Оқутқучиларниң йүрәк садаси “әң еғир җаза-әвладларни миллий роһ билән тәрбийиләштин мәһрум қалдуруш”

Мухбиримиз гүлчеһрә
2014.09.09
qeshqer-qosh-til-yesli-3.jpg Қәшқәрдики қош тил йәслисидин көрүнүш.
RFA/Arslan

Дуняниң һәр қайси җайлирида, уйғур маарипиниң тәрәққияти үчүн әҗир сиңдүргән, уйғур әвладлирини билимлик сапалиқ қилип тәрбийиләш үчүн тәр төккән барлиқ оқутқучиларға 10-сентәбир оқутқучилар байрими мунасивити билән салам йоллаймиз.

Оқутқучилиқ мәйли қайси дөләт, қайси милләттә болсун, һөрмәткә игә йүксәк бир кәсип, хитайниң қош тил маарип сияситигә мәҗбурлиниватқан уйғур елида болса, уйғур оқутқучиларға нисбәтән бу улуғвар кәсип, әвладларни өз тили вә миллий роһ билән тәрбийиләштин мәһрум қалдурулған, пәқәт хитай һөкүмитиниң сиясәтлирини иҗра қилидиған сиясий бир қошунға айландурулмақта. Бу һәтта уйғур елидики мәктәпләрдә бу нөвәтлик оқутқучилар байримини тәбрикләш паалийәтлиридиму өз ипадисини тапқан болуп,хитайниң уйғур елида террорлуққа қарши йүргүзүватқан қаттиқ зәрбә бериш сиясити әвҗ алған бүгүнки күндә, мәктәпләрдә өткүзүлүватқан оқутқучилар байрими техиму сиясий түс алғанлиқи мәлум.

Бу мунасивәт билән, илгири уйғур елида оқутқучи болған актип уйғур паалийәтчиләрдин мәмәт тохти вә үмид агаһи әпәндиләрниң уйғур оқутқучилар дуч келиватқан кризислар һәққидә оттуриға қойған көз қарашлирини мухбиримиз гүлчеһрә тәйярлиған программидин аңлайли.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.