Кикбоксчи абдусәмәт тәвәккүл: “нишаним дуня чемпийони болуп, шәрқий түркистанни дуняға тонутуштур”
2024.09.05
9-Айниң 1-күни түркийәниң испарта шәһиригә қарашлиқ еғирдир бәләдийәси тәрипидин “кәспий кикбокс чемпийонлар кечиси” намлиқ кикбокс мусабиқиси өткүзүлгән.
Мусабиқигә түркийә, әзәрбәйҗан, түркмәнистан, қазақистан вә афғанистан қатарлиқ дөләтләрдин кәлгән кәспий кикбокс маһирлири қатнашқан болуп, уйғурларға вакалитән истанбулда яшаватқан уйғур боксчи абдусәмәт тәвәккүл қатнашқан. Мусабиқә җәрянида у рәқибини йеңип, чемпийонлуқ кәмиригә еришкән.
Еғирдир шәһириниң башлиқи мустафа өзәр әпәнди сәһнигә чиқип, уйғур боксчи абдусәмәт тәвәккүлни алаһидә тәбриклигән вә хатирә рәсимгә чүшкән.
Бу қетимлиқ мусабиқини тәшкиллигән еғирдир шәһириниң башлиқи мустафа өзәр әпәндигә уйғур допписи билән шәрқий түркистанниң ай-юлтузлуқ көк байриқи тәқдим қилинған. Бу һәқтә еғирдир шәһәрлик һөкүмәтниң рәсмий таратқулирида сүрәтлик учурлар тарқитилған. Униңда йезилишичә, анталийәдә яшаватқан уйғурларниң “шәрқий түркистан уйғур хәлқи җәмийити” намдики тәшкилатиниң рәиси закирҗан османуф, мәзкур тәшкилатниң идарә һәйәт әзалирини башлап анталийәдин еғирдир шәһиригә берип мусабиқини қоллиған. Улар еғирдир шәһәр башлиқи мустафа өзәр әпәндигә уйғур допписи вә шәрқий түркистанниң байриқини һәдийә қилған. Мусабиқә җәрянида уйғур допписини бешидин чиқармиған шәһәр башлиқи мустафа өзәр әпәнди, “шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизниң бу йәргә келип аримизда болушидин интайин хушал болдуқ” дегән.
Мусабиқә башлиниш алдида ечилиш сөзи қилған мустафа өзәр әпәнди, мундақ дегән: “еғирдир шәһири бу хил хәлқаралиқ тәнтәрбийә паалийәтлири билән өз намини тонутиду. Бу тәнһәрикәт мусабиқиси хәлқимизгә бирликниң күчини һес қилдуриду”.
Бу мусабиқидә рәқибини йеңип чемпийонлуқ кәмәрини алған уйғур боксчи абдусәмәт тәвәккүл мәхсус зияритимизни қобул қилип, өз тәсиратлирини баян қилди.
Игилинишичә, мусабиқә 3 минуттин уда 3 қетим өткүзүлгән болуп, абдусәмәт тәвәккүл 0 гә қарши 3 нәтиҗә билән рәқибини мутләқ үстүнлүктә йәңгән.
Зияритимиз җәрянида, абдусәмәт тәвәккүл өзиниң бу йил 24 яшқа киргәнликини, 9 яштин башлап кикбокс саһәсидә чениқип көп қетим мусабиқиләргә қатнашқанлиқини, 18 яштин башлап кәспий мусабиқиләргә қатнишип келиватқанлиқини, бу қетимқи мусабиқигә қатнишиш үчүн бир ай мәхсус тәйярлиқ мәшқи елип барғанлиқини билдүрди.
Абдусәмәт тәвәккүл, өзиниң кикбокс түридә йетишип чиқип, кәлгүсидә түркийәниң дөләтлик командисиға таллиниш, андин хәлқаралиқ мусабиқиләргә қатнишиш, ахирида дуня чемпийони болуш арзусида икәнликини билдүрди.
У йәнә кәлгүсидә дуня чемпийони болуш билән бир вақитта, хәлқара мусабиқиләрдә шәрқий түркистан байриқини ләпилдитип уйғурларни тонуштуруш; хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан зулум вә бастурушлирини дуняға аңлитиш мәқсити барлиқини тәкитләп өтти.
У мундақ деди: “мениң биринчи мәқситим, уйғурлар вә шәрқий түркистанни билмигән хәлқләргә билдүрүш, вәтәндә йүз бериватқан хитайниң зулумни дуняға аңлитиштур”.
Абдусәмәт тәвәккүлниң билдүрүшичә, у бу йил 6-айда истанбулниң уйғурлар көп олтурақлашқан сәфакөй районида “уйғур чениқиш кулуби” ачқан икән. Бу кулубта һазир 12 яштин 36 яшқичә болған арилиқта 20 дин артуқ уйғур яш-өсмүрләр вә бир қисим түркләр абдусәмәтниң мәшқавуллуқида мәшиқ қилмақта икән.
Биз йәнә абдусәмәт тәвәккүлни йеқиндин қоллап, мусабиқиләрдә униң биллә болған дадиси убул тәвәккүл әпәндини зиярәт қилдуқ. Убул тәвәккүл әпәнди, оғли абдусәмәтниң 9 яштин башлап чениқишни башлиғанлиқини, өзиниң дәсләптә уни бу саһәдин тосуп башқа бир кәсип билән шуғуллинишқа үндигәнликини, бирақ оғлиниң ваз кәчмәстин бу саһәдә дуня сәһнилиригә чиқип шәрқий түркистан байриқини ләпилдитиш арзусини ипадә қилғанлиқини билдүрди. У шуниңдин кейин оғлини қоллап-қуввәтләп, һәр қетимлиқ мусабиқиләрдә униң қешида болуп келиватқанлиқини билдүрди.
Кекбокис мусабиқиси, бокс тәнһәркәт түриниң бир хили болуп, униңда һәм қолини ишлитип муштлишиш һәм путини ишқа селип пәшва етиш маһарити бирләштүрүлидикән.