Шаһит гүлпийә қазибек: “пут-қоли дохтурхана каривитиға кишәнләп қоюлған апам ‛балам мени қутқузувал‚ деди”
2024.02.12
Хитай һөкүмитиниң 2017-йили “йеңи дәврдики шинҗаңни башқуруш истратегийәси” ниң йолға қоюлуши билән бир вақитта башланған чоң тутқуниға мәҗбурий қатнишип, тутқун җәрянидики вә лагердики нурғун трагедийәлик вәқәләргә шаһит болған гүлпийә қазибекни қаттиқ азаблиған вәқәләрниң бири, у иштирак қилған бу бастурушта, униң өз анисиниңму тутқун қилинип, 15 йиллиқ кесилиши болған.
Нөвәттә, қазақистанда яшаватқан гүлпийә қазибекниң 2017-йили тунҗи басқучлуқ тутқунда тутуп кетилип 8 айғичә хәвирини алалмиған анисиниң әһвалидин, 8 ай кейин лагердин ғулҗа наһийәлик хәлқ дохтурханисиға давалашқа елип чиқилғанда андин хәвири болған.
Гүлпийә қазибекниң ейтишичә, униң аниси кейинрәк аилидә нәзәрбәнд қилинишқа қоюп берилгән болсиму, әмма әйни вақитта уни әң қаттиқ азаблиған ишларниң бири, униң анисини йоқлап дохтурханиға барғанда анисиниң қилған нидаси болған. Әйни вақитта, ғулҗа наһийәлик хәлқ дохтурханисиниң мәхсус лагер тутқунлирини давалаш бөлүминиң кесәл каривитиға кишәнләп қоюлған 67 яшлиқ аниси униң қулиқиға аста “балам, мени қутқузувал” дәп нида қилиду.
Юқиридики аваз улинишидин мухбиримизниң шаһит гүлпийә қазибек билән болған сөһбитимизниң 3-қисми аңлиғайсиләр.