Лагер шаһитлириниң “ирқий қирғинчилиқини аңлитиш” сәпириниң тунҗи қәдими мувәппәқийәтлик ахирлашти

Мухбиримиз нуриман
2023.01.25
lager-shahit-1.jpg Калифорнийәдә қурулған уйғур фондиниң қоллиши билән америка уйғур бирләшмиси лагер шаһитлири билән бирликтә алий мәктәпләр вә ислам мәркәзлиридә “хитайниң уйғурларға қарита елип бериватқан ирқий қирғинчилиқини аңлитиш” паалийитигә атланди. 2023-Йили январ, вашингтон.
Photo: RFA

Америка уйғур бирләшмиси 20-январдин 22-январ күнигичә лагер шаһитлириниң алий мәктәпләр вә ислам мәркәзлиридә “хитайниң уйғурларға қарита елип бериватқан ирқий қирғинчилиқини аңлитиш” паалийитиниң тунҗи сәпирини мувәппәқийәтлик тамамлиған.

Калифорнийәдә қурулған уйғур фондиниң қоллиши билән орунлаштурулған калифорнийәдики үч күнлүк паалийәттә америкида турушлуқ лагер шаһитлири меһригүл турсун, турсунай зиявудун вә зумрәт давут қатарлиқлар өзлири лагерда биваситә башлиридин кәчүргән сәргүзәштлирини аңлатқан. Уларниң калфорнийәдики тунҗи күнлүк паалийити берклийдики калифорнийә университети хәлқара тәтқиқат институтида өткүзүлгән.

Хәлқара тәтқиқат институтиниң тор бетидики мәлуматларға қариғанда, улар лагер шаһитлириниң бихәтәрликигә алаһидә диққәт қилған. Күтүлмигән бирәр вәқәниң чиқип қелишиниң алдини елиш үчүн паалийәткә сирттин намәлум бирсиниң кириши чәкләнгән. Паалийәткә университетниң оқутқучи-оқуғучилири, хизмәтчилири вә университетниң бирләшмә программилириға әза болғанлар университетниң елхәт адреси арқилиқ тизимлитиши тәләп қилинған.

Америка уйғур бирләшмисиниң рәиси әлфидар илтәбир ханим бу паалийәтләрдә хитайниң уйғурларға қаритилған ирқий қирғинчилиқиниң арқа көрүнүшини аңлатқан вә шундақла лагер шаһитлириға тәрҗиманлиқ қилған. Йәни, төт уйғур аял бирликтә хитайниң уйғурларға йүргүзүватқан қирғинчилиқини дуняға ашкарилиған. Әлфидар илтәбир ханим радийомизниң мәхсус зияритини қобул қилип, мәзкур паалийәт һәққидә тәпсилий чүшәнчә бәрди.

Калифорнийәдә қурулған уйғур фондиниң қоллиши билән америка уйғур бирләшмиси лагер шаһитлири билән бирликтә елип барған алий мәктәпләр вә ислам мәркәзлиридә “хитайниң уйғурларға қарита елип бериватқан ирқий қирғинчилиқини аңлитиш” паалийитидин көрүнүш. 2023-Йили январ, вашингтон.
Калифорнийәдә қурулған уйғур фондиниң қоллиши билән америка уйғур бирләшмиси лагер шаһитлири билән бирликтә елип барған алий мәктәпләр вә ислам мәркәзлиридә “хитайниң уйғурларға қарита елип бериватқан ирқий қирғинчилиқини аңлитиш” паалийитидин көрүнүш. 2023-Йили январ, вашингтон.

Әлфидар ханимниң билдүрүшичә, калифорнийә университетида елип берилған паалийәткә қатнашқан оқуғучиларниң қизғинлиқи наһайити юқири болуп, паалийәттин кейин нурғун оқуғучилар айрим келип өзиниң уйғурларни қоллайдиғанлиқини билдүрүшкән.

Калифорнийә университетидики паалийәттин кейин калифорнийәниң охшимиған йәрлиригә җайлашқан төт ислам мәркизи лагер шаһитлирини өзлириниң мәркәзлиридә сөзләшкә тәклип қилған.

Турсунай зиявудун ханим, зумрәт давут ханим вә меһригүл турсун ханимлар айрим-айрим һалда радийомизға сөз қилип, хитайниң өзлиригә вә миллитигә қилған зулумлирини давамлиқ дуняға аңлитидиғанлиқини билдүрди. Улар, бу арқилиқ дуняниң уйғурларни қутқузувелишни қолға кәлтүрүшни үмид қилидиғанлиқини тәкитлиди.

Уйғур фондиниң қурғучиси қадирҗан илғар әпәндиниң билдүрүшичә, ислам мәркәзлири лагер шаһитлириниң аңлатқан уйғур мусулман лириниң нөвәттики ечинишлиқ вәзийитигә наһайити диққәт қилған. Улар лагер шаһитлирини өз мәркәзлиригә тәклип қилиш арқилиқ техиму көплигән мусулманларниң уйғурларниң әһвалидин хәвәрдар болушиға түрткә болған.

Калифорнийәдә қурулған уйғур фондиниң қоллиши билән америка уйғур бирләшмиси лагер шаһитлири билән бирликтә елип барған алий мәктәпләр вә ислам мәркәзлиридә “хитайниң уйғурларға қарита елип бериватқан ирқий қирғинчилиқини аңлитиш” паалийитидин көрүнүш. 2023-Йили январ, вашингтон.

Лагер шаһитлирини тәклип қилған ислам мәркәзләрниң ечидики ғәрбий вади мусулманлар җәмийити (West Valley Muslim Association) ниң әзаси муһәммәд субиһ әпәнди радийомизниң зияритини қобул қилип мундақ деди: “алдинқи һәптә ахири җәмийитимиз уйғур қериндашлиримизни күтүвалдуқ. Уйғурлар учраватқан ечинишлиқ зулумдин хәвәрдар болдуқ. Әмәлийәттә җәмийитимиз нәччә йилдин буян уйғурларниң әһвалидин хәвиримиз бар иди. Лекин буни тунҗи қетим ашу зулумни биваситә бешидин өткүзгән кишиләрдин аңлишимиз болуп һесаблиниду. Мениңчә паалийәткә қатнашқан җамаәтниң ичидә йиғлимиғини йоқ. Улар учриған зулумни аңлап йүрикимиз пучулди. Меһригүл турсун ханим хитай сақчилириниң бир балисиниң җәситини қолиға бәргәнлики, униң балисиниң соғуқ җәситини исситип тирилип қилишини тилигәнликини ейтқан вақтида бир дада болуш сүпитим билән өзүмни пәқәт туталмидим. Бу бәк рәһимсизлик. Бу, уйғурларниң нәқәдәр еғир вәзийәттә икәнликини көрситиду. Биз мусулман болуш сүпитимиз билән һәммимиз бир бәдәнниң парчилири. Бир пүтүн бәдәнниң бир йери ағриса пүтүн бәдән сирқирайду. Шуңа, биз бу адаләтсизликни тохтитиш үчүн һәрикәт қилишимиз зөрүр. Бизниң җәмийитимиз һәр қандақ шәкилдики әмәлий ярдәмни қилишқа тәйяр. Кейинчә йәнә районимиздики вә американиң башқа җайлиридики уйғур җамаити билән һәмкарлишип техиму көп ишларни қилишни үмид қилимиз”.

Әлфидар ханим вә лагер шаһитлири ахирида калифорнийәдә елип берилған бу қетимқи уйғурларниң беишиға кәлгән вә һазирму давам қиливатқан паҗиәни аңлитиш сәпирини “үнүмлүк болди” дейишкә болидиғанлиқини баян қилди. Улар йәнә алаһидә қилип калифорнийәдә өзлирини қизғин күтүвалған уйғур җамаитигә миннәтдарлиқини билдүрүшти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.