“явропа шәрқий түркистан бирлики” барин вәқәсиниң 26 йиллиқини хатирилиди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2016.04.05
germaniye-barin-xatirisi-2.JPG Мюнхенда өткүзүлгән барин инқилабиниң 23 йиллиқини хатириләш паалийитидин көрүнүш. 2013-Йили 7-апрел, германийә.
RFA/Ekrem

Бүгүн барин вәқәсиниң 26 йиллиқ хатирә күни. Чәтәлләрдики уйғурлар һәр йили барин вәқәсини охшаш болмиған шәкилләрдә яд әтмәктә.

Барин инқилаби 1990 - йили 5 - апрел ақту наһийәсиниң барин йезисида уйғур деһқанлириниң хитай һакимийитигә қарши елип барған бир қетимлиқ қораллиқ һәрикити болуп, чәтәлләрдики уйғурлар һәр йили бу вәқәниң хатирә күнини түрлүк шәкилләрдә хатириләп кәлмәктә.

Бүгүн баш штаби германийәдә болған явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиму барин вәқәсиниң 26 йиллиқи мунасивити билән муһакимә вә сөһбәт йиғини уюштурди. Йиғин әһли барин вәқәсиниң тарихини әсләп өтти һәмдә бу вәқәгә болған өзлириниң баһалири, тәсиратлирини баян қилишти. Йиғинға тәшкилат рәиси әнвәрҗан, д у қ ниң германийәдики рәһбәрлири вә бир қисим сиясий актиплар һәм зиялийлар қатнашти.

Биз бу һәқтә, уйғур сиясий затлиридин әркин алиптекин әпәнди, бүгүнки бу сөһбәт йиғинини тәшкиллигән явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң рәиси әнвәрҗан вә уйғур зиялийлиридин пәрһат муһәммиди әпәндиләрни зиярәт қилип, уларниң қарашлири вә баһалирини аңлаш пурситигә ериштуқ.

явропа шәрқий түркистан бирлики тәшкилатиниң рәиси әнвәрҗан әпәнди алди билән, барин вәқәсини хатириләш мунасивити билән уюштурулған бу йиғин һәққидә тохтилип өтти.

Әркин алиптекин әпәнди болса, барин вәқәси йүз бәргәндин кейин ғәрб әллиридә мәзкур вәқә һәққидә тарқалған һәрхил учурларни алди билән сәмимизгә салди.
Әнвәрҗан әпәнди сөзидә, барин вәқәсиниң тарихи әһмийити тоғрисидики қарашлирини изаһлиди вә бу вәқәгә болған қисқичә баһалирини шәрһләп өтти.

Уйғур сиясий затлиридин әркин алиптекин әпәнди мәзкур вәқәниң кейинки заманларда уйғур диярида йүз бәргән көплигән қаршилиқларниң мәйданға келишигә түрткә болған бир амил болғанлиқини әскәртти.

Уйғур зиялийси пәрһат муһәммиди әпәндиму барин вәқәсиниң тарихий әһмийити һәққидә өз қарашлирини баян қилип өтти.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.