“шәрқий түркистандики асарәт вә зулумниң һәқиқий йүзи” намлиқ китаб истанбулда нәшр қилинди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2018.03.14
sherqiy-turkistandiki-asaret-we-zulumning-heqiqiy-yuzi.jpg “шәрқий түркистандики асарәт вә зулумниң һәқиқий йүзи” намлиқ китабниң муқависи.
RFA/Arslan

“шәрқий түркистандики асарәт вә зулумниң һәқиқий йүзи” намлиқ китаб истанбулдики румуз нәшрияти тәрипидин нәшр қилинди. Бу китабни истанбулдики “шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики” ниң рәиси һидайәтулла оғузхан нәшргә тәйярлиған.

Түркчә йезилған бу китабқа көплигән рәңлик рәсимләр кириштүрүлгән болуп, 154 бәтлик бу китаб түркләрниң уйғур мәсилиси вә уйғур дияридики зулумни чүшинишидә муһим мәлуматлар билән тәминләйдикән.

Китабта шәрқий түркистанға алақидар омумий мәлуматлар, шәрқий түркистанниң тарихи вә җуғрапийәси, бу йәрдә яшайдиған йәрлик милләтләр, йәр асти вә йәр үсти байлиқлири, бу земинда тарихта из қалдурған мәшһур шәхсләр тоғрисида мәлуматлар берилгән. Сутуқ буғрахан, мәһмут қәшқирий, йүсүп хас һаҗип, яқупбәг бәдөләт, сабит дамоллам, әлихан төрәм, муһәммәтимин буғра, әйса йүсүп алиптекин, осман батур қатарлиқ тарихий шәхсләрниң һаят паалийәтлири тонуштурулған.

Китабта йәнә уйғур дияриниң җуғрапийәлик орни вә қошна дөләтләр билән болған чегралири, оттура асиядики қазақистан, қирғизистан, өзбекистан, таҗикистан қатарлиқ дөләтләр билән болған тарихий вә мәдәнийәт мунасивәтлири шундақла чәтәлләрдики уйғур муһаҗирлири тоғрисида омумий чүшәнчиләргә йәр берилгән.

Китабта йәнә “хитайниң земин пүтүнлүки шәрқий түркистанни өз ичигә алмайду”, “аталмиш уйғур аптоном райони қанчилик дәриҗидә аптономийәлик һоқуққа игә?” дегәндәк темилардики мулаһизиләргиму орун берилгән. Униңдин башқа китабта йәнә уйғур диярида йеқинқи заманларда йүз бәргән барин инқилаби, ғулҗа вәқәси, үрүмчи қәтлиами, йәкән илишқу вәқәси қатарлиқ зор вәқәләр тоғрисидиму мәлуматлар берилгән. Шуниң билән биргә китабта уйғур диярида йәрлик хәлқләрниң дини етиқади, миллий мәдәнийити вә уйғур тилиниң чәкләнгәнлики һәққидики мәсилиләрму дәлил-пакитлиқ оттуриға қоюлған.

Китабниң муқәддимиси тарихта өткән түрк-уйғур хақанлириниң өз хәлқини хитайлардин агаһландуруп “көлтекин мәңгү теши” ға йезилған қиммәтлик нәсиһәтлири билән башланған. Китабқа билги хақанниң түркләрни хитайлардин агаһландуруп мундақ дегәнлики йезилған: “мән хитайларниң алтун, көмүш, йипәклиригә, татлиқ сөзлири вә қиммәтлик совғатлириға алданмидим. Биз нурғунлиған түркләрниң уларға алдинип йоқ болуп кәткәнликлирини вә асарәт астида қалғанлиқлирини һеч унтумидуқ. Мән тәңриниң ярдимигә сеғиндим. Мән түркләрниң хақанимән.”

Китабниң хуласисидә мундақ йезилған: “һазир шәрқий түркистан вәзийитигә қарайдиған болсақ, йәрлик хәлқ арисида чоң бир ойғиниш көрүлүватиду, болупму көпинчә яшлар бесим вә зулумға қаршилиқ көрситиш ирадисигә игә болди. Хитай чәтәлләргә шәрқий түркистанда тәрәққият вә ислаһат елип бериватқанлиқи һәққидә җар салсиму, лекин у йәрдики бесим вә зулумни дунядин йошуруп, мәхпий һалда шәрқий түркистан хәлқи үстидин техиму қаттиқ бесим қилишни тиз сүрәттә давам қиливатиду. Чәтәлләрдики тәшкилатлиримиз хитайниң дипломатийә һуҗумлириға учрап һәр хил қийинчилиқларға дуч кәлгән болсиму, әмма уйғур мәсилисини дуня күнтәртипигә кәлтүрүшкә тиришчанлиқ көрсәтмәктә.”

Биз бу китаб тоғрисида техиму көп мәлуматқа игә болуш үчүн бу китабни йезип нәшргә тәйярлиған “шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики” ниң рәиси һидайәтулла оғузхан вә бу китабни сетишқа мәсул болған “сутуқ буғрахан китабханиси” ниң мудири абдухелил абитоғли билән сөһбәт елип бардуқ.

Һидайәтулла оғузхан бу китабни нәшр қилиштики мәқсити вә китабниң мәзмунлири тоғрисида тохтилип, түркләр билән уйғурларниң өтмүш тарихтин буян бир-биргә зич бағлинишлиқ һалда яшап кәлгәнликини, уларниң қандашлиқ, диний-етиқад, тил вә мәдәнийәт җәһәттә зор охшашлиққа игә икәнликини тәкитлиди. У бу китабта уйғурларниң әһвалини түркләргә тонуштуруш арқилиқ түркләрниң уйғур мәсилисигә көңүл бөлүшини қолға кәлтүрүш, уларниң һесдашлиқини қозғаш һәмдә уларниң қоллап-қуввәтлишигә еришишниң муһимлиқини билдүрди.

Абдухелил абитоғли әпәнди бу китабниң уйғурлар тоғрисида көплигән муһим мәзмунларни өз ичигә алғанлиқини, уйғурларниң әһвалини түркләргә тонуштурушта муһим материял болалайдиғанлиқини илгири сүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.