Җәнвәдики б д т бинаси алдида “ирқий қирғинчилиқ” қа қарши рәсим көргәзмиси башланди
2021.09.16
Д у қ хитайниң б д т дики сахта тәшвиқатлириға рәддийә бериш үчүн “ирқий қирғинчилиқ” қа қарши рәсим көргәзмиси паалийити уюштурди.
Американиң шиветсарийәдики әлчиханисиниң қоллиши билән д у қ 16-сентәбирдин башлап җәнвәдики б д т бинаси алдида “ирқий қирғинчилиқ” қа қарши рәсим көргәзмиси паалийитини башлиған. Д у қ ниң муавин рәиси пәрһат муһәммиди әпәндиниң билдүришичә, 14-сентәбир күни кәчтә җәнвәдики америка әлчиханисида бу қетимқи рәсим көргәзмисиниң ечилиш мураси һәйвәтлик өткүзүлгән. Бу мурасимға 30 дин артуқ дөләтниң баш әлчилири вә депломатлири болуп, 40 тин артуқ киши қатнашқан.
Җәнвәдин зияритимизни қобул қилған д у қ рәиси долқун әйса әпәндиниң билдүришичә, бу қетимқи рәсим көргәзмиси 2020-йили 22-сентәбир б д т бинаси алдида башлинип, бир һәптә давам қилған “ирқий қирғинчилиқ” қа қарши рәсим көргәзмиси паалийитиниң давами икән. У бу қетимқи рәсим көргәзмиси паалийитиниң мәқсиди һәққидә тохталғанда, асасий мәқсәдниң хитайниң б д т дики һәр түрлүк сахта тәшвиқатлириға рәддийә бериштин ибарәт икәнликини тәкитлиди.
Җәнвәдики рәсим көргәзмисигә қатнишиватқан д у қ ниң рәис вәкили, “шәрқий түркистан өлималар бирлики” ниң муавин рәиси турғунҗан алавудун әпәндиниң билдүришичә, бу паалийәткә иштирак қилғучиларниң бирқисми лондунда 4 күн давам қилған “уйғур сот коллегийәси” ниң 2-қетимлиқ гуваһлиқ аңлаш йиғинини түгитипла удул җәнвәгә йетип кәлгән болса, йәнә бирқисми д у қ ниң мюнхендики мәркизидин көргәзмә рәсимлирини елип җәнвәгә йетип кәлгән.
14-Сетәбир күни американиң җәнвәдики баш әлчиханисида өткүзүлгән ечилиш мураси билән башланған бу рәсим көргәзмиси паалийити 19-сентәбир күнигичә давам қилидикән.