Алмата шәһиридики уйғурларниң өтмүш вә бүгүнки һаяти

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2015.12.15
qazaqistan-almata-uyghur-roza-heyt-mamaz.jpg Уйғурлар көп олтурақлашқан алмата шәһириниң достлуқ мәһәллисидә роза һейт намизи, 2015-йил
RFA/Oyghan


Өтмүштин мәлумки, уйғурларниң бир қисми 19 - әсирниң ахирлирида уйғур елидики өзлириниң туғулған юртлирини ташлап, көпинчиси қазақистанниң һазирқи алмата шәһири вә алмата вилайитигә келип орунлашқан иди. Әнә шу көчүп кәлгәнләрниң бесим қисми совет һакимийитиниң қазақистанда йүргүзгән сияситиниң қурбанлириға айланди. 1918 - Йилқи ату паҗиәси, 30 - йилларниң башлирида йезиларда йүргүзүлгән коллектипләштүрүш сиясити, шу йилларниң ахирлирида әвжҗ алған сиясий тәқибләшләр, 40 - йилларниң башлирида башланған совет - герман уруши, шундақла уруштин кейинки егиликни тикләш һәрикити совет иттипақидики башқиму хәлқләр билән бир қатарда уйғурларғиму көплигән азаб - оқубәтләрни елип кәлгән иди. Уйғурлар қазақистандики әң чоң вилайәтләрниң бири алмата вилайитидә олтурақлашқан болуп, униң мәркизи алмата шәһири бир нәччә йил совет иттипақи тәркибидики қазақ совет сотсиялистик җумһурийитиниң пайтәхти болуп кәлди.

Қазақистанда нәшр қилинған алмата шәһириниң тарихи тоғрилиқ китаблардики мәлуматларға қариғанда, чар русийәси дәвридә верний дәп аталған бу шәһәр 1921 - йили 5 - февралда алмаата шәһиригә, йәни “алмилар атиси” дегән намға өзгәртилгән иди. Йеқинда алматада нәшр қилинидиған аммивий гезитларниң бири “кәчлик алмата”да елан қилинған василий шупейкинниң “артқи или сепили. Алмата немидин башланди” намлиқ мақалидә ейтилишичә, верний дәсләптила көп милләтлик шәһәр болған икән. Көп сандики казаклар, руслар вә татарлардин ташқири йәнә, уйғурлар билән туңганларму бу йәрдә өзлириниң иккинчи вәтинини тапқан болуп, улар асасән һазирқи байтурсиноф, йәни илгирики уйғур вә масанчи, йәни илгирики туңган кочилирида яки мәһәллилиридә яшиған. Уруштин кейинки йиллири, болупму 50 - вә 60 - йиллардин кейин, йәни уйғур елидин көп санда уйғурлар көчүп чиққандин кейин, алмата шәһири вә униң әтрапидики мәһәллиләрдики уйғурларниң сани хели дәриҗидә өсти.

Уйғурлар шәһәрниң қайси районлирини маканлиди? қандақ яшиди? немә тирикчилик билән шуғулланди? һазир шәһәрниң қайси районлирида зич олтурақлашқан?

Биз бу һәқтә алмата шәһири турғуни, 80 яшлиқ әркин ака турдийеф билән сөһбәт елип бардуқ.

Зияритимизни қобул қилған доктор алимҗан һәмрайеф болса, уйғурларниң асасий қисминиң 1881 - йилдин башлап әнә шу алмата шәһиригә келип орунлишип, бүгүнки күнгичә шәһәрниң иқтисадий, мәдәний һаятида чоң рол ойниғанлиқини көрсәтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.