Америка хәлқара диний әркинлик комитети: уйғурларниң вәзийитидин әндишә қиливатимиз
2018.05.14
Рамизан келиш алдида уйғурларниң диний етиқад әркинликини өз ичигә алған омумий вәзийити америка һөкүмитиниң күчлүк әндишисини қозғиған. Бу мунасивәт билән америка дөләт мәҗлиси хәлқара диний әркинлик комитети дүшәнбә елан қилған баянатида, хитай һөкүмитиниң уйғур мусулманлириға қарита бастурушни күчәйтиватқанлиқини тәкитләп, уйғурлар яшайдиған уйғур аптоном райониниң һазирқи вәзийити сақчи дөлитигә охшап қалғанлиқини, хитай һөкүмитиниң кәң даиридики чәклимә сиясити вә назарәт қилиш системиси йүргүзүп, уйғур мусулманлириниң диний етиқад әркинликидин ибарәт әң әқәллий инсаний әркинликиниму инкар қиливатқанлиқини, буниң алдимизда, йәни 15 -май башлиниш алдида турған рамизан ейидики диний етиқад паалийәтлиригичә паракәндичилик елип келидиғанлиқини тәкитлигән.
“хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан чәклимилири қоршав астидики диний вә етник бир аз санлиқ милләтни ассимилятсийә қилишқа урунушидин ибарәт” дәйду хәлқара диний әркинлик комитети рәиси даниял марк баянатида.
У йәнә; “хитай һөкүмити коммунист кадирлирини уйғурларниң өйлиригә орунлаштуруш, санақсиз бигунаһ уйғурларни қанунсиз һалда қайта тәрбийәләш лагерлириға қамаш арқилиқ пүтүн шинҗаң миқясида вәһимә, гуман вә ишәнмәслик вәзийити яратти”, дәп көрсәтти.
У йәнә, әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң бу һәрикитиниң пүтүн җәмийәтниң хатирҗәмликини бузидиғанлиқи, чүнки уларниң өз һаятини сақлап қелиш вә тинч һалда өз ибадәтлирини қилишқа тиришиватқанлар икәнликини тәкитлигән.
Баянатта йәнә хитай һөкүмитиниң уйғур мусулманлири үстидин йүргүзүп келиватқан диний чәклимилиридин ташқири рамизан ейида уйғурларниң роза тутуш вә ибадәт қилишни чәкләш үчүн, зорлаш характерлик бәзи йеңи тәдбирләрни алғанлиқи илгири сүрүлгән. Доклатта, бу мәзгилләрдә қораллиқ тәкшүрүш понкитлирини вә йеңи сақчиханиларни қуруп, кәмситиш характерлик тәкшүрүш елип бериш, аманлиқ хадимлирини көпәйтип, бихәтәрлик селинмисини ашуруш, из қоғлаш системиси, йүз тонуш, көз тонуш аппаратлирини орунлаштуруш арқилиқ, һәр хил техникилиқ назарәт үскүнилирини сәпләп, нуқтилиқ һалда уйғурларни нишанға алидиған назарәт вә контрол қилиш тәдбирлириниң давамлаштуриливатқанлиқи тилға елинған.
Баянатта буниңдин ташқири йәнә хитай һөкүмитиниң уйғур тилини чәкләш үчүн мәктәпләрдиму уйғур тили оқутушни бикар қилғанлиқи, уйғур пәрзәнтлириниң мәсчитләргә бериши вә уларға исламий исимларни қоюшниму чәкләвақтанлиқи қатарлиқ кәң даиридики адаләтсиз сиясәтлирини давам қиливатқанлиқи әйибләнгән.
Марк даниял йәнә баянатта дейиш арқилиқ америка һөкүмитини, уйғурлар учраватқан бастурушни тохтитишқа җиддий һәрикәт қоллинишқа чақириқ қилип: “хәлқара диний әркинлик комитети америка дөләт ишлири министирликини хитайниң уйғур мусулманлириға қаратқан хорлашлириға диққәт ағдурушқа чақириду шундақла америка һөкүмитини диний әркинлик дәпсәндичиликигә арилашқан дөләтлик вә районлуқ һөкүмәт әрбаблири һәмдә һөкүмәт аппаратлириға қарита җаза тәдбирлири қоллинишқа күчлүк рәвиштә риғбәтләндүриду. Дуняви магнитский кишилик һоқуқ қануни, хәлқара диний әркинлик қануни вә башқа қаратмилиққа игә қануний васитиләр һөкүмитимизни бу хилдики дәпсәндичиликләргә қарши күрәш қилишта һоқуқ вә имканийәт билән тәминләйду” дегән.
Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң муавин рәиси сандра җолли ханим бүгүн бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, “хитай уйғурларни бастурушта һәддидин ашқан васитиләрни қоллиниватиду”. Деди: у мундақ дәйду: “кометитимиз уйғур мусулманлириниң вәзийитини, болупму уларниң җазалиниватқанлиқини көзитип келиватимиз, шундақла районда хитай һөкүмитиниң динға етиқад қилғучи аз санлиқ милләтләргә қаратқан бастуруш сиясити вә чәклимилирини күчәйткәнликигә қарита хәлқараниң диққитини тартишқа чақириқ елан қилип, хитай һөкүмитини ашкара һалда әйибләп кәлдуқ. Хитай һөкүмитиниң болупму уйғурларға қарита қанунсиз һалда җазалашни илгирикидинму күчәйткәнлики алаһидә диққәт қозғашқа тегишлик җиддий мәсилә, әпсуски башқа дөләтләр вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң буниңға қарита инкаси мәнчә техи йетәрлик әмәс”.
Сандра ханим, баянатта тилға елинған, уйғур мусулманлири учраватқан адаләтсизликни тохтитишта дуня магнитиский қануниниң хәлқара миқяда тәрғиб қилинишиниң тәсири болидиғанлиқ ишәнчини ипадиләп йәнә мундақ деди : “мән америка һөкүмити шундақла хәлқара җәмийәтниң бу хәлққә җиддий диққәт беришигә тәқәзза, уларниң учраватқан адаләтсизлики вә яманлишиватқан кишилик һоқуқ вәзийитигә күчлүк инкас қайтурушимиз һәқиқәтәнму тәхирсиз бир мәсилә. Мән бу һәқтә һөкүмәтләрниң хитай билән болған мунасивәтләрдә хитай һөкүмитидин инсан һәқлири вәзийити һәққидә соал сораштин сирт магнитиский қануни арқилиқ әмәлий тәдбир қоллиниши интайин күчлүк вә һалқилиқ рол ойниялайду дәп ишинимән. Хитай һөкүмитиниң аз санлиқ милләтләр үстидин инсан һәқлири дәпсәндичиликлирини әмәлийләштүрүштә рол ойниған мунасивәтлик хитай коммунист рәһбәрлири вә һөкүмәт кадирлириға магнитский қануни бойичә җаза қоллиниш вә ембарго қоюш чоқум актип тәсир пәйда қилиду”.
Сандра җолли ханим хитай түрмисидики уйғур зиялийси гүлмирә имин ханимни әркинликкә ериштүрүш үчүн күчлүк тиришчанлиқ көрситип келиватқан комитет әзалириниң бири болуп, у өткән йили гүлмирә иминниң америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң виҗдан мәһбуслири тизимликигә киргүзилишидә вакаләтчи болған иди.
Америка хәлқара диний әркинлик комитети өзиниң йеқинда елан қилған 2018-йиллиқ доклатида, уйғурларниң өткән бир йиллиқ диний әркинлик вәзийити техиму начарлашқанлиқи, хитай даирилириниң техиму қаттиқ йеңи чәклимиләрни йолға қоюп, уйғурларниң диний әркинликини илгириләп боғуватқанлиқини билдүргән иди.
Уйғур дияриниң рамизан һарписидики вәзийити һәққидә районға қаратқан телефон зияритимиз давамида, үрүмчидики бир оттура мәктәп оқуғучиси мәктәптин оқуғучи вә ан- аниларға роза тутмаслиқ һәққидики вәдинамигә қол қойғанлиқини баян қилди.
Уйғур диярида даириләрниң 2017-йилидин башлап күчәйткән бәзи йеңи тәдбирлири билән уйғур мусулманлириниң йәниму еғир бир вәзийәттә икәнликидин әндишә қиливатқанлиқини билдүргән дуня уйғур қурултийи алий рәһбири рабийә қадир ханим, уйғурлар үстидин диний вә сиясий, миллий, мәдәний җәһәтләрдики қаттиқ бастурушлирини күчәйтип келиватқан хитай һөкүмитиниң йәнә рамизан мәзгилдә уйғурларни нишан қилған тутқун қилиш вә җазалашни еғирлаштуридиғанлиқини әскәртти. У өзиниң бу йиллиқ рамизанда уйғурларниң рамизанлиқ ибадитини қилалишини қияс қилалмайдиғанлиқини, әмма зулумға учриған бир хәлқниң роза туталмидуқ дәп өкүнгининиңму ибадәт сүпитидә қобул болушиға ишинидиғланлиқини тәкитлиди.