Лагер шаһидлириниң германийәдики гуваһлиқ бериш паалийәтлири нәтиҗилик ахирлашти

Лагер шаһидлиридин қәлбинур сидиқ вә гулбаһар хативаҗиниң германийәдики икки һәптигә созулған гуваһлиқ бериш паалийәтлири нәтиҗилик ахирлашқан.
Лагер шаһидлиридин қәлбинур сидиқ вә гулбаһар хативаҗиниң германийәдики ахирқи гуваһлиқ бериш паалийити 20-ноябир германийәниң карлсрухе шәһиридә өткүзүлгән. Карлсрухе шәһиридә яшайдиған уйғур зиялийси әнвәр әһмәт әпәндиниң билдүришичә, бу паалийәткә корона вируси чәклимисигә қаримастин, көп санда киши қатнашқан вә наһайити тәсирлик бир паалийәт болған.
Қәлбинур сидиқ вә гулбаһар хативаҗиниң германийәдики гуваһлиқ бериш паалийити 7-ноябир башланған болуп, икки һәптигә созулған бу паалийәт германийәдики 10 шәһәрдә елип берилған. Мәзкур паалийәт “явропа шәрқий түркистан бирлики” тәшкилатиниң орунлаштуриши вә “тәһдит астидики хәлқләрни қоғдаш тәшкилати”, “хәлқара кәчүрүм тәшкилати” қатарлиқларниң һәмкарлиқида елип берилған. “явропа шәрқий түркистан бирлики” тәшкилатиниң рәиси әсқәр җан әпәнди бу һәқтә тохталғанда, бу гуваһлиқ бериш паалийитиниң германийә мәтбуатлириниң күчлүк диққитини тартқанлиқини тилға алди. Униң билдүришичә, гуваһлиқ аңлаш йиғиниға қатнашқан бәзи кишиләр шаһидларниң сөзлиридин тәсирлинип йиғлап кәткән.
Һазир голландийәдә яшаватқан лагер шаһиди қәлбинур сидиқ бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилғанда, икки һәптилик бу гуваһлиқ паалийитиниң наһайити тәсирлик вә нәтиҗилик болғанлиқини билдүрди. Фирансийәдә яшаватқан лагер шаһиди гулбаһар хативаҗи бу һәқтә тохталғанда, бу паалийәтләр әснасида бәзи германларниң “германийә һөкүмитиниң уйғур ирқий қирғинчилиқини етирап қилмиғанлиқидин номус қилған” лиқини билдүргәнликини әскәртти.
Лагир шаһидлириниң җаза лагерлири тоғрисида гуваһлиқ бериш паалийити илгири-кейин германийәниң мюнхен, регинисбург, авгусбург, вүрсбург, франкфурт, гөттинген, лайипсиг, ханновер, берлин вә карлсрухе шәһәрлиридә, шундақла чехийәниң прага шәһиридә өткүзүлгән.