Мәшһур язғучи чиңғиз айтматоф туғулғанлиқиниң 90 йиллиқи хатириләнди

Ихтиярий мухбиримиз ферузә
2018.12.13
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Artyq-Hajiev-nutuq-qilmaqta.jpg “иттипақ” җәмийитиниң рәиси артиқ һаҗийеф, чиңғиз айтматофниң пүтүн түркий милләтләрни пәхирләндүргән атақлиқ язғучи икәнликини баян қилди. 2018-Йили декабир, бишкәк.
RFA/Féruze
xeliq-ertis-Sultan-Kerimov-haxsha-orunlimaqta.jpg

Қирғизистан бойичә мәрһум язғучи чиңғиз айтматоф тәвәллутиниң 90 йиллиқиға беғишлан мурасим қирғизистан хәлқ әртиси султан кәримофниң риясәтчиликидә елип берилди. 2018-Йили декабир, бишкәк. RFA/Féruze

Artyq-Hajiev-nutuq-qilmaqta.jpg

“иттипақ” җәмийитиниң рәиси артиқ һаҗийеф, чиңғиз айтматофниң пүтүн түркий милләтләрни пәхирләндүргән атақлиқ язғучи икәнликини баян қилди. 2018-Йили декабир, бишкәк. RFA/Féruze

Akbarjan-Baudunov-doklad-bermekte.jpg

“иттипақ” гезитиниң баш муһәррири вә пәлсәпә пәнләрниң кандидат намзати ә. Бавудуноф чиңғиз айтматофниң иҗадийити тоғрисида доклат бәрди. 2018-Йили декабир, бишкәк. RFA/Féruze

Gulnaz-Maxsutova-doklad-bermekte.jpg

“юлтуз” ансамбилиниң уссулчиси гүлназ мәхсутова чиңғиз айтматофниң өмүр-һаяти тоғрисида доклат бәрди. 2018-Йили декабир, бишкәк. RFA/Féruze

Чиңғиз айтматоф бүгүнки заман қирғиз әдәбиятида мәйданға кәлгән бүйүк бир сима. Униң әсәрлири 20-әсирниң иккинчи йеримидики қирғиз әдәбиятиниң әң юқири пәллисини яритипла қалмастин, бәлки йәнә оттура асиядики түркий хәлқләр әдәбияти шуниңдәк сабиқ советлар иттипақи дәвридики рус тиллиқ хәлқләр әдәбиятидиму бәлгилик тәсир пәйда қилған.

Чиңғиз айтматоф 1928-йили қирғизистанда туғулған. 1950-Йиллардин кейин у пүткүл совет иттипақи әдәбиятида бир миллий язғучи сүпитидә тонулушқа башлиған. Униң әдәбий әсәрлири дунядики 100 дин артуқ тилға тәрҗимә қилинип, зор тәсир қозғиған. Чиңғиз айтматофниң көп қисим әсәрлири 1980-йиллардин кейин уйғур тилиға тәрҗимә қилинип нәшр қилинған шундақла уйғур оқурмәнлири әң яқтуруп оқуйдиған әдәбий әсәрләргә айланған. “айтматоф әсәрлиридин талланма”, “ақ парахот”, “әсирдин узақ бир күн”, “қиямәт”, “ала ит қияси” қатарлиқ көп қисим әсәрлири уйғур тилида нәшр қилинип, қизғин қарши елинған.

Йеқинда қирғизистан җумһурийитиниң президенти соронбай җейнбәкоф 2018-йилини “чиңғиз айтматоф йили” дәп елан қилди. Бу мунасивәт билән қирғизистан бойичә мәрһум язғучи чиңғиз айтматоф тәвәллутиниң 90 йиллиқиға беғишлан нурғун паалийәтләр өткүзүлди. Қирғизистан уйғурлири “иттипақ” җәмийитиму бу қатарда актип паалийәт елип берип, тоқмақ, ош вә қарабалта қатарлиқ шәһәрләрдә чиңғиз айтматофниң иҗадийитигә беғишланған сәнәт кечиликлирини өткүзди. Гәрчә бу паалийәтләр язғучи чиңгиз айтматоф тәвәллутиниң 90 йиллиқиға беғишланған болсиму, әмма уйғур җамаити мәзкур мурасимлар арқилиқ уйғур миллий мәдәнийити вә уйғур хәлқиниң илимпәрвәрликини намаян қилди.

Қарабалта шәһиридә өткүзүлгән паалийәткә московский, панфиловский вә сокулукский наһийәлиридә яшайдиған уйғурлар қатнашти. Паалийәткә қарабалта шәһәрлик һөкүмәт хадимлири, “иттипақ өйи” ниң әзалири вә гезит мухбирлири дәвәт қилинди. Мурасим қирғизистан хәлқ әртиси султан кәримофниң риясәтчиликидә елип берилди.

Радийомиз зияритини қобул қилған “иттипақ” җәмийитиниң рәиси артиқ һаҗийеф, чиңғиз айтматофниң пүтүн түркий милләтләрни пәхирләндүргән атақлиқ язғучи икәнликини баян қилди.

Мурасим давамида “иттипақ” гезитиниң баш муһәррири вә пәлсәпә пәнләрниң кандидат намзати ә. Бавудуноф чиңғиз айтматофниң иҗадийити тоғрисида доклат бәрди. У доклатида язғучиниң әсәрлиридә вәтән, миллий роһ вә инсанпәрвәрлик темилириниң муһим орун тутидиғанлиқини тәкитләп өтти.

“юлтуз” ансамбилиниң уссулчиси гүлназ мәхсутова чиңғиз айтматофниң өмүр-һаяти тоғрисида доклат бәрди. Қарабалта шәһириниң оқуғучилири язғучиниң әсәрлиридин парчиларни оқуп беришти.

Қирғизистанда тонулған язғучи мәмәтҗан ясин боғда әпәнди өз нутқида чиңғиз айтматофни устази қатарида тонуйдиғанлиқини тәкитлиди.

Қарабалта шәһәрлик аяллар кеңишиниң әзаси гүлбостан мөминова әдиб мәмәтҗан ясин әпәндиниң язғучи айтматофқа беғишлиған шеирини оқуп бәрди.

Радийомиз зияритини қобул қилған карабалта шәһәрлик аяллар кеңишиниң рәиси гүлниса темирова мундақ деди: “бу паалийәт қирғизистандики уйғур хәлқиниң абруйини көтүрүштә муһим рол ойнайду шундақла уйғурларниң мәдәнийитини намаян қилишта бир көзнәк болиду.”

Қарабалта шәһиридә 2000 ға йеқин уйғур аһалиси яшайду. Улар асасән 1960-йиллири шәрқий түркистандин көчүп кәлгәнләр уйғурларниң әвладлиридур.

Қирғизистан уйғурлири бу йиллиқ “ана тил” күнигә беғишланған паалийәтләрдә чиңғиз айтматофниң “йүзму-йүз” әсириниң бир парчисини уйғур тилида оқуди, хәлқ әртисти султан кәримова “айтматоф” намлиқ нахшисини орунлиди. Ундин башқа қирғизистан җумһурийитиниң мәдәнийитигә әмгәк синдүргән рәссам сабитҗан бабаҗаноф язғучи айтматофниң иҗадийитигә беғишланған рәсим көргәзмиси өткүзди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.