Бир қисим уйғурлар анталийәдә ши җинпиңға қарши наразилиқ намайиши өткүзди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2015.11.16
G20-yighini-turkiye-namayish.jpg Уйғурларниң G20 дөләтлири алий рәһбәрләр йиғиниға қатнашқан ши җинпиңға қарши өткүзгән наразилиқ намайишидин көрүнүш. 2015-Йили 15-ноябир, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

15-Ноябир күни түркийәниң анталийә шәһиридә өткүзүлгән 20 дөләт гуруһи алий рәһбәрлири йиғини җәрянида бир қисим уйғурлар анталийә җумһурийәт мәйданиға йиғилип хитай дөләт рәиси ши җинпиңға қарши наразилиқ намайиши өткүзди.

Түркийәниң әң чоң аммиви тәшкилатлиридин бири болған түрк оҗақлири тәшкилати анталийә шөбисиниң бир қисим әзалириму қатнашқан бу намайишни қәйсәридә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити уюштурған болуп, улар қолида дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимниң рәсими бесилған астиға “шәрқий түркистанға әркинлик”, “илһам тохтиға әркинлик”, “ши җинпиң хитайға қайт” вә “ ши җинпиң бесимиңни тохтат” дегән шоарлар йезилған лозункиларни көтүргән һалда намайиш қилди.

Шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити рәиси сейит түмтүрк әпәнди мухбирларға баянат бәрди. Бу намайиш мәйданиға түрк ахбарат васитилиридин сирт йәнә бәзи хәлқаралиқ аммиви ахбарат васитилириниң мухбирлириму кәлгән.

Биз бу намайиш һәққидә намайишни уюштурған дуня уйғур қурултийи муавин рәиси сейит түмтүрк әпәнди вә абдуғени бекин әпәндиләрни зиярәт қилдуқ.

Сейит түмтүрк әпәнди бу намайишқа узундин бери тәйярлиқ қилғанлиқини, түркийәниң бихәтәрлик органлириниң тосушиға қаримай миң бир тәсликтә анталийәгә берип намайиш қилғанлиқини баян қилди.

Сейит түмтүрк әпәнди намайишта мухбирларға бәргән баянатида, хитай дөлитиниң иқтисадий күчини өлчәм қелип г20 дөләтләргә әза қилишниң тоғра әмәсликини, уйғур, тибәт вә моңғулларниң инсан һоқуқлирини дәпсәндә қиливатқан хитайниң дөләт рәиси җинпиңниң бу йиғинға қатнишишини әйибләйдиғанлиқини баян қилған.

Сейит түмтүрк әпәнди түркийә дөләт телевизйәси вә хәлқаралиқ ахбарат васитилиридә бу намайишни хәвәр қилип бәргәнликини баян қилди.

Намайишқа қатнашқан абдуғени әпәнди өзлириниң 20 дөләт алий рәһбәрлири йиғини ечилған анталийәдә 11-айниң 15-күни намайиш өткүзүп хитай дөләт рәиси ши җинпиңға наразилиқ билдүргәнликини, түркийә рәис җумһури әрдоғанниң уйғурларға игә чиқип, уйғурларниң дәрдини хитай рәисигә ейтишини тәләп қилғанлиқини билдүрди.

Түркийәниң анталийә шәһиридә чақирилған 20 дөләт алий рәһбәрлири йиғиниға америка президенти барак обама, японийә баш вәзири шинзо абе, русийә дөләт рәиси владимир путин вә хитай дөләт рәиси ши җинпиң вә башқилар қатнашқан болуп, нуқтилиқ һалда сүрийә мәсилиси, террорлуққа қарши күрәш вә дуня иқтисадий мәсилилири музакирә қилинған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.