Хитайда чоң болған америкилиқ терисаниң уйғурлар һәққидики тәсиратлири (1)

Мухбиримиз меһрибан
2019.01.21
terisa-bukzaki-xen-shyu.jpg 30 Йиллиқ һаяти хитайда өткән америкилиқ язғучи териса букзаки ханим. У хитайда яшиған йиллирида хән шю дегән хитайчә тәхәллусни ишләткән. 2018-Йили декабир.
RFA

Териса: “хитай милйонлиған уйғурни лагерларға қамап, уларни өз етиқади вә кимликидин ваз кечишкә мәҗбурлаватиду”

Америкилиқ язғучи териса букзаки ханимниң 30 йиллиқ һаяти хитайда өткән. У хитайда яшиған йиллирида хән шю дегән хитайчә тәхәллусни ишләткән. Униң дадиси хитайда узун йил турған америка дипломати болуп, аниси хитай миллитидин икән. Мушундақ бир аилидә туғулған териса ханим 1948-йили бир йерим яшқа киргән вақтидин тартип таки 1978-йилғичә хитайда 30 йил яшиған. “мәдәнийәт инқилаби” йиллирида уйғур дияриниң җәнубидики “ишләпчиқириш қурулуш армийәси” йәни биңтуәнниң полк мәйданлириға сүргүн қилинип, еғир күнләрни баштин кәчүргән. У өзиниң уйғур диярида баштин кәчүргән аччиқ кәчмишлиригә бирләштүрүп, хитай һөкүмитиниң нөвәттә уйғурларға селиватқан зулумлириға болған күчлүк тәнқидини билдүрди. Төвәндә мухбиримиз меһрибандин бу һәқтики мәхсус программиниң биринчи қисмини аңлайсиләр.

Дадиси америка дипломати, аниси хитай миллитидин болған териса букзаки ханим 1946-йили 9-айниң 19-күни америкиниң ню-йорк шәһиридики манхаттан районида туғулған. Териса ханимниң 2010-йили хитай хәлқ нәшриятида нәшр қилинған өз һаяти һәққидә йезилған “америкилиқ қизниң хитайдики һаяти” намлиқ китабида баян қилинишичә, у һечқачан көрүш несип болмиған дадиси веллие ханен әсли америкилиқ офитсер болуп, у хитай-япон уруши мәзгилидә 1943-йилдин 1945-йилғичә хитайниң чоңчиң шәһиридә дипломат болуп турған. Аниси җав венру ханим шаңхәйлик артис болуп, улар 1948-йили бир йерим яшлиқ терисани башқиларға һавалә қилиш йоли билән америкиниң һәрбий парахотида шаңхәйдики момисиниң тәрбийәсигә әвәтип бәргән. 1949-Йили хитайда компартийә һакимийити қурулғандин кейин, америка хитай мунасивити йирикләшкәнлики сәвәбидин териса ханим әйни чағдики бир қисим америка пуқралириға охшаш ата-анисиниң йениға қайтиштин мәһрум қилинип, таки 1978-йилғичә хитайда яшашқа мәҗбур болған.

Балилиқ вә яшлиқини хитайда өткүзгән териса ханим туғулған вәтини америкиға қайтип кәлгәндин кейин хитайчә хәншю тәхәллусида 45 парчә китаб нәшр қилдурған. Бу китаблар арисида униң уйғур дияридики уйғур дияридики маралбеши наһийәсигә җайлашқан биңтуән 3-девизийәсигә қайта тәрбийәгә чүшкән 9 йиллиқ һаяти һәққидики аччиқ хатириләрму бар. 2018-Йилниң ахирқи ейи болған 12-айда териса ханим әркин асия радиоси хитай бөлүми вә америка авазиниң хитайчә программилириниң зияритини қобул қилип, өзиниң қизил хитайда бешидин өткүзгән 30 йиллиқ паҗиәлик кәчүрмишлирини аңлатқанда 17 йешидин башлап қайта тәрбийә намида шәнши өлкисидә вә уйғур аптоном районидики биңтуәндә реҗим астида өткүзгән 11 йиллиқ һаятиниму баян қилған. У бу баянлирида хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаратқан бастуруш сияситиниң шу йиллардила башланғанлиқини билдүргән иди.

Бүгүн радийомиз уйғур бөлүминиң зияритини қобул қилған териса ханим алди билән хитай һөкүмитиниң уйғурларни җаза лагерлириға қамиши һәққидә тохтилип, “бу 2-дуня уруши мәзгилидики фашистларниң йәһудийларни вә сиганларни қиришиға охшаш қилмиш” дәп әйиблиди. У мундақ дәйду: “бу наһайити шәпқәтсизлик, мән буни натсистларниң қилмишидин һеч пәрқләнмәйдиған шәпқәтсиз қилмиш дәп билимән. Бу әһвал 2-дуня уруши мәзгилидә натсистларниң йәһудийларни йоқатқиниға, сиганларни йоқатқиниға охшаш қәбиһ қилмиш. Шуңа уйғурлар һәргиз сүкүт қилмаслиқи керәк! силәр өз авазиңларни аңлитишиңлар керәк!”

Териса ханим хитай һөкүмитиниң нөвәттә милйонлиған уйғурни лагерларға қамап, уйғурларни өз етиқади вә кимликидин ваз кечишкә мәҗбурлиши һәққидә тохтилип, өзи уйғур дияридики биңтуәндә туруватқан мәзгилләрдила хитай көчмәнлири өзлириму компартийәниң езишигә учраватқан туруқлуқ, әтраптики уйғур қатарлиқ милләтләрни кәмситидиғанлиқини әсләп, өзиниң бу хил уйғурларни кәмситиштәк миллий кәмситиш қилмишлирини инсанлиқ әхлақиға хилап дәп қарайдиғанлиқини тәкитлиди.

У мундақ деди: “мениңчә мәйли қандақ ирқ, милләт болсун, қандақ мәдәнийәт яки қандақ етиқад яки өрп-адәт болушидин қәтий нәзәр булар кәмситиш яки бастурушқа баһанә болмаслиқи керәк. Мана бу мени әң азаблайдиған мәсилә. Мениңчә бу компартийәниң толиму явузлуқи яки диктаторилиқиниң ипадиси. Бу мениң биңтуәндики хитайлар арисида турған вақтимдила көргән вә һес қилғанлирим. Чүнки, әйни чағда биңтуәндики хитайлар өзлириму дозах ичидә яшаватқан туруқлуқ, өзлирини қалтис чағлайтти. Улар әтрапидики уйғурлар болсун, қазақлар болсун уларни кәмситәтти, яратмайтти. Мән уларниң немигә шунчә һакавурлуқ қилидиғанлиқиға һәйранмән. Мән улардин сән немәңгә тайинип өзүңни шунчә чоң тутисән, башқиларни шунчә пәс көрисән дәп соруғум келиду. Мән бу хил писхикидикиләрдин, йәни башқиларни өзи билән баравәр көрмәйдиған кишиләрдин наһайити бизар идим, уларни яратмайттим”.

Териса ханим әксичә диний етиқади күчлүк болған уйғурларниң әйни чағда өзигә охшаш һечқандақ диний етиқади болмиған бирини ят көрмәй, ярдәм қилишиниң бу милләттики етиқад, миллий әхлақ вә адимийликниң ипадиси дәп қарайдиғанлиқини билдүрүп, өзиниң әйни вақитта биңтуәндики хитай кадирлири вә аһалилиридин еришәлмигән меһри-муһәббәтни уйғурлардин еришкәнликини билдүрди. У мундақ деди:

“әксичә мән учрашқан, арилашқан уйғурлар наһайити достанә иди, улар башқиларға ярдәм қилишни биләтти. Башқиларниң һалиға вә дәрдигә йетәтти. Мән әйни чағда өзүмни һәқиқий етиқади болған бири дәп қаримайттим. Лекин бу уйғурларниң һәммисиниң етиқади бар иди. Әмма улар мениң етиқадим болмиғанлиқи сәвәблик мени һөрмәт қилишқа әрзимәйдиған адәм дәп қаримиди. Шуңа икки милләт психикисидики бу хил зор селиштурма пәрқ мәндә уйғурларға болған алаһидә һөрмәт вә қайиллиқни қозғиған иди. Мән уларни өзүмгә интайин йеқин көрәттим. Чүнки улар билән биллә болғиниңда сән өзүңни қандақтур башқа бир йәрдин кәлгән дәп қаримайттиң, өзүңни улар билән мунасивәтсиз адәм дәп қаримайттиң. Улар һәммимиз охшаш баравәр инсан дәп қарайтти, улар сени өз қойниға алатти. Лекин мән бу хил йеқинлиқ вә муһәббәткә хитайлардин еришәлмидим. Шуңа бу хил муһәббәт вә йеқинлиқни тәбиий вә пак һессият дәп қараймән. Әйни чағда уйғурлар мәндин һечнемә тәләп қилмиди. Әмма мән уйғурларниң интайин көп ярдимигә еришкән идим. Шуңа мән бу йәрдә алди билән уйғурларға болған әң чоң тәшәккүрүм вә рәһмитимни билдүримән”.

Программимизниң кейинки қисмида, териса ханимниң “мәдәнийәт инқилаби” йиллирида уйғур дияриниң җәнубидики биңтуәнниң полк-мәйданлириға сүргүн қилинип, еғир күнләрдә уйғурлардин еришкән ярдәмлири һәққидики баянлирини диққитиңларға сунимиз.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.