Түркийә қатарлиқ бир қисим дөләтләрдә “җаза лагерлири” тоғрисида фото сүрәт көргәзмиси ечилди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2019.03.18
Shiwetsiye-resim-korgezmisi.jpg Америкадики уйғур паалийәтчи рошән аббас ханимниң биваситә күч чиқириши билән вашингтонда ечилған рәсим көргәзмисигә аваз қошуп бурсада ечилған көргәзмидин көрүнүш. 2019-Йили март, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

14-Март күни америкадики уйғур сиясий паалийәтчи рушән аббасниң биваситә күч чиқириши билән америкиниң вашингтон шәһиридики дөләтлик ахбарат кулубида ечилған “уйғурларниң пиғани: җаза лагерлири қайтидин оттуриға чиқмақта!” темисидики рәсим көргәзмисигә аваз қошуш үчүн түркийәниң бурса, фирансийәниң париж, әнглийә пайтәхти лондон, шиветсийәниң ситокһолм, австралийәниң аделайд шәһәрлиридә фото сүрәтләр көргәзмиси ечилған. Мәзкур көргәзмиләрдә уйғур дияридики қаттиқ бастурушниң әһвали, уйғур сәрхиллириниң тутқун қилиниши, игисиз қалған уйғур балилириниң сәрсанлиқи, һимайисиз қалған уйғур ханим-қизлириниң мәҗбурий йосунда хитай көчмәнлири билән тойлишиши, уйғур мәдәнийитиниң үлгилири болған өй-имарәтләр, мәсчитләр вә тарихий әсәрләрниң вәйран қилиниши, хитай армийәси вә сақчилириниң уйғурларни бастуруватқан шуниңдәк кочиларда чарлаш елип бериватқан көрүнүшлири вә башқа мәзмунлар әкс әттүрүлгән көплигән фото сүрәтлири қоюлған.

Түркийәниң бурса шәһиридики улудағ университетида өткән һәптә әнә шу хилдики фото сүрәтләр

Көргәзмиси уюштурулған болуп, бу паалийәтни уюштурған 120 уйғур оқуғучиниң вәкили абдуқадир абдукерим зияритимизни қобул қилип, буни “бир аваз бир қәдәм” паалийитидин кейин вашингтонда өткүзүлгән рәсим көргәзмисигә аваз қошуш үчүн өткүзгәнликини баян қилди.

Абдуқадир абдукерим әпәнди бу көргәзминиң тунҗи қетимлиқиниң бурса улудағ университетида өткүзгәнликини, бундин кейин бурса шәһиридики мәктәпләр, аммиви тәшкилатлар вә районларда бир-бирләп өткүзүлидиғанлиқини ейтти.

Көргәзмә башланғандин тартип улудағ университетидики оқутқучи-оқуғучилар, ишчи-хизмәтчиләр, бурса шәһиридики бир қисим аммиви тәшкилат мәсуллири, шуниңдәк уйғурлар мәсилисигә қизиққучи түркләр арқиму арқидин көргәзмә мәйданиға келип, фото сүрәтләрни зор қизиқиш ичидә көрүп чиқти. Уларниң бәзилири бу сүрәтләрдики көрүнүшләрдин һәйранлиқ һес қилса, йәнә бәзилири уйғур дияридики әһваллар һәққидә көргәзмини тәшкиллигүчи уйғур оқуғучилардин түрлүк соалларни сориди. Абдуқадир абдукерим бу һәқтә тохталди.

Биз көргәзмини көргән улудағ университети музика оқутқучиси доктор әрдәм өздәмир әпәнди биләнму телефон сөһбити елип бардуқ. У, уйғурларниң һазирқи вәзийитини доклат бериш шәклидин башқа рәсим көргәзмиси вә сәнәт паалийәтлири арқилиқму аңлатса болидиғанлиқини, бу арқилиқ әһвалларни техиму җанлиқ әкс әттүрүш мумкинликини тәкитләп мундақ деди: “университетимизда оқуватқан уйғур оқуғучилар икки йилдин буян түркийәниң һәр қайси җайлиридики шәрқий түркистанни тәтқиқ қиливатқан мутәхәссисләрни тәклип қилип доклат бәргүзмәктә. Доклат бериш йиғинлиридин сирт уйғур мәдәнийитини тонутуш үчүн консерт уюштурмақта. Сәнәт арқилиқ уйғурларниң әһвалини тонуштурушниң муһимлиқини тонуп йәткән уйғур оқуғучилар буниңдин яхши пайдиланмақта, 2 йил ичидә яхши әхлақ пәзилити вә тиришчанлиқи билән өрнәк болған уйғур оқуғучилар өз дәвалирини музика вә сәнәт арқилиқму яхши аңлатмақта”.

Бу көргәзминиң ечилишиға күч чиқарған улудағ университети оқуғучиси турсунгүл зияритимизни қобул қилип, бу университетта түрк вә чәтәлликләрдин болуп 70 миң оқуғучи барлиқини, рәсим көргәзмисини айланғанларниң наһайити яхши инкасларни қайтурғанлиқини тәкитлиди.

“бир аваз бир қәдәм” паалийитигә аваз қошуш үчүн австралийәниң аделайд шәһиридики музей бинасиниң алдида өткүзүлгән паалийәт йеригә 2015-йилидин 2018-йилиғичә австралийәниң баш министирлиқ вәзиписини өтигән малком турнбалл әпәнди билән сенатор рәх патрик әпәндиму келип, уйғур паалийәтчиләр билән сөһбәтләшкән. Мәзкур паалийәт 3-айниң 15-күнидин 17-күнигичә 3 күн давамлашқан. Уйғур паалийәтчи юлтуз тейипҗан ханим паалийәт тоғрисида мәлумат бәрди.

Йәнә явропаниң әң муһим шәһәрлиридин бири болған фирансийә пайтәхти париж шәһиридиму “бир аваз бир қәдәм” паалийитигә аваз қошуш үчүн паалийәт өткүзүлгән. Фирансийә уйғур уюшмисиниң рәиси алим әхмәт әпәнди бу һәқтә мәлумат бәрди.

“бир аваз бир қәдәм” фото сүрәт көргәзмә паалийитигә аваз қошуш үчүн шиветсийәниң ситокһолм шәһиридиму паалийәт өткүзүлгән. Уйғур паалийәтчи зулһаят өткүр ханимниң башчилиқида өткүзүлгән паалийәткә парламент әзалири, бәзи аммиви тәшкилат мәсуллири вә зиялийлардин болуп көп санда киши иштирак қилған. Зулһаят ханим бу һәқтә тохталди.

Мәлум болушичә, бу көргәзмә паалийәтлири уйғурлар олтурақлашқан һәрқайси дөләтләрдики асаслиқ шәһәрләрдә давамлиқ өткүзүлмәкчи икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.