Уйғур дада: анам, акам түрмидә, 4 балам “балилар лагерида”
2018.09.19
Түркийә оттура асия түркий җумһурийәтлиридин қалсила муһаҗирәттики уйғурлар әң көп олтурақлашқан дөләт һесаблиниду.
Түркийәдики уйғурлар юртидики уруқ-туғқанлири билән телефон алақиси үзүлүп қалғанлиқтин бәзилири иҗтимаий таратқуларда өз әһвални аңлатса, йәнә бәзилири хәлқаралиқ органларға әрз йезип, ата-ана вә бала-чақилириниң из-дерикини елишқа тиришмақта. Түркийә истанбул шәһиридә яшаватқан уйғурлардин адил абдуқадир әпәнди зияритимизни қобул қилип, аилисидин тутқун қилинған аниси патимәхан мәмәтниң 10 йил, акисиниң 5 йерим йил кесиветилгәнликини, сиңлисиниң сорақ җәрянида түгәп кәткәнликини, 4 балисиниң аталмиш “сөйгү йәслиси” намидики “балилар лагери” ға елип кетилгәнликини билдүрди. У, бүгүн радийомиз зияритини қобул қилип, аилисидикиләрниң паҗиәлик қисмәтлири тоғрисида көз йеши төккән һалда мәлумат бәрди.
Адил абдуқадирниң ейтишичә, у, 2017-йили 3-айда аяли билән биргә пилан сиртида болған балисиниң түркийәдә туғулуп, бир җанниму болса сақлап қелиш мәқсити билән түркийәгә кәлгән икән. Улар хитай һөкүмити уйғурларни “җаза лагерлириға” солашқа башлиғандин кейин қайталмиған. У, бу һәқтә тохталди.
Адил абдуқадир әпәнди анисиниң өзигә телефон қилип, бурунқи аялиниң 20 йил, акисиниң 5 йерим йил кесиветилгәнликини дегәнликини баян қилди.
Адил абдуқадир әпәнди әслидә йәккә тиҗарәт үчүн үрүмчидин бина сетивалған вә пәрзәнтлирини үрүмчидә оқутуватқан икән. У түркийәгә кәткәндин кейин 2017-йили 8-айда туюқсиз сақчилар униң үрүмчидики өйигә кирип, силәрниң үрүмчидә нопусуңлар йоқ икән, хотәнгә қайтиңлар дәп адил абдуқадирниң балилириға қараватқан анисини 4 нәвриси билән қошуп хотәнгә қайтурувәткән. Адил абдуқадирниң ейтишичә, хотәндики сот даирилири униң анисини аталмиш “әсәбийлик җинайити” билән 10 йиллиқ қамақ җазасиға мәһкум қилған.
Ундақта адил абдуқадир әпәндиниң аниси қамақ җазасиға мәһкум қилинғандин кейин униң төт балиси немә болди? адил абдуқадир әпәндиниң ейтишичә даириләр уларни “сөйгү йәслиси ”дәп ативалған “балилар лагери”ға елип кетилгән.
Адил абдуқадир әпәнди 4 балиси лагерға елип кетилип узун өтмәй, уруқ-туғқанлириниң униң 4 балисиниң рәсимлирини тартип әвәткәнликини, балилириниң йүзини тәмрәткә бесип, яра қаплап кәткәнликини, бу рәсимләрни көргәндин кейин аялиниң нерва кесилигә гириптар болуп қалғанлиқини ейтти.
“5-июл үрүмчи вәқәси”дин кейин уйғурларниң түркийәгә көчүши көпәйгән, болупму иқтисадий әһвали яхши уйғурлар түркийәдин өй елип балилирини түркийәдә оқутушқа башлиған иди. Бу уйғурларниң көпи уйғур дияриға қайталмиди, уларниң көпиниң уруқ-туғқанлири солақлиқ икән. Адил абдуқадир әпәндиму қайтип кетишкә җүрәт қилалмиған.
Истанбулда тиҗарәт билән шуғуллиниватқан абликим қурбан әпәнди, узун йиллардин бери адил абдуқадирни тонуйдиғанлиқини, пилан сиртида болған балисиниң һаятини қутулдуруп қалимән дәп түркийәгә келип, бешиға мушундақ палакәтләрниң кәлгәнликини баян қилди.
Зияритимизниң ахирида адил абдуқадир әпәнди йәнә өз аилисиниң бешиға кәлгән бу хил җазалиниш паҗиәсиниң аллиқачан пүткүл уйғурларниң бешиға келиватқан ортақ паҗиәгә айланғанлиқини тәкитлиди. У, түркийәдә иҗтимаий таратқулар арқилиқ “баламни қайтуруп бәр” темисида қол қоюш долқуни қозғиған болуп, 10 миң киши қол қойса түркийә парламентиға тапшуруп бәрсә, түркийә парламентида бу мәсилә оттуриға қоюлуши мумкин икән.