Мәрһум абдулһәкимхан мәхсум вапатиниң бир йиллиқини хатириләш мурасими өткүзүлди
2017.12.25

Мәрдум диний алим вә иҗтимаий паалийәтчи абдулһәкимхан мәхсум вапатиниң бир йиллиқи мунасивити билән истанбулда хатириләш мурасими өткүзүлди.
Мәрһум абдулһәкимхан мәхсум шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити, шәрқий түркистан өлималар бирлики қатарлиқ муһаҗирәттики уйғур җәмийәтлириниң қурулушида асаслиқ рол ойниған шәхс иди. Мәрһумниң вапатиниң бир йиллиқи мунасивити билән 22-дикабер күни истанбулда “устазға вапа кечиси” дегән намда хатириләш мурасими өткүзүлди.
Мурасим шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити тәрипидин уюштурулди. Мурасимға мәрһумниң йеқин дост-ярәнлири, юрт чоңлири, вә түркийәдики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатларниң рәһбәрлири, мәрһумниң сәпдашлири вә оқуғучилири шундақла муһаҗирлар болуп көп сандики җамаәт қатнашти.
Мурасимға шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң баш катипи абдуләһәт абдурахман риясәтчилик қилди. Мурасим “қуран” тилавәт қилиш билән башланди. Мурасимда мәрһум абдулһәкимхан мәхсум һаҗим тоғрисида тәйярланған һөҗҗәтлик филим көрситилди.Арқидин шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтуллаһ оғузхан сөз қилип, мәрһумниң һаятидики иш излири тоғрисида тохталди. Һидайәтуллаһ оғузхан сөзидә мәрһумниң бир үмидвар киши икәнликини, һеч қачан үмидсизлинип бақмиғанлиқини, өзини вә башқиларни һәр даим үмидлик болушқа үндәйдиғанлиқини әсләп өтти.
Мурасимда оқуғучилар мәрһумға атап йезилған бир қанчә парчә мәрсийәләрни оқуп өтти. Кейин һәр қайсий җәмийәтләрниң рәислири сөз қилип, мәрһумниң һаяти вә иш-излири тоғрисида тохталди вә мәрһумни әсләп өтти.
Мурасимда йәнә дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси әркин әкрәм, шәрқий түркистан өлималар бирликиниң рәиси доктор атавуллаһ шәһяри, иһя фондиниң рәиси йүсүф уҗалан, явро-ася түрк җәмийәтләр федератсийәсиниң рәиси исмаил чингиз, әйса йүсүп алиптекин вәхпиниң башлиқи өмәр қул, явропа шәрқий түркистан маарип җәмийитиниң баш катипи әйса савут, шиветсийә уйғур маарип җәмийитиниң муавин рәиси әхмәт турсун, финландийә уйғур ислам мәркизиниң рәиси мәмәтели қарим, сәуди әрәбистандин кәлгән журналист вә тәтқиқатчи сираҗидин әзизи, дини устаз һәбибуллаһ күсәни, сутуқ буғрахан вәхпиниң мәсуллиридин рамизан чамлича, түркийәниң сабиқ парламент әзаси, профессор җалал әрбай қатарлиқлар сөз қилди. Улар, мәрһум абдулһәкимхан мәхсум һаҗимниң һаяти вә иш излири тоғрисида тохтилип, униң уйғур хәлқиниң һөррийити үчүн елип барған хизмәтлиригә юқири баһа бәрди.
Профессор җалал әрбай, мәрһум абдулһәкимхан мәхсум тоғрисида тохтилип, мәрһумниң тиккән күчәтлириниң һаман бир күни өсүп йетилип, мевә беридиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүрди.
Мурасимда сөз қилғучилар бирдәк, бирлик-баравәрлик вә иттипақлишишниң бүгүнки күндә һәммидин муһимлиқини тәкитлиди. Ахирида мәхмутҗан дамолламниң қол көтүрүши билән мәрһумниң роһиға дуа оқулди. Шәрқий түркистанниң һөрлүки үчүн дуа тәләп қилинди.