Парижда өткүзүлгән хәлқаралиқ намайишта уйғурларму сөз қилди

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2015.12.14
parizh-uyghur-namayish-erkin-ablimit.jpg Фирансийә уйғур җәмийитиниң рәиси әркин аблимитниң парижда өткүзүлгән хәлқаралиқ намайишта сөз қилмақта. 2015-Йили 10-декабир, париж.
RFA/Qutluq

10‏-Декабир күни фирансийәниң пайтәхти парижда хәлқара кишилик һоқуқ күни мунасивити билән өткүзүлгән хәлқаралиқ намайишта уйғурларму сөз қилди.

Фирансийә уйғур җәмийитиниң рәиси әркин аблимитниң билдүрүшичә, парижда чақирилған хәлқаралиқ бу намайишта уйғурларниң дөләт марши орунланған болуп, намайишта кишилик һоқуқ паалийәтчилири нөвәттә хитайниң уйғурларни террорлуққа бағлап бастуруш һәрикити тоғрисида тәпсилий тохталған.

Намайишни парижда паалийәт елип бериватқан уйғур, тибәт, тәйвән қатарлиқ бир қисим җайларниң кишилик һоқуқ тәшкилатлири бирликтә тәшкиллигән болуп, хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң вәкиллириму қатнашқан.

Намайиш париждики җумһурийәт мәйданида шу йәр вақти кәч саәт 6 дин 8 гә қәдәр давам қилған болуп, намайишқа тәхминән 150 йеқин киши иштирак қилған.

Биз мәзкур намайиш һәққидә толуқ мәлуматқа еришиш үчүн фирансийә уйғур җәмийитиниң рәиси әркин аблимит билән телефон сөһбити елип бардуқ.

Юқириқи аваз улиништин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.