Шаяр “30-июн” һиҗрәт делосиға четишлиқ гумандарлар саниниң 50 дин ашидиғанлиқи вә 4 нәпириниң кимлики ашкариланди
2015.01.07

Хитай мәтбуатлири өткән һәптә шаяр наһийилик сақчи идариси хадимлириниң 76 саәт һәрикәт елип берип, бир аял гумандарни гуаңҗудин тутуп кәлгәнлики һәққидә хәвәр бәрди. Хәвәрдин мәлум болушичә, шаяр сақчилири өткән йили 6-айда вийетнам арқилиқ чәтәлгә чиқип кетишни пиланлиған бир һиҗрәтчиләр делосини паш қилған.
“30-июн” делоси дәп аталған бу делоға четишлиқ гумандарлардин бир қисми 7-айниң 18-күни хенән өлкисидин тутуп келингән; мөкүнүп йүрүватқан 21 яшлиқ бир аял гумандар бир яшлиқ балиси билән бирликтә гуаңҗудин тутуп келингән, әмма хәвәрдә делоға четишлиқ гумандарларниң омуми сани, кимлики вә ақивити һәққидә мәлумат берилмигән. Мухбиримизниң бүгүн сақчи вә кәнт мәсуллиридин бу һәқтики ениқлашлири давамида, делоға четишлиқ гумандарларниң 50дин ашидиғанлиқи ениқланди вә булардин тойболди йезисиға тәвә 4 нәпириниң кимликлири ашкариланди.
Тәпсилатини аваз улинишидин аңлиғайсиләр.