Лагер шаһитлири “осло әркинлик мунбири” дә уйғур мәҗбурий әмгики мәһсулатлирини чәкләшни тәләп қилди
2023.09.30

“осло әркинлик мунбири” 2009-йили баш штаби ню-йорк шәһиридики “кишилик һоқуқ фонди” тәрипидин тунҗи қетим йолға қоюлған. Шундин буян бу мунбәр дуняниң һәрқайси җайлиридики муһим кишилик һоқуқ мәсилилири вә һаким мутләқ һөкүмәтләрниң әң йеқинқи әһвали үстидә муназириләр болидиған, шундақла һәрқайси дөләт вә райондин кәлгән тонулған шәхсләрни, кишилик һоқуқ паалийәтчилири вә сиясәт, сода саһәсидики әрбабларни җәм қилидиған муһим хәлқаралиқ сорунларниң биригә айланған.
2023-Йили-28 сентәбир күни нию-йоркта өткүзүлгән осло әркинлик мунбири йиғиниға, бу йил ичидә 2-қетим тәклип билән қатнашқан лагер шаһитлири қәлбинур сидиқ ханим вә гүлбаһар хативаҗи ханимлар, уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқ вәзийитини йәнә бир қетим аңлитип қизғин алқишқа еришкән.
Йиғиндин кейин қәлбинур сидиқ ханим вә гүлбаһар хативаҗи ханимлар зияритимизни қобул қилди.
Қәлбинур сидиқ ханим паалийәт һәққидә тохталди.
У ай юлтузлуқ шәрқий түркистан байриқи есилған сәһнидә туруп, уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқ вәзийитини аңлатқинида, йиғинға қатнашқан 1000 ға йеқин кишиниң уларниң нутқини диққәт ичидә аңлиғанлиқини билдүрди.
Лагер шаһитлири қәлбинур сидиқ ханим вә гүлбаһар хативаҗи ханимлар 2023-йили 6-айниң 13-күни норвегийәниң пайтәхти ослода өткүзүлгән “осло әркинлик мунбири” дә уйғурлар мәсилисини аңлитип йиғин әһлини ләрзигә салғаниди.
Гүлбаһар хативаҗи ханим өзлириниң бу йил ичидә 2-қетим “осло әркинлик мунбири” дә сөз пурситигә еришип, уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқ вәзийитини бу мунбәрдә йәнә бир қетим аңлитиш пурситигә еришкәнликидин интайин һаяҗанланғанлиқини билдүрди.
Қәлбинур ханимниң билдүрүшичә, улар йиғинда өзлири биваситә шаһит болған, уйғурлар бүгүнки күндә йолуқуватқан ирқий қирғинчилиқ паҗиәлирини, лагерларда садир болуватқан инсанийәткә қарши җинайәтләрни аңлатқандин башқа уйғур мәҗбурий әмгики бәдилигә ишләнгән мәһсулатларни чәкләшкә чақириқ қилған.
Қәлбинур ханим йиғинда уйғур мәҗбурий әмгики мәһсулатлирини чәкләш мәсилисиниң йиғин қатнашчилириниң муһим муназирә темилиридин бири болғанлиқини билдүрди.
Униң билдүрүшичә, уларниң сәһнидики нутқи аяғлашқандин кейинму, йиғин қатнашчилири дәм елиш арилиқида улар билән айрим сөһбәттә болуп, уларниң уйғур мәҗбурий әмгики мәһсулатлирини чәкләш чақириқини йеқиндин қоллайдиғанлиқини ипадилигән.
“осло әркинлик мунбири” 2009-йили тунҗи қетимлиқ йиғинини чақирған. У һазир хәлқарадики нурғун муһим шәхсләрни бир йәргә җәм қилидиған нопузлуқ сорунға айланған. Һазирғичә бу йиғинда уйғурлардин 2010-йили рабийә қадир ханим, 2019-йили нури түркәл әпәнди, 2020-йили гүлчеһрә хоҗа, 2021-йили түрмидики уйғур зиялийси, фолклоршунас раһилә давутниң қизи әқидә полат, 2022-йили җәвһәр илһамлар қатнишип, уйғурларниң ирқий қирғинчилиққа учраватқан вәзийитини аңлатқаниди.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлайсиләр.