Торонтода барин инқилабиниң 27 йиллиқи хатириләнди
2017.04.11

9-Апрел йәкшәнбә күни, канаданиң торонто шәһиридә паалийәт елип бериватқан уйғур мәсчити рәһбәрлики бундин 27 йил бурун барин йезисида йүз бәргән зәйнидин йүсүп башчилиқидики барин инқилабиниң 27 йиллиқини хатириләш йүзисидин, барин шеһитлириниң роһиға атап қуран тилавәт қилиш паалийити өткүзди.
Шу күни торонто вақти саәт 2 дә, торонто вә униң әтрапидики шәһәрләрдә яшайдиған көп сандики уйғурлар өзлири мәбләғ чиқирип сетивалған уйғур мәсчитигә җәм болуп 32 парә қуранни өзара бөлүшүп оқуп чиқти.
Қуран тилавәт қилиш ахирлашқандин кейин, барин инқилаби мәзгилидә атуш шәһиридә яшиған, әйни чағдики баринни өз ичигә алған атуш вә пүтүн уйғур дияриниң вәзийитидин толуқ хәвәрдар уйғур зиялийси һаҗи мамут әпәнди көпчиликкә барин инқилаби вә униң истратегийилик пиланлири һәққидә мәлумат берип өтти.
Һазир торонтода яшаватқан динни зат абдуезиз әпәнди уйғурлар вәтининиң 1949- йили хитай һөкүмити тәрипидин бесивалғандин етибарән, сиясий, иҗтимаий, мәдәнийәт вә диний җәһәтләрдә, техиму еғир әһвалда қалғанлиқини оттуриға қоюп өтти. У йәнә бундин бир әсир бурун атушта яшап өткән тәрәққийпәрвәр диний өлима абдуқадир дамоллам қатарлиқ илғар пикирлик уйғур өлималириниң вәтән- милләтниң келәчики һәққидә ейтқанлиридин мисаллар елип өтти.
Хәтмә қуран паалийити җәрянида зияритимизни қобул қилған торонто шәһиридә яшаватқан уйғур зиялийси туйғун абдувәли билән таһир миҗит әпәнди барин роһиниң уйғур миллий роһи икәнлики һәққидики көз қарашлирини оттуриға қоюп өтти.
Шу күнки паалийәткә торонто уйғур мәсчитигә рәһбәрлик қилиш комитетиниң рәиси шәвкәт имам риясәтчилик қилди.
Торонтодики уйғур мәсчити бундин 3 йил аввал торонтодики уйғур җамаитиниң мәбләғ чиқириши билән 280 миң канада доллириға банка қәрзисиз сетивелинған болуп, һазир торонтодики уйғур җамаитиниң нәзир чирағ вә башқа паалийәтләрни өткүзидиған һәм мәрикә зали, һәм ибадәт қилидиған мәсчити һәм уйғур өйи сүпитидә қоллинилип кәлмәктә.