21-Нөвәтлик түрк дуняси өсмүрләр паалийитидә уйғур өсмүрләрму номур көрсәтти

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2015.05.28
turk-dunyasiosmurler-paaliyiti-9.jpg

21-Нөвәтлик түрк дуняси өсмүрләр паалийитидә уйғур өсмүрләрму номур көрсәтти. 2015-Йили май, истанбул. RFA/Arslan

turk-dunyasiosmurler-paaliyiti-8.jpg

21-Нөвәтлик түрк дуняси өсмүрләр паалийитидә уйғур өсмүрләрму номур көрсәтти. 2015-Йили май, истанбул. RFA/Arslan

turk-dunyasiosmurler-paaliyiti-7.jpg

21-Нөвәтлик түрк дуняси өсмүрләр паалийитидә уйғур өсмүрләрму номур көрсәтти. 2015-Йили май, истанбул. RFA/Arslan

turk-dunyasiosmurler-paaliyiti-6.jpg

21-Нөвәтлик түрк дуняси өсмүрләр паалийитидә уйғур өсмүрләрму номур көрсәтти. 2015-Йили май, истанбул. RFA/Arslan

turk-dunyasiosmurler-paaliyiti-5.jpg

21-Нөвәтлик түрк дуняси өсмүрләр паалийитидә уйғур өсмүрләрму номур көрсәтти. 2015-Йили май, истанбул. RFA/Arslan

turk-dunyasiosmurler-paaliyiti-4.jpg

21-Нөвәтлик түрк дуняси өсмүрләр паалийитидә уйғур өсмүрләрму номур көрсәтти. 2015-Йили май, истанбул. RFA/Arslan

turk-dunyasiosmurler-paaliyiti-3.jpg

21-Нөвәтлик түрк дуняси өсмүрләр паалийитидә уйғур өсмүрләрму номур көрсәтти. 2015-Йили май, истанбул. RFA/Arslan

turk-dunyasiosmurler-paaliyiti-2.jpg

21-Нөвәтлик түрк дуняси өсмүрләр паалийитидә уйғур өсмүрләрму номур көрсәтти. 2015-Йили май, истанбул. RFA/Arslan

turk-dunyasiosmurler-paaliyiti-1.jpg

21-Нөвәтлик түрк дуняси өсмүрләр паалийитидә уйғур өсмүрләрму номур көрсәтти. 2015-Йили май, истанбул. RFA/Arslan

Мәркизи истанбулға җайлашқан түрк дуняси тәтқиқатлири фондиниң уюштуруши билән 21-нөвәтлик түрк дуняси өсмүрләр паалийити өткүзүлди.

Бу паалийәт 23-майдин 27-майғичә 5 күн давам қилған паалийәттә истанбулниң кадикөй, бакиркөй қатарлиқ бир қанчә районда айрим-айрим һалда йүрүш паалийити елип барди. Паалийәткә түрк дунясиниң охшимиған җайлиридин кәлгән 500 гә йеқин өсмүр өз хәлқиниң байрақлири вә миллий кийимлири билән йүрүш қилди. Бу паалийәткә уйғур өсмүрләргә вакалитән истанбулда яшаватқан уйғур пәрзәнтлиридин 20 өсмүр тәклип билән қатнашти.

Суғутлу чәшмәдики еһсан сунгу башланғуч мәктәп алдидин башлап кадикөй порт мәйданиғичә йүрүш қилған түрк дуняси өсмүрлиригә истанбул валий ярдәмчиси йүсүп зия қараҗаәв, түрк дуняси тәтқиқатлири фондиниң рәиси көзхан язган, кадикөй наһийә һакими берол курубал қатарлиқ рәһбәрләрму һәмраһ болди.

Йүрүш ахирлашқандин кейин “истиқлал марши” оқулди кейин истанбул валий ярдәмчиси йүсүп зия қараҗаәв сөз қилип түрк дуняси достлуқниң ортақ мәвҗудийәтлики вә ортақ қиммәт қарашлар үстигә қурулғанлиқини билдүрди.

Истанбул валий ярдәмчиси йүсүп зия қараҗаәв бу паалийәтниң әһмийити тоғрисида тохтилип мундақ деди: бизләрни бир-биримизгә йеқинлаштурған амил тарихи вә мәдәнийәт мунасивәтлиримиздур. Охшаш вақитта бу йәргә җәм болған бирликимизни көрүшкә шаһит болуштур. Силәрниң бу тәнтәнә паалийәт билән бир йәргә җәм болушуңлар, бирликимизниң, муһәббәт риштимизниң, қериндашлиқ, достлуқ мунасивәтлиримизниң күчлинишини қолға кәлтүриду. Силәрниң өз ара һәмкарлишиш вә қериндашлиқ роһи һаят бойичә баравәрлик вә өз-ара бир-биригә һөрмәт қилишни асас қилған һалда алға илгириләшкә давам қилиду.

Бу паалийәтни уюштурған түрк дуняси тәтқиқатлири фондиниң рәиси көзхан язған паалийәткә қатнашқан өсмүрләргә хитаб қилип, өсмүрләрниң бу паалийәт җәрянида өз-ара орнатқан достлуқниң давамлишишиға тиләкдашлиқ билдүрди вә мундақ деди: түрк дунясиниң өсмүрлири! силәр түрк дунясиниң келәчики, мушундақ қарайдиғанлиқиңларға вә мушундақ йетишип чиқидиғанлиқиңларға ишәнчимиз камилдур. Қериндашлар ара қучақлишиңлар, бу йәрниң силәрниң вәтиниңлар икәнликини охшаш милләтниң әвладлири икәнликиңларни охшаш тилда сөзлишидиғанлиқиңларға шаһит болуңлар. Бу қериндашлиқ мунасивәт техиму күчләнсун. Тилда, пикирдә, иш- һәрикәттә бирлик болуш қериндашлиқ мунасивәт билән әмәлийлишиду. Түрк миллити мушундақ қилиш арқилиқ тарихтики юқири орниға йеңидин игә болиду.

Бу паалийәт җәрянида түрк дунясиниң һәр қайси җайлиридин кәлгән өсмүрләр өз хәлқиниң миллий әнәниви оюнлирини тәқдим қилди.

Түрк дуняси өсмүрләр тәнтәниси паалийәтлириниң номур көрситиш программиси 27- май чаршәнбә күни истанбул бағчилардики олимпик тәнтәрбийә мәйданида өткүзүлди. Түрк дунясиниң һәр қайси җуғрапийиләрдин кәлгән өсмүрләр өз хәлқиниң һәр хил миллий хәлқ сәнәтлирини тәқдим қилди. Уйғур өсмүрләрму сәнәт номур көрситип қизғин алқишқа еришти. Бу паалийәт т р т авази телевизийә қанили арқилиқ нәқ мәйдандин биваситә тарқитилди.

Биз бу паалийәт тоғрисида техиму көп мәлуматқа игә болуш уйғур өсмүрләрни паалийәткә тәриплигән шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң аяллар бөлүми башлиқи мунәввәр өзуйғур ханим билән сөһбәт елип бардуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.