Истанбулдики маракәш консолханиси алдида идрис һәсәнни қоюп беришни тәләп қилип, намайиш өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2021.12.17
Идрис һәсәнниң аилиси уни қутулдуруш үчүн маракәшниң истанбулдики консулханиси алди намайиш қиливатқан көрүнүш. 2021-Йили 16-декабир, түркийә
RFA/Arslan

12-Айниң 16-күни идрес һәсәнниң аяли вә истанбулдики уйғурлардин 200 әтрапида киши маракәшниң истанбулдики консолханиси алдиға җәм болуп, идрес һәсәнниң әркинликкә чиқиши вә хитайға қайтурулмасилиқини тәләп қилип, намайиш елип барди.

Намайишчилар қоллирида ай-юлтузлуқ көк байрақ вә идрис һәсәнниң рәсимлирини көтүргән һалда маракәшниң истанбулдики консолханиси алдиға җәм болди. Улар “идрис һәсәнгә әркинлик!”, “идрес һәсәнни қутқузайли!” дегәндәк шуарлар товлиди.

Идрис һәсәнниң кичик оғли уни қутулдуруш үчүн маракәшниң истанбулдики консулханиси алди намайиш қиливатқан көрүнүш. 2021-Йили 16-декабир, түркийә.
Идрис һәсәнниң кичик оғли уни қутулдуруш үчүн маракәшниң истанбулдики консулханиси алди намайиш қиливатқан көрүнүш. 2021-Йили 16-декабир, түркийә.

Намайиш җәриянида уйғур паалийәтчиләрдин доктур бурһан улуғйол, җәвлан ширмуһәммәд вә идрис һәсәнниң аяли бузәйнур ханим қатарлиқлар маракәш һөкүмитигә хитап қилип, сөз қилди. Улар идрис һәсәнниң һечқандақ җинайитиниң йоқлуқини, уни қоюп беришни, хитайға қайтуруп бәрмәсликни тәләп қилди.

Идрис һәсәнниң аяли бузәйнур ханим түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоғанға хитап қилип, йолдиши идрес һәсәнни қутулдуруш үчүн ярдәм тәләп қилди. У мундақ деди: “мениң йолдишим идрис һәсән маракәштә тутқун қилинди, йолдишимниң һечқандақ бир җинайити йоқ. У уйғурлар үчүн пайдилиқ хизмәт қилип кәлгән компийотер инженери. Хәлқара сақчи тәшкилати йолдишим тоғрилиқ чиқарған қизил ташлиқ тутуш буйриқини бикар қилған болсиму, әмма маракаш һөкүмити уни қоюп бәрмәстин хитайға қайтуруш қарарини алди. Мән сиздин йолдишимини қутулдуруп қелишиңизни тәләп қилимән. Сизгиму мәлум болғинидәк, хитай уйғурлар үстидин ирқий қирғинчилиқ елип бериватиду. Йолдишимниң ирқий қирғинчилиқ елип бериватқан хитайға қайтурулмаслиқини тәләп қилимән!”

Истанбулдики уйғурлардин 200 әтрапида киши идрис һәсәнни қутулдуруш үчүн истанбулдики консулханиси алди намайиш қиливатқан көрүнүш. 2021-Йили 16-декабир, түркийә.
Истанбулдики уйғурлардин 200 әтрапида киши идрис һәсәнни қутулдуруш үчүн истанбулдики консулханиси алди намайиш қиливатқан көрүнүш. 2021-Йили 16-декабир, түркийә.

Зияритимизни қобул қилған доктур бурһан улуғйол әпәнди, бүгүнки намайишниң уюштурулуш мәхсити вә җәряни тоғрисида мәлумат бәрди.

Униң билдүрүшичә, намайиш ахирида маракәшниң консолхана хадимлири идрис һәсәнниң аяли бузәйнур ханим вә доктур бурһан улуғйолни қобул қилип, айрим учрашқан. Учришишта бузәйнур ханим йолдишини қоюп беришни тәләп қилған илтимасни консулхана хадимиға тапшуруп бәргән.

Доктур бурһан улуғйол, консулхана хадимлириға идрис һәсән тоғрисида чүшәнчә берип, әгәр у хитайға қайтурулған тәқдирдә өлүм җазасиға вә яки җаза лагерлирида қийин-қистаққа учрайдиғанлиқини тәкитлигән. У маракәш консулханисиниң хадимлириға уйғур җамаитиниң идрис һәсәнни қоюп бериш тоғрисидики тәләплирини йәткүзгән.

Идрис һәсәнниң аяли бузәйнур ханимниң билдүрүшичә, учришишта консулхана хадими уларниң тәлипини маракәш һөкүмитиниң мунасивәтлик органлириға йәткүзидиғанлиқини билдүргән.

Намайиш ахирлашқандин кейин, идрис һәсәнниң аяли бузәйнур ханим йолдишини қутулдуруш үчүн йол меңиватқан барлиқ қериндашларға тәшәккүр ейтидиғанлиқини билдүрди.

Идрис һәсәнни қутулдуруш үчүн хәлқарадики кишилик һоқуқ тәшкилатлири, шәрқий түркистан тәшкилатлири вә дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар җиддий паалийәт елип бармақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.