Алмутада уйғурлар һаятиға аит “асия йүрикигә” намлиқ китаб тонуштурулди
2018.11.05

4-Ноябир күни алмутада қастейеф намидики мәмликәтлик сәнәт музейиниң мәҗлис залида тонулған язғучи исмайилҗан иминофниң “асия йүрикигә” намлиқ китабини тонуштуруш мурасими болуп өтти. Мурасим русийәниң қазақистан җумһурийитидики һәмкарлиқ вакаләтханиси тәрипидин уюштурулди. Униңға қазақ, рус, уйғур қатарлиқ милләтләрдин болған зиялийлар, җәмийәтләр вә аммиви ахбарат васитилири вәкиллири, яшлар, юрт-җамаәтчилики қатнашти.
Мурасимни русийәниң қазақистандики баш консулханисиниң консули, русийәниң қазақистандики һәмкарлиқ вакаләтханиси башлиқиниң орунбасари ирина переверзева ханим ачти. У язғучи исмайилҗан иминоф иҗадийитиниң русийә оқурмәнлиригиму яхши тонуш икәнликини, униң барлиқ әсәрлириниң өз әслимилири вә саяһәт хатирилири асасида йезилғанлиқтин, уларда уйғурларниң тарихи вә мәдәнийитигә аит қизиқарлиқ пакитларни учритишқа болидиғанлиқини тәкитлиди. Ирина переверзева язғучиниң “асия йүрикигә” намлиқ китабини тонуштуруш мурасимиға кәлгән меһманларни вә униң апторини тәбриклиди.
Мурасимда сөз қилған язғучи исмайилҗан иминоф өзиниң тәрҗимиһалини қисқичә тонуштуруп, өзиниң язғучи болушиға туғулған юртиниң һәм шу йәрдә узун йиллардин буян яшап келиватқан қазақ, рус, немис, түрк, татар, уйғур қатарлиқ милләтләрниң өзара достлуқиниң, инақлиқиниң чоң сәвәб болғанлиқини оттуриға қойди. У йәнә көплигән әсәрлириниң уйғур ели вә оттура асияниң көплигән шәһәрлиригә, русийәниң тува җумһурийитидики “пор баҗин” қәдимий уйғур қәләсигә қилған саяһәтлири асасида йезилғанлиқини, бу бай материялларниң аммиви ахбарат васитилиридиму үзлүксиз елан қилинип турғанлиқини билдүрди.
Исмайилҗан иминоф әпәнди радийомиз зияритини қобул қилип, өзиниң асияниң көплигән районлирини арилап чиққанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “мән даим мениң алдимда у йәрләрдә ким болған дәп қизиқаттим. Әң алди билән маркополу, пржевалский, бутакофни, уйғурларниң аҗайип бир саяһәтчиси абдул басит йүсүпофни таптим. Мән бу китабимда буларниң қәшқәргә, лопнурға, туваға, аралға барғанлиқини яздим. Улар уйғур миллити, уйғурниң тарихи тоғрилиқ язған. Бу қетимда мән пржевалскийға наһайити қизиқтим. Пржевалский уйғурлар тоғрилиқ көп язған. Буни биз унтумаслиқимиз керәк. Униң йеқин ағиниси уйғур болған. Пржевалский яқупбәк тоғрилиқ наһайити һөрмәт билән язған”.
Исмайилҗан иминоф пржевалскийниң китаблирида уйғурлар һәққидә көплигән вә қизиқарлиқ мәлуматларни тепишқа болидиғанлиқини, шуниң үчүн униң вә башқиму атақлиқ саяһәтчиләрниң әсәрлириниң уйғурлар үчүн әһмийитини чоң икәнликини билдүрди. У йәнә мундақ деди: “мениң уйғур сүпитидә асасий вәзипәм уйғурниң қәдимий тарихи, мәдәнийити, паҗиәлик тәқдирини башқа милләтләргә тонуштуруш. Уларниң китаблирида ялған нәрсә йоқ. Бу китабларни диққәт билән оқуш керәк. Мумкин болса, уларни уйғур тилиға тәрҗимә қилип, үрүмчидә, қәшқәрдә чиқириш керәк. Мәсилән, рус саяһәтчилири бизниң тарихий вәтән билән тибәтни асияниң йүрики дәйтти.”
Исмайилҗан иминоф мурасим қатнашқучилириға уйғур елиниң бәзи мөҗизилири билән йеқиндин тонушуш үчүн “чуқан вәлиханофниң карван йоли билән” дәп аталған илмий тәкшүрүш асасида ишләнгән филимни көрүп чиқиш тәклипини бәрди. Мәзкур филимда болупму уйғур елиниң қәшқәр, турпан шәһәрлири, тәклимакан чөли, тарим дәряси, лопнур көли, шундақла бу әлдики тарихий орунлар, мәдәний ядикарлиқлар вә башқилар тоғрилиқ көрүнүшләр орун алған. Мәзкур експедитсийә 2014-йили қазақистан миллий җуғрапийә җәмийити тәрипидин уюштурулған болуп, бу сәпәр нәтиҗилири 2016-йили “алтә шәһәр бойичә саяһәт” намлиқ китабтин орун алған иди.
“асия йүрикигә” намлиқ китабини тонуштуруш мурасимида сөзгә чиққан җуғрапийә институтиниң мудири ахметкал медев, чуқан вәлиханоф намидики музейниң мудири сауле абишева вә башқилар исмайилҗан иминофниң иҗадий паалийити, униң йеңидин йоруқ көргән китаби, мәркизий асия хәлқлириниң тарихи вә мәдәнийити һәққидә өз пикирлирини билдүрди.
Зияритимизни қобул қилған хитайшунас, тарих пәнлириниң доктори клара хафизова ханим исмайилҗан иминофниң кәспий дәриҗигә йәткән, тонулған язғучи икәнликини, униң қазақистан җуғрапийә җәмийитиниң әзаси сүпитидиму алаһидә һөрмәткә игә уйғур зиялийси икәнликини билдүрүп, мундақ деди: “у яш вақтидин саяһәт қилишқа қизиққан. Шуңлашқа у биринчи болуп өзиниң тарихий вәтинигә икки қетим саяһәт қилди. Шуниң билән у өзиниң бу әлдә алған тәсиратлирини буниңдин илгири, мәсилән, 100-150 йил, бир нәччә әсир бурун саяһәт қилған атақлиқ шәхсләрниң тәсиратлири билән селиштуриду. Исмайилҗан шуниң арқилиқ өз юртини, уйғур хәлқиниң тарихини өгиниду. У өзи туғулуп өскән юртида һәр хил милләт вәкиллири билән биллә өсүп, әмгәк қилғанлиқтин өзиниң хәлқиниң тарихини, мәдәнийитини шуларға тонуштурушни мәқсәт қилған. Һәқиқәтәнму мәркизий асия пүткүл асияниң йүрики һесаблиниду. Илгирики атақлиқ саяһәтчиләрму шундақ дәп һесаблиған. Җуғрапийәлик нуқтиинәзәрдин елип қарисақ, асияниң йүрики алтай өлкиси болуп һесаблиниду. Биз барлиқимиз алтай тил гурупписиға киримиз.”
Исмайилҗан иминоф алмута вилайитиниң җамбул наһийәсигә қарашлиқ қарғали йезисида туғулған. Һазирқи әл-фараби намидики қазақ миллий университетиниң филологийә факултетини тамамлап, көп йиллар муәллим, мәктәп мудири болуп әмгәк қилған. Исмайилҗан иминоф бир нәччә йиллардин буян язғучилиқ кәспи билән шуғуллинип кәлди. У “балилиқ чағниң булақлири”, “биринчи қарғали. . .”, “әзизанә қәшқәр”, “алтә шәһәр бойичә саяһәт” қатарлиқ бир нәччә китабларниң аптори.