Норвегийәдики маракәш әлчиханиси алдида наразилиқ намайиши өткүзүлгән

Ихтиярий мухбиримиз уйғурай
2021.12.16
Норвегийә уйғур комитетниң орунлаштурулуши билән норвегийәдики уйғур җамаити пайтәхт ослодики маракәш әлчиханисиниң алдида өткүзгән наразилиқ намайишта намайишчиларниң қоллиридики идрис һәсәнниң сүрити. 2021-Йили 16-декабир.
RFA/Uyghur'ay

12-Айниң 15-күни маракәш сотиниң идрис һәсәнни хитайға өткүзүп бериш һәққидики ахириқи қарари чиққандин кейин, дуняниң һәрқайсий җайлиридики уйғурлар түрлүк шәкилләрдә наразилиқини билдүрүшкә башлиған.

Бүгүн, йәни 12-айниң 16-күни норвегийә уйғур комитетниң орунлаштурулуши билән норвегийәдики уйғур җамаити пайтәхт ослодики маракәш әлчиханисиниң алдида наразилиқ намайиши өткүзгән. Улар маракәш һөкүмитиниң идрис һәсәнни хитайға қайтуривәтмәсликини, уни шәртсиз қуюп беришни тәләп қилған.

Түркийәдә яшап келиватқан компютер енҗнери вә уйғур кишилик паалийәтчиси идрис һәсән бу йил 19-июл хитай һөкүмитиниң тәлипи билән маракәш дөләт хәвпсизлики хадимлири тәрипидин касабиланка айродурумида тутқун қилинған иди.

Норвегийә уйғур комитетниң орунлаштурулуши билән норвегийәдики уйғур җамаити пайтәхт ослодики маракәш әлчиханисиниң алдида өткүзгән наразилиқ намайиштин көрүнүш. 2021-Йили 16-декабир.
Норвегийә уйғур комитетниң орунлаштурулуши билән норвегийәдики уйғур җамаити пайтәхт ослодики маракәш әлчиханисиниң алдида өткүзгән наразилиқ намайиштин көрүнүш. 2021-Йили 16-декабир.

Идрис һәсәнниң делоси нөвәттә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә бир ғәрб демократик дөләтлириниң диққитини қозғиған. Йеқинда “хитайға қарши хәлқаралиқ парламент әзалири бирләшмиси” баянат елан қилип, маракәш даирилирини идрис һәсәнни қоюп беришкә чақириқ қилған.

Норвегийәдики намайиш осло вақти чүштин кейин саәт 15дә башланған болуп, радийомиз зияритимизни қобул қилған норвегийә уйғур комитетиниң рәиси бәхтияр өмәр әпәнди: “бүгүнкидәк җиддий вақитларда һаяти хәвп ичидә қалған қериндашларни қутқузуш һәр бир уйғурниң баш тартип болмайдиған мәҗбурийити,” деди.

Намайишқа иштирак қилған дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң муавин рәиси, норвегийә уйғур комитетиниң мәслиһәтчиси сәмәт абла, идрис һәсәнни қутқузуш үчүн һәмәйләнниң бирликтә һәрикәткә өтүшиниң интайин муһимлиқини тәкитләп өтти.

Идрис һәсәнниң хитайға қайтурулмаслиқи үчүн бүгүн норвегийәдин башқа түркийә, америка қатарлиқ дөләтләрдики маракәш әлчиханилириниң алдидиму наразилиқ намайишлири өткүзүлгән. Көзәткүчиләр, бу бир қатар наразилиқ намайишлириниң маракәш һөкүмитигә мәлум дәриҗидә бесим пәйда қилидиғанлиқини мөлчәрлимәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.