Мәшһур әдиб абдуреһим өткүр чоңқур яд етилмәктә

Ихтиярий мухбиримиз пидаий
2016.10.05
abdurehim-otkur 20-Әсир уйғур әдәбиятидики әң талантлиқ язғучиларниң бири абдуреһим өткүр. (1923-1995)
RFA/Qutlan


Бүгүн, 2016 - йили, 10 - айниң 5 - күни уйғур йеқинқи заман тарихида қиммәтлик әсәрлири вә мол - һосуллуқ хизмәтлири билән даим яд етилип туридиған, уйғур әдәбиятида муһим орун тутидиған даңлиқ әдиб, қиммәтлик әдәбий мираслири билән уйғурларниң қәлб төридин чоңқур орун алған абдуреһим өткүр әпәнди вапатиниң 21 йиллиқи.

У, 1923 - йили туғулған болуп, чағдашлири арисида алаһидә көзгә көрүнгән алим иди. У 1995 - йили 10 - айниң 5 - күни вапат болғанда, пүтүн уйғур хәлқи арисида “алим өлди, аләм өлди” дегән һәсрәтлик садалар ләрзигә кәлгән иди.

Аридин 21 йил өткән болсиму, мәрһумниң өз һаятиға көрсәткән тәсирлири, унтулмас әслимилири вә тәсир - туйғулирини өзи билән биллә яшнитип келиватқан чәтәлләрдики бир қисим уйғурлар мәрһумни әсләп, зияритимизни қобул қилди.
abdurehim-otkur-150.jpg
Әйни чағда мәрһум абдуреһим өткүр әпәндиниң тәлимидин бәһр алған һазир дуня уйғур қурултийиниң катиплиқини қиливатқан долқун әйса әпәнди мәрһумға мунасивәтлик әслимилирини радио аңлиғучилиримиз билән ортақлашти.

У өзиниң әйни дәврдә абдуреһим өткүр әпәндидин аңлиған бир сөзни һазирғичә һәмраһ қилип келиватқанлиқини баян қилди.

Түркийәдики тәдбир ширкитиниң қурғучилиридин абдуезиз бәштоғрақ әпәндиму мәрһум абдуреһим өткүр әпәндигә мунасивәтлик әслимилирини вә өзигә қилған тәсирини баян қилди.

Әйни чағда абдуреһим өткүр әпәндиниң шеирлириниң авазлиқ нусхилиридин миллий туйғулири күчәйгән голландийәдики абдусалам ғени әпәнди өзиниң ғулҗа дияридики чағлирида мәрһумниң әсәрлирини аңлап йүргәнлирини ейтти.

Голландийәдики диний зиялий һүсәйин тәҗәлли әпәнди өткүр әпәндиниң хизмәтлири вә әмгәклиригә юқири баһа берип, мәрһумни төһпилирини тилға алди.

Һазир америкида яшаватқан уйғур паалийәтчилиридин ғәйрәтҗан рози әпәнди мәрһумниң дәпнә қилинған чағдики мәнзириләрни вә кейинки заратгаһлиқ зияритидики көргәнлиридин мәрһумниң алийҗанаблиқини вә хәлқпәрвәрликини тәриплиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.