиқи рошән аббас ханим зияритимизни қобул қилип, наһәқ һалда хитай түрмилиридә йетиватқан гүлмирә имин, мәҗбурий ғайиб қиливетилгән раһилә давутқа охшаш, уйғур аяллириниң, әһвалини давамлиқ сүрүштүрүшниң уйғурлар вәзийитини дуняға тонутушта муһим әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.

2017-Йили 12-айда тутқун қилинғандин буян из-дерәксиз ғайиб қиливетилгән, шинҗаң университети филологийә институтиниң профессори, доктор раһилә давут йеқинқи 3 йилдин буян ғәрб дөләтлиридики нопузлуқ таратқулар вә кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин нами әң көп тилға елинған тутқундики уйғур зиялийлиридин йәнә бири.

2020-Йил 23-ноябир күни, америкада руз ингрәм исимлик апторниң “уйғур фолклоршунас раһилә давут нәдә?” намлиқ бир мақалиси елан қилинған. Мақалидә йеқинқи 3 йил ичидә уйғур районида тутқун қилинған 386 нәпәр алим вә тәтқиқатчи тутқун қилинип лагерға соланған яки түрмигә ташланғанлиқи, көпинчисиниң из-дерәксиз ғайиб қиливетилгәнлики баян қилинип, уларниң хәтәр астидики һаятиға диққәт қилиш чақирилған. Доктор раһилә давут бу йил 11-айда йәнә 2020-йиллиқ “тәпәккур җасарити” мукапатиға еришкән болуп, бу хитай түрмисидики язғучи-тәтқиқатчилар чәтәлдә еришкән юқири шан-шәрәпләрдин һесаблинидикән.

Доктор раһилә давут, 2017-йили 12-айда ғайиб қилинғандин буян, униң америкада оқуватқан қизи әқидә полат вә уни йеқиндин билидиған уйғуршунас алимлар әң дәсләп “ню-йорк вақти” гезити, әркин асия радийоси қатарлиқларниң зияритини қобул қилип, раһилә давутниң тутқун қилинғанлиқини дуняға ашкарилиған иди.

Раһилә давутниң қизи әқидә полатниң радийомизға билдүрүшичә, у аписи раһилә давут мәҗбурий ғайиб қиливетилгәндин кейинки 3 йилдин буян хәлқара таратқуларниң зияритини көп қетим қобул қилған. Ундин башқа у йәнә америкадики кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә уйғур тәшкилатлири билән бирликтә, хитай һөкүмитидин раһилә давутқа охшаш тутқундики уйғур зиялийлирини сүрүштә қилиш, уларни қоюп бериш һәққидики паалийәтләрниму давамлаштурмақтикән.

Әқидә полатниң баянидин мәлум болушичә, 2020-йили 10-декабир “хәлқара кишилик һоқуқ күни” дә америкадики “уйғур һәрикити тәшкилати” билән бирликтә, доктор раһилә давутниң ғайиб қиливетилгәнликиниң 3 йиллиқиға атап тор йиғини уюштурулидикән.

“уйғур һәрикити тәшкилати” ниң башлиқи рошән аббас ханимниң билдүрүшичә, мәзкур тор йиғинда, 2017-йилдин буян хитай даирилири тәрипидин тутқун қилинип дерәксиз ғайиб қиливетилгән уйғур аяллири мәсилиси оттуриға қоюлидикән. Тор йиғинида уларниң чәтәлләрдики пәрзәнтлиридин, доктор раһилә давутниң америкадики қизи әқидә полат, дохтур гүлшән аббасниң америкадики қизи зиба мурат вә түркийәдики җәвлан ширмуһәммәт тутқундики аписи сүрийә турсун һәққидә испат беридикән. Мәзкур тор йиғинида йәнә уйғуршунас тәтқиқатчи раян томму раһилә давутқа охшаш тутқундики уйғур зиялийлири һәққидә доклат беридикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.