Абдуреһим турсун-дәсләпки оттура әсир уйғурлириниң пәлсәпиви пикирлири темисида докторлуқ унван алған тунҗи уйғур алими
2013.09.19
Мәлумки, уйғур миллий пәлсәпиви пикирлири тарихини тәтқиқ қилиш түркшунаслиқ илми, җүмлидин уйғуршунаслиқтики көп күч сәрп қилишқа тоғра келидиған наһайити муһим бир саһәдур. Мәзкур саһә бойичә мәхсус илмий тәтқиқатлар мукәммәллики җәһәттин һазирғичә техи өз дәриҗисигә йәткини йоқ. Гәрчә бу саһәдә уйғур дияри вә оттура асия җумһурийәтлиридә бәзи тәтқиқатлар елип берилған болсиму, улар техи системилишиш вә қатламлишиш дәриҗисигә йәтмиди. Бир пүтүн уйғур пәлсәпиви пикирлири тарихи наһайити узун мусапини вә көп тәрәплимилик мәсилиләрни өз ичигә алидиған универсал вә айрим тәтқиқат темилири билән толған.
Уйғурларниң омумий пәлсәпиви пикирлири тарихиниң әң муһим бир дәври исламийәттин илгири, йәни буддизм дәвридики пәлсәписи болуп, бу уйғур әҗдадлириниң буддизм етиқади дәвридики иҗтимаий, сиясий, әхлақ, естетик, тәбиәт қариши қатарлиқ дуня қарашлирини өз ичигә алиду. Бу саһә уйғуршунаслиқ илмидә техи һазирғичә аз тәтқиқ қилинған саһә болуп һесаблиниду.
Сабиқ совет иттипақи дәвридә бир қисим шәрқшунас алимлар уйғурларниң буддизм дәвридики мәдәнийити, сәнити, тили вә сиясий һаяти һәққидә тәтқиқат елип барған болсиму, бирақ мәхсус уйғур буддизм пәлсәпиви қарашлирини тәтқиқ қилишқа техи дегәндәк қәдәм басалмиған иди. Бу саһәгә тунҗи болуп, йәнила уйғур алимлири өзлири қәдәм басти.
Йеқинда үрүмчидә туюқсиз қозғалған кесәллик сәвәбидин яш уйғур алими абдуреһим турсун 40 йешида аләмдин өтти. Бу пәқәтла уйғур дияридила әмәс, бәлки чәтәлләрдә яшаватқан уйғур алимлири, җамаәтчилики үчүнму чоң йоқитиштур. А. Турсун мәйли оттура асия уйғурлири вә яки уйғур дияридики уйғурлар болсун, әнә шуларниң ичидә тунҗи болуп бу саһә бойичә мәхсус тәтқиқат елип берип, хәлқара өлчәм бойичә пәлсәпә доктори (Ph.D) Илмий дәриҗисини алған иди.
Алмута дөләт университетиниң дотсенти, филологийә пәнлири доктори руслан арзийеф әпәнди абдуреһим турсунниң илмий иҗадийитиниң қиммити вә әһмийити һәққидә тохтилип, униң тәтқиқатлириға юқири баһар бәрди һәм униң техиму көп нәтиҗиләрни қолға кәлтүридиған чағда вақитсиз һаяттин кәткәнликидин әпсусланғанлиқини билдүрди.
А. Турсун 1973-йили уйғур дияриниң учтурпан шәһиридә дуняға кәлгән болуп, балилиқ чеғи шу йәрдә өткән. Учтурпан, ақсу вә үрүмчи қатарлиқ шәһәрләрдә башланғуч, оттура, техником вә алий мәлумат алған а. Турсун 1997-йили қирғизистан җумһурийити миллий пәнләр академийисиниң пәлсәпә вә қануншунаслиқ институтиға аспирантлиққа қобул қилинди. Бу җәрянда у қирғизистан пәнләр академийисиниң академики, уйғурлар ичидин чиққан тунҗи пәлсәпә доктори, профессор әзиз наринбайеф рәһбәрликидә уйғурлар вә оттура асия хәлқлириниң пәлсәпиви пикирлири һәм униң тарихи тоғрисида мәхсус тәтқиқат елип барди. Дәсләптә у икки йил мабәйнидә хәнзучә-уйғурчә тәрҗимичилик кәспини түгитип, ингиз вә рус тиллирини өгәнди. Шуни алаһидә тәкитләш керәкки, у йиллири уйғурлар вә башқиму хәлқләрниң тили, әдәбияти, тарихи, мәдәнийити һәққидә көплигән мәнбәләр рус тилида болғанлиқтин, ә. Наринбайеф өз шагиртиға рус тилини мукәммәл өгиниш тәлипини қойған иди. Шуңлашқа а. Турсун бу җәһәттә аҗайип тиришчанлиқини намайиш қилди. Бара-бара у в. Радлоф, с. Малоф, в. Григорйеф, в. Бартолд, л. Тугушева, а. Бернштам, с. Кляшторний, д. Василйеф, л. Гумилйеф, д. Дмитрийеф, л. Қизласоф қатарлиқ мәшһур алимларниң әмгәклири билән йеқиндин тонушуш имканийитигә игә болди.
А. Турсун пәқәт бишкәкла әмәс, бәлки алмата вә үрүмчи кутупханилиридиму ишләп, бу җәрянда у рус, қазақ, өзбек, уйғур, қирғиз, хәнзу вә ғәрб мутәхәссислири билән тонушуп, өз-ара тәҗрибә алмаштурди. Болупму яш алим русийә, қирғизистан, қазақистан, өзбекистан пәнләр академийилири билән зич мунасивәт орнатти. Дәрвәқә өз алдиға қойған мәқсәткә еришиш үчүн у тинмай издәнди, йәни қәдимки уйғур тили вә язма ядикарлиқлири, дәсләпки вә кейинки оттура әсирләрдә, йеқинқи заманда өткән уйғур вә түркий әдибләрниң әсәрлири вә улардики пәлсәпә һәм дуня қарашлири бойичә системилиқ рәвиштә тәтқиқат ишлири елип барди. У шундақла оттура асия, шәрқ вә ғәрб, қәдимки юнан, ислам, русийә пәлсәпә пикирлириниң тарихи, уйғур вә башқиму хәлқләрниң дөләтчилик, иҗтимаий, сиясий, әхлақ, естетик қарашлири саһәлири бойичиму көп издәнди.
Мушундақ тиришчанлиқлар а. Турсунниң 2002-йили қирғизистан пәнләр академийисиниң мәхсус диссертатсийә яқлаш кеңишидә “дәсләпки оттура әсирләр уйғур пәлсәпиви пикирлириниң келип чиқиш мәнбәси вә еволютсийиси (буддизм пәлсәписи материяллири асасида)” намлиқ илмий әмгикини мувәппәқийәтлик йезип чиқишиға түрткә болди.
А. Турсун көплигән илим дәргаһлирида өткән илмий муһакимә йиғинлириға доклат билән қатнишип, уйғур пәлсәпә пикирлиригә аит муһим мәсилиләрни көтүрди. У “дәсләпки оттура әсир уйғурлириниң пәлсәпиви пикирлири” монографийисиниң (бишкәк, 2002-йил), “турпан идиқутлуқи дәвридики уйғур мутәпәккурлириниң естетикилиқ қарашлири”, “турпан идиқутлуқи дәвридики уйғур мутәпәккурлиридики етикилиқ көз қарашлар һәққидә издиниш” қатарлиқ бир қанчилиған илмий мақалиләрниң апторидур.
Қирғизистан пәнләр академийисиниң академики, профессор, абдуреһим турсунниң устази әзиз наринбайеф өз оқуғучисиниң вақитсиз вапат болғанлиқини аңлап, толиму әпсусланғанлиқини билдүрди. У, оқуғучисиниң таланти вә тиришчанлиқиға юқири баһа бәрди һәмдә униң зор тиришчанлиқ билән ахири диссертатсийисини пүттүрүп, ғәлибилик яқилиғанлиқини тәкитлиди. Наринбайеф әйни вақитта диссертатсийә соруниға даңлиқ алимлар, профессорлар қатнишип, абдуреһим турсунға докторлуқ унвани беришни қарар қилғанлиқини әслиди.
А. Турсун шундақла қирғизистан дөләт университетиниң шәрқшунаслиқ факултетида хәнзу тили вә хәнзу пәлсәписи бойичә дәрисму йүргүзгән иди. У илмий тәтқиқат елип бериштин ташқири тәрҗимичилик паалийити биләнму шуғулланди. Уйғур дияриниң бир қатар классик вә заманиви әдиблириниң шеирий әсәрлирини рус тилиға тәрҗимә қилип, 2001-йили уларни тунҗи қетим айрим топлам сүпитидә нәшр қилди.
Зияритимизни қобул қилған академик, пәлсәпә пәнлири доктори, профессор әзиз наринбайеф вә филологийә пәнлири намзати руслан арзийеф мәрһум һәққидә әслимилирини оттуриға қойди.