Йүзләрчә уйғурлар җәнвәдики б д т бинаси алдида намайиш елип барди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2022.05.13
jenwe-namayish-dolqun-eysa.jpg

Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң алий комиссари мишел бачелетниң уйғурлар тоғрилиқ өткән йили һазирланған доклатни алдин елан қиливетишни вә уйғурларниң ирадиси, тәләп-истәклирини ипадиләп, б д т бинаси алдида өткүзгән хәлқаралиқ намайишта д у қ рәиси долқун әйса сөзлимәктә. 2022-Йили 13-май, җәнвә. RFA/Ekrem

jenwe-namayish-may-2022-1.jpg

Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң алий комиссари мишел бачелетниң уйғурлар тоғрилиқ өткән йили һазирланған доклатни алдин елан қиливетишни вә уйғурларниң ирадиси, тәләп-истәклирини ипадиләп, б д т бинаси алдида өткүзгән намайиш. 2022-Йили 13-май, җәнвә. RFA/Ekrem

jenwe-namayish-may-2022-2.jpg

Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң алий комиссари мишел бачелетниң уйғурлар тоғрилиқ өткән йили һазирланған доклатни алдин елан қиливетишни вә уйғурларниң ирадиси, тәләп-истәклирини ипадиләп, б д т бинаси алдида өткүзгән намайиш. 2022-Йили 13-май, җәнвә. RFA/Ekrem

jenwe-namayish-may-2022-3.jpg

Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң алий комиссари мишел бачелетниң уйғурлар тоғрилиқ өткән йили һазирланған доклатни алдин елан қиливетишни вә уйғурларниң ирадиси, тәләп-истәклирини ипадиләп, б д т бинаси алдида өткүзгән намайиш. 2022-Йили 13-май, җәнвә. RFA/Ekrem

jenwe-namayish-may-2022-4.jpg

Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң алий комиссари мишел бачелетниң уйғурлар тоғрилиқ өткән йили һазирланған доклатни алдин елан қиливетишни вә уйғурларниң ирадиси, тәләп-истәклирини ипадиләп, б д т бинаси алдида өткүзгән намайиш. 2022-Йили 13-май, җәнвә. RFA/Ekrem

jenwe-namayish-may-2022-5.jpg

Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң алий комиссари мишел бачелетниң уйғурлар тоғрилиқ өткән йили һазирланған доклатни алдин елан қиливетишни вә уйғурларниң ирадиси, тәләп-истәклирини ипадиләп, б д т бинаси алдида өткүзгән намайиш. 2022-Йили 13-май, җәнвә. RFA/Ekrem

jenwe-namayish-may-2022-6.jpg

Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң алий комиссари мишел бачелетниң уйғурлар тоғрилиқ өткән йили һазирланған доклатни алдин елан қиливетишни вә уйғурларниң ирадиси, тәләп-истәклирини ипадиләп, б д т бинаси алдида өткүзгән хәлқаралиқ намайишта д у қ рәиси долқун әйса сөзлимәктә. 2022-Йили 13-май, җәнвә. RFA/Ekrem

jenwe-namayish-may-2022-7.jpg

Б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң алий комиссари мишел бачелетниң уйғурлар тоғрилиқ өткән йили һазирланған доклатни алдин елан қиливетишни вә уйғурларниң ирадиси, тәләп-истәклирини ипадиләп, б д т бинаси алдида өткүзгән намайиш. 2022-Йили 13-май, җәнвә. RFA/Ekrem

5-Айниң ахириқи күнлири б д т кишилик һоқуқ кеңишиниң алий комиссари мишел бачелетниң җаза лагерлири мәсилиси сәвәблик уйғур дияриға тәкшүрүшкә баридиғанлиқи ашкариланғандин кейин, хәлқарадики көплигән кишилик һоқуқ органлири униңдин уйғурлар тоғрилиқ өткән йили һазирланған доклатни алдин елан қиливетишни тәләп қилип кәлгән вә уни хитайниң ялған сәһнә һазирлап алдишидин агаһландурған иди. Д у қ охшаш мәқсәттә бүгүн, йәни 5-айниң 13-күни җәнвәдики б д т бинаси алдида хәлқаралиқ бир намайиш уюштуруп, уйғурларниң ирадиси вә тәләп-истәклирини намайән қилди.

Явропа, асия вә америка қитәлиридин кәлгән йүзләрчә уйғурлар бүгүн 5-айниң 13-күни сәһәр саәт 10:00 да җәнвәдики б д т баш шитаби алдиға топланған. Улар узун сәп һасил қилип, түрлүк шуарларни товлап, б д т кишилик һоқуқ кеңиши алий комиссари бинасиниң алдиға қәдәр йүрүш қилған. Алий комиссар бинаси алдидики намайиш шәрқий түркистанниң истиқлал марши билән башланған.

Д у қ рәиси долқун әйса әпәнди истиқлал маршидин кейин нутуқ сөзләп, уйғурларниң б д т дин күтидиған тәләплирини оттуриға қойған вә б д т ни шәрқий түркистандики җаза лагерлирини дәрһал тақаш үчүн әмәлий тәдбир қоллинишқа чақирған. У сөзидә, “биз бүгүн мишел бачелетниң алдиға ялвурғили әмәс, бәлки униңдин һесаб сориғили кәлдуқ, уйғур ирқий қирғинчилиқини тохтитиш б д т ниң мәсулийити” дегәнләрни тилға алған.

Намайишқа тибәтликләр вә көплигән хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң мәсуллириму қатнашқан. Долқун әйсаниң сөзидин кейин кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң мәсуллири нутуқлар сөзләп, хитайниң уйғур ирқий қирғинчилиқи җинайәтлирини қаттиқ әйибләшкән вә б д т дин уйғурлар тоғрилиқ һазирланған доклатни дәрһал елан қилишни тәләб қилишқан.

Биз бу қетимқи намайиш тоғрилиқ техиму әтраплиқ мәлумат игиләш үчүн, һәрқайси әлләрдин келип намайишқа қатнашқан бирқисим сиясий актипларни зиярәт қилдуқ. Америкадин келип бу намайишқа қатнашқан мәркизи вашиңтондики уйғур һәрикити тәшкилатиниң директори рушән аббас ханим зияритимизни қобул қилғанда, бүгүн өткүзүлгән бу намайишниң ялғуз кишилик һоқуқ кеңишиниңла әмәс, б д т ниң барлиқ органлириниң диққитини таридиғанлиқини тәкитлиди. Германийәдин келип намайишқа қатнашқан д у қ иҗраийә комитетиниң муавин рәиси турғунҗан алавудун әпәндиму намайишниң мәқсити һәққидә тохтилип өтти.

Намайишниң ахирида, д у қ рәиси долқун әйса башлиқ бир горуппа киши мишел бачелетниң ишханисиға 60 тин артуқ уйғур тәшкилатиниң имзалиқ хетини, җаза лагерлири қурбанлириниң тизимликини вә җаза лагерлири җайлашқан орунларниң адрисини тапшурған. Долқун әйса әпәнди бу һәқтә тохталғанда, бу намайишниң мишел бачелетниң уйқусини ечишқа түрткә болидуғанлиқини әскәрткән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.