Сейит түмтүрк түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоғанға уйғурларниң қийинчилиқини аңлатти

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2016.10.03
seyit-tumturk-turkiye-rehberliri-1.jpg Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси сейит түмтүрк әпәнди қатарлиқлар рәҗәп таййип әрдоған қатарлиқ түркийә дөләт әмәлдарлириға уйғурларниң қийинчилиқини аңлатти.
RFA/Erkin Tarim
seyit-tumturk-turkiye-rehberliri-1.jpg

Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси сейит түмтүрк әпәнди қатарлиқлар рәҗәп таййип әрдоған қатарлиқ түркийә дөләт әмәлдарлириға уйғурларниң қийинчилиқини аңлатти. RFA/Erkin Tarim

seyit-tumturk-turkiye-rehberliri-2.jpg

Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси сейит түмтүрк әпәнди қатарлиқлар рәҗәп таййип әрдоған қатарлиқ түркийә дөләт әмәлдарлириға уйғурларниң қийинчилиқини аңлатти. RFA/Erkin Tarim

seyit-tumturk-turkiye-rehberliri-3.jpg

Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси сейит түмтүрк әпәнди қатарлиқлар рәҗәп таййип әрдоған қатарлиқ түркийә дөләт әмәлдарлириға уйғурларниң қийинчилиқини аңлатти. RFA/Erkin Tarim

seyit-tumturk-turkiye-rehberliri-4.jpg

Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси сейит түмтүрк әпәнди қатарлиқлар рәҗәп таййип әрдоған қатарлиқ түркийә дөләт әмәлдарлириға уйғурларниң қийинчилиқини аңлатти. RFA/Erkin Tarim

seyit-tumturk-turkiye-rehberliri-5.jpg

Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси сейит түмтүрк әпәнди қатарлиқлар рәҗәп таййип әрдоған қатарлиқ түркийә дөләт әмәлдарлириға уйғурларниң қийинчилиқини аңлатти. RFA/Erkin Tarim

10-Айниң 1-күни түркийә парламентиниң хизмәт башлаш мурасимиға рәсмий тәклип бойичә иштирак қилған шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси сейит түмтүрк әпәнди вә башқуруш һәйити әзаси абдулқадир түмтүрк әпәнди, ечилиш мурасими ахирлашқандин кейин түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоған, парламент башлиқи исмаил қәһриман, баш министир бинали йилдирим, баш министир муавини нуман қуртулмуш, ички ишлар министири сулайман сойлу әпәндиләр билән айрим-айрим көрүшүп, түркийәгә кәлгән мусапир уйғурларниң, шундақла бир айдин бери истанбулда тутуп буриливатқан абдулқадир япчан тоғрисида мәлумат бәрди, шундақла бәзи тәләплирини оттуриға қойди.

Дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди, пүтүн рәһбәрләр билән парламентниң залида 5-6 минут көрүшүп әһвал аңлатқандин сирт йәнә баш министир муавини, һөкүмәт баянатчиси нуман қуртулмуш өзиниң парламент бинасидики ишханисида уларни қобул қилди. Нуман қуртулмуш улар билән 20 минут учришип, уйғур ларниң һазирқи вәзийити, мусапир уйғурлар дучар болуватқан қийинчилиқлар, болупму абдулқадир япчанниң һазирқи әһвали тоғрисида мәлумат бәрди.

Бу учришишларда сейит түмтүрк әпәнди немә тәләпләрни оттуриға қойди? улар немә җаваб бәрди? бу һәқтә мәлумат игиләш үчүн учришиш ахирида сейит түмтүрк әпәнди билән абдулқадир әпәндигә микрофонимизни узаттуқ.

Биз сейит түмтүрк билән көрүшкән бәзи дөләт рәһбәрлири билән сөһбәт елип беришни тәләп қилған болсақму рәт қилди.

10-Айниң 1-күни түркийә парламентида язлиқ тәтилдин кейин хизмәт башланғанлиқи мунасивити билән мурасим өткүзүлгән болуп, мурасимда парламент рәиси исмаил қәһриман, түркийә дөләт рәиси рәҗәп таййип әрдоған, баш министир бинали йилдирим сөз қилди. Ечилиш мурасимиға түркийә армийиси баш штаби баш қомандани ақар, һәрқайси дөләтләрниң түркийәдә турушлуқ баш әлчилири, түркийәдики аммиви тәшкилат мәсуллири иштирак қилған иди.

Түркийәдә паалийәт елип бериватқан уйғур аммиви тәшкилатлири мәсуллиридин сейит түмтүрк әпәнди билән абдулқадирму тәклип бойичә мәзкур мурасимға қатнашқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.