Ғулҗада кан астида қапсилип қалған уйғурлардин аз дегәндә икки нәпириниң өсмүр икәнлики ашкариланди
2022.12.30
Алдинқи күнидики ениқлашлиримизда ғулҗада 24-дикабир күни йүз бәргән кан өрүлүш вәқәсидә йәр астида қалған вә издиливатқан 18 кишиниң көпинчиси уйғур икәнлики ашкариланған иди. Мухбиримизниң бүгүнки ениқлашлири давамида, мәзкур 18 кишидин 3 кишиниң кимликлири айдиңлашти. Улардин икки нәпириниң буниңдин икки йил игири 16 яш вә 17 яш вақитлирида, йәни техи қорамиға йәтмигән вақтида ишчилиққа қобул қилинғанлар балилар икәнлики мәлум болди.
“бәйду” учур амбирида тонуштурулишичә, ғәрбий дияр или алтун кан чәклик мәсулийәт ширкити 1993-йили қурулған болуп, ширкәтниң омуми ишчи-хизмәтчиси 672 нәпәр; буниң 333 нәпири, йәни 49.56 Пирсәнти хитай болмиған йәрлик милләтләрдин икән.
Биз кан астида қапсилип қалған 18 кишиниң кимликлирини айдиңлаштуруш үчүн, бүгүн йәнә уйғур аптонум районлуқ җиддий ишларни башқуруш назарити (新疆维吾尔自治区应急管理厅) ға телефон қилдуқ. Алақидар хадим вәқә йүз бәргән кандики қутқузуш һәркитиниң бүгүн 6-күнигә қәдәм қойғанлиқини вә қапсилип қалғанларни издәшниң давам қиливатқанлиқини мәлум қилди. Биз мәзкур хадимдин қапсилип қалған 18 кишиниң миллий тәвәликини сориғинимизда, у буниңға дәрһал җавап берәлмиди. У ишханисдики башқа хадимлар билән мәслиһәтләшкәндин кейин, бу һәқтә уйғур аптонум районлуқ партком тәшвиқат бөлүми тәйярлиған мәхсус материялдин пайдиллинишимизни тәвсийә қилди.
“бәйду” торидики алақидар учурларда мәзкур ширкәтниң ғулҗа наһийисиниң қараяғач йезиси вә униң әтрапидин 2038 мо земинни игилигәнлики қәйт қилинған. Биз мәзкур хадимдин канниң өрүлгән қисминиң көлими, йәни қанчә мо яки қанчә кувадрират метир җайиниң гүмүрүлүп чүшкәнликини соридуқ. У бу һәқтики соалимизғиму җавап берәлмиди. Мәзкур назарәттики йәнә бир хадим, қапсилип қалғанларниң кимликлири һәққидики соалимизға җавабән, бу һәқтики учурларни аптонум районлуқ партком тәшвиқат бөлүмидин соришимизни тәвсийә қилди.
Телефонимизни қобул қилған уйғур аптонум районлуқ партком тәшвиқат бөлүминиң бир хадими, дәсләптә өзлириниң бу вәқәдин хәвири йоқлуқини ейтти, арқидин өзлириниң бу ишқа мәсул әмәсликини, телефонимизниң өзлиригә хата урулғанлиқини баян қилип, соаллиримизни җавапсиз қалдурди.
Хитайниң алтун кан саһәсигә аит бир торбәттә хәвәр қилинишичә, мәзкур ширкәт 2020-йили хотән вилайитиниң керийә наһийәси билән қизилсу областиниң ақту наһийәлиридин “намаратларға ярдәм бериш” намида 25 нәпәр ишчини йөткәп әкәлгән икән.
Мәзкур ширкәт йәнә ғулҗа наһийәсиниң оняр базири бөлүкәй кәнтигә қаритаму аталмиш “намратларни йөләш” паалийити елип барған.
Биз мәзкур алтун кан җайлашқан ғулҗа наһийәсиниң қараяғач йезисидики йәрлик вәзипидарларға телефон қилип, кан өрүлүш вәқәсидиин өзлиригә кәлгән зиян-зәхмәт һәққидә мәлумат соридуқ. Мәзкур йезиниң 1-кәнт аманлиқ мудири, өзиниң нәқ мәяданға, йәни вәқә йүз бәргән канға бармиғанлиқи, әмма бир қисим учурлардин хәвәрдар икәнликини ейтти. Униң дейишичә, из-дерики елинмайватқан 18 киши ичидә, у мәсул кәнттин 4 киши бар икән. Буларниң кәнттики намрат аилә әзалири икәнликини әскәрткән бу хадим, мәзкур 4 кишидин икки нәпириниң бу йил 18 вә 19 яш икәнлики, йәнә бириниң болса 51 яш икәнликини ашкарилиди. У йәнә мәзкур икки яшниң бу канға ишқа чүшкән 2020-йили 16 вә 17 яшлардики яш қорамиға тошмиған өсмүр икәнликини әскәртти.
Илгирики ениқлашлримизда, ғулҗа наһийәсиниң қараяғач йезисиға маканлашқан хитайниң чиңхуа електир вә көмүркан ширкәтлириниң тәвәликтики йәрлик аһалиләргә ярдәм бериш уяқта турсун, әксинчә уларни терилғу йәрлиридин мәһрум қалдурғанлиқи, йәрлик аһалиләрни 3 қетим көчүшкә мәҗбурлиғанлиқи вә уларниң ата-бовилиридин қалған бағ-варанлирини вәйран қилғанлиқини паш болған иди.