Илһам тохти әпәнди билән өткүзүлгән сөһбәт хатирилири (4)

Мухбиримиз меһрибан
2015.11.05
ilham-toxti-tohti-kamera.jpg Сүрәттә, илһам тохти лексийә сөзләватқан синипқа камера орнитип қоюлғанлиқи көрситилгән. 2010-Йили 12-июн, бейҗиң.
AFP

Илһам әпәндиниң 2009-йил 3-сентәбирдики миллий тоқунуш һәққидики баяни

2009-Йили 8-сентәбир күни бейҗиңдики өйидә нәзәрбәндтә туруватқан илһам тохти әпәнди радиомиз зияритини қобул қилип, 2-, 3-сентәбир күнлири үрүмчидә йүз бәргән хитай пуқралириниң наразилиқ намайишида, зораванлар тәрипидин уруп яриландурулған шинҗаң қанунчилиқ гезитиниң мухбири қайнам җаппар әпәндиниң әһвали вә әйни чағда җиддийләшкән үрүмчи вәзийити һәққидә өз қарашлирини аңлатқан.

Илһам әпәнди билән шу күни сөһбитимиздә үрүмчидин игилигән әһвалларни баян қилип, шу күнләрдә үрүмчидә елип берилған хитай пуқралири намайишиниң давами зораванлиқ түсини елип, тоқмақ көтүргән бир түркүм хитай зораванлириниң уйғурларға һуҗум қилиш вәқәлири йүз бәргән болсиму, әмма уйғур аптоном районлуқ вә үрүмчи шәһәрлик һөкүмәт даирилириниң вәқәни бир тәрәп қилишта өз мәсулийитини толуқ ада қилмиғанлиқини һәм вәқә һәққидики хәвәрләрни қамал қилғанлиқини тәнқидлигән.

Сөһбәттә илһам тохти әпәнди уйғур аптоном район даирилирини агаһландуруп, 5-июл үрүмчи вәқәсидин кейин үрүмчидә уйғурлар билән хитай пуқралири оттурисидики мунасивәтниң җиддийлишип кәткәнликини, һөкүмәтниң өз хизмитидә милләтләр арисидики мунасивәтни тоғра һәл қилишқа етибар беришини, қанун бойичә иш елип берип, бигунаһ пуқраларниң ярилиниши һәм өлүшини кәлтүрүп чиқарған зораванларға нисбәтән мәйли у қайси милләт болушидин қәтий нәзәр қанун бойичә, хәлқниң райи бойичә адиллиқ билән баравәр муамилидә туруп, һәл қилиши керәкликини оттуриға қойған.

Илһам тохти әпәнди баянида қайнам җаппар әпәндигә охшаш бигунаһ пуқраларниң уруп яриландурулуш вәқәлирини нәқил елип буларниңму охшашла қанунға хилап қилмиш икәнликини, һөкүмәтниң 3-сентәбир вәқәси вә 8-ай мәзгилидә йүз бәргән аталмиш “йиңнә санҗиш” вәһимиси қатарлиқ вәқәләрдин, райондики миллий мәсилиниң еғирлиқини тонуп йетиши керәкликини тәкитлигән.

Илһам тохти әпәнди баянида йәнә, өзиниң әйни чағдики уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт даирилиридин күтидиған үмиди вә тәлипини оттуриға қойған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.