Қәшқәр тахтакөврүк һуҗумчилириниң чоң бир җәмәт әзалири икәнлики айдиңлашти

Мухбиримиз шөһрәт һошур
2015.06.29
qeshqer-saqchi-herbiy-kocha-charlash.jpg Хитай қораллиқ күчлириниң коча чарлап йүргән көрүнүши. 2014-Йили 23-июл, қәшқәр.
ImagineChina

Илгириләп әһвал ениқлишимиз давамида 22-июн күни қәшқәр тахтакөврүктики қаравулханиға һуҗум қилғучиларниң җәмий 21 киши икәнлики, буларниң йеңишәһәрниң тазғун йеза төвән қулақлиқ кәнтидики чоң бир җәмәтниң әзалири икәнлики айдиңлашти.

Мәлум болушичә, бу җәмәттики үч ака-ука вә икки ачидин тәркиб тапқан 5 қериндаш җөрилири, келин-куйоғуллири вә пәрзәнтлири билән бирликтә бу қетимқи һуҗумни пиланлиқ вә тәшкиллик һалда елип барған. Хитайниң шәрқи түркистандики зулумини дуняға билдүрүшни мәқсәт қилғанлиқи илгири сүрүлүватқан бу һуҗумға җәмәтниң чоңи, диний мөтивәр, 60 яшлиқ атавулла давут йетәкчилик қилған.

Көзәткүчиләрниң қаришичә, хитай һакимийитигә қарши қериндашлар тәшкиллиниш, җәмәт әзалири бирликтә һәрикәт қилиш уйғур миллий қаршилиқ һәрикитидики бир йеңи йүзлиниш вә бир өзгичиликтур. Дуняни зилзилигә салған 29-өктәбир тйәнәнмин қовуқиға һуҗум қилиш вәқәсини пидаий осман һәсән аниси вә аяли билән бирликтә елип барған, тоққузақ сайбағда йүз бәргән сақчиларға һуҗум қилиш вәқәсини 5 ака-ука аяллири билән бирликтә елип барған. Бултур маралбешида йүз бәргән йеза игилик мәһсулатлири базириға һуҗум қилиш вәқәсидиму 4 ака-ука рол алған. Бу әһвални бәзи көзәткүчиләр хитайға қарши миллий қаршилиқниң юқири пәллиси дәп қариса, йәнә бәзиләр бир чарисизлиқниң ипадиси йәни, хитайниң бихәтәрлик тәдбирлири сәвәблик аилә әзалири сиртидики кишиләр билән тәшкиллинишниң мумкин болмиғанлиқиниң аламити дәп қарашмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.