Әркин қурбан: вәтәнгә бардим дәп җәһәннәмгә бериптимән
2013.07.08
Йеқинда канада пуқраси әркин қурбан әпәнди 14 йил көрмигән ана вәтини уйғур дияриға 45 күнлүк зиярәткә берип үрүмчи, ғулҗа қатарлиқ җайлардики уруқ-туғқанлири шуниңдәк ахирқи өмрини яшаватқан аниси билән дидарлишип кәлди.
Әркин қурбан канадада йәнә әркин текәс нами билән тонулған. Йеқинда әркин қурбан әпәнди зияритимизни қобул қилип уйғур дияридики 45 күнлүк зиярити җәрянида көргәнлирини аңлатти.
Әркин қурбан зияритимиз җәрянида йәнә, яшинип қалған анисини бир көрүвелиш мәқситидә, җанни алиқанға елип қоюп вәтәнгә барғанлиқини, әмма вәтәнгә бардим дәп җәһәннәмгә барғанлиқини билдүрди. Канада уйғур җәмийитидин игилишимизчә, у қайтип кәлгәндин кейин, уйғур диярида бир канада пуқрасиға йүргүзүлгән қанунсизлиқлар һәққидә канада ташқи ишлар министирлиқи вә канада бихәтәрлик идариси қатарлиқ орунларға мәлумат бәргән.
Игилишимизчә, әркин қурбан әйни йилларда или вадиси уйғур маарипида чақниған 3 гөһәр дәп тәрипләнгән, или уйғур маарип халис фонди җәмийитиниң қурғучиси аблимит халис һаҗимниң иниси икәнлики мәлум. Ели уйғур маарип фонди җәмийити әйни йилларда тунҗи болуп өсүмсиз қәрз пул бериш йоли билән уйғур яшлирини чәтәлләргә оқушқа чиқиришқа мувәппәқ болған вә ели области тәвәсидики намратлиқ сәвәбидин оқушини давамлаштуралмай қалған 1000 ға йеқин оқуғучини мәктәпкә қайтуруп кәлгән. 5-Феврал ғулҗа инқилабидин кейин уйғур маарип халис фонди җәмийити хитай һөкүмити тәрипидин мәҗбурий тақиветилгән.
Тәпсилатини юқиридики улиништин аңлиғайсиләр.