Қазақистанлиқ уйғурлар миллий өрп-адәтлирини сақлап қелишқа алаһидә көңүл бөлмәктә

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2018.09.24
doppa-bayrimi-qazaqistan-1.jpg

Миллий өрп-адәтлириниң бири болған “доппа байрими” паалийитидин көрүнүш. 2018-Йили 24-сентәбир, алмута. RFA/Oyghan

doppa-bayrimi-qazaqistan-2.jpg

Миллий өрп-адәтлириниң бири болған “доппа байрими” паалийитидин көрүнүш. 2018-Йили 24-сентәбир, алмута. RFA/Oyghan

doppa-bayrimi-qazaqistan-3.jpg

Миллий өрп-адәтлириниң бири болған “доппа байрими” паалийитидин көрүнүш. 2018-Йили 24-сентәбир, алмута. RFA/Oyghan

doppa-bayrimi-qazaqistan-4.jpg

Миллий өрп-адәтлириниң бири болған “доппа байрими” паалийитидин көрүнүш. 2018-Йили 24-сентәбир, алмута. RFA/Oyghan

doppa-bayrimi-qazaqistan-5.jpg

Миллий өрп-адәтлириниң бири болған “доппа байрими” паалийитидин көрүнүш. 2018-Йили 24-сентәбир, алмута. RFA/Oyghan

24-Сентәбир күни алмута шәһиригә орунлашқан “пәрваз” рестораниға җәм болған уйғурлар миллий өрп-адәтлириниң бири болған “доппа байрими” паалийитини өткүзди. Мәзкур паалийәт уйғурларниң миллий бирләшмиси йенидики “мирас” уйғур аяллири җәмийити тәрипидин уюштурулди.

Игилишимизчә, буниңдин бир нәччә йил илгири алмута шәһири вә униң әтрапида паалийәт елип бериватқан бир гуруппа уйғур аяллири актиплириниң тәшкиллиши билән “мирас” уйғур аяллири җәмийити қурулған иди. Мәзкур җәмийәт аһалиләр арисида ана тилини сақлаш, миллий өрп-адәтләрни тәрғиб қилиш, яшларниң миллий роһта тәрбийәлиниши бойичә паалийәтләрни актип елип бериватқан уйғур тәшкилатлириниң биридур.

Радийомиз зияритини қобул қилған алмута шәһиридики уйғур ханим-қизлири актиплириниң бири, пешқәдәм устаз, “доппа байрими” мурасимини өткүзүш тәшәббускари гүлвәрәм мәмәттохтийева ханимниң ейтишичә, уйғурлар қәдимий мәдәнийәткә игә, өрп-адәтлири бай бир милләт болуп, һазирғичә өзлириниң миллий кимликини сақлап қелишқа интиливатқан хәлқ икән. Алмута шәһиридә өткән мәзкур мурасим әнә шуниң бир ярқин мисали болуп, униңға уйғурлар вә башқиму милләт вәкиллири болуп, 150 кә йеқин адәм қатнашқан. У мәзкур паалийәткә уйғурларниң милләт җанкөйәри, “мирас” уйғур аяллири җәмийитиниң рәиси әхтирим әхмәтованиң риясәтчилик қилғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “мән әхтирим һәдидин мушу байрамни өткүзүшни илтимас қилған идим. Бизгә дост болған башқа милләтләрни чақирип, уларға өзимизниң барини, бирликимизни, қәдимий хәлқ икәнликимизни йәткүзсәк һәмдә милләт үчүн җанкөйәримиз, алимимиз дилнур рәйһанниң һөрмитигә мушу байрамни өткүзгинимизни көрсәтсәк дегән мәқсәт билән бу паалийәтни өткүздүм. Йәнә бир мәқсәт доппиниң хасийитини, бәрикитини көрситиштин ибарәт болди. Бу йәрдә испанлар, фирансузлар, америкилиқлар, руслар, қазақлар болди, омумән йәттә милләт вәкили болуп, улар өзлириниң уйғурларға болған көз қаришини оттуриға қойди”.

“доппа байрими” ға қатнашқан русийә уйғурлириниң вәкили һәмраҗан амрақ “доппа байрими”дин қаттиқ тәсирләнгәнликини, қазақистанда уйғур миллий өрп-адәтлириниң яхши сақлинип кәлгәнликини, шуңлашқа бу йәрдики уйғурларни өзи туруватқан санкт-петербургтики уйғурларға даим үлгә қилидиғанлиқини көрситип, мундақ деди: “биз он йил болуп қалди, һәр йили ана тили күнини, доппа байримини өткүзимиз. Бизму өрп-адәтләрни сақлап қелишқа өз үлүшимизни қошуватимиз. Биз паалийәтләрни икки тилда өткүзимиз, сәвәби аримизда башқа милләт вәкиллириму бар. Биз л. Мутәллип тоғрилиқ чоң паалийәт өткүздуқ. Русийәниң санкт-петербург шәһиригә кәлгәнләр асасән совет иттипақи вақтида барғанлар. Кейин кәлгәнләр қирғизистандики ош вәқәсидин кейин кәлгәнләр. Бу йәрдә 30-40 тәк аилә бар. Баш қошушимиз бар. Мән шу йәрдики йигит беши. Даим алақә қилип туримиз.”

Мәлум болушичә, қазақистанда уйғур миллий өрп-адәтлирини тәрғиб қилишта уйғур мәдәнийәт мәркәзлири, җәмийәтлик тәшкилатлар, уйғур тилидики мәктәпләр вә башқилар чоң рол ойнимақта. Қазақистан һөкүмити бу мәмликәттә яшаватқан йүздин ошуқ милләткә өз тилини сақлаш, миллий өрп-адәтлирини раваҗландуруш, мәдәнийитини тәрғиб қилиш мумкинчиликлирини яритип бәргән. Шу җүмлидин уйғурларму бу йөнилиштә көплигән ишларни әмәлгә ашурған иди.
Тонулған сатирик язғучи, уйғур җамаәтчилики актиплириниң бири абдухалиқ мәһмудофниң ейтишичә, адәм балисиниң мәдәнийәт сәвийәси җәмийәт тәрәққиятиға қарап йүксилинидикән. Әнә шундақ бир дәврдә адәмләр өзиниң кимликини, кимгә мәнсуп икәнликини техиму айрийдиған дәриҗигә йетидикән. Мушуниң өзи милләтни сақлашқа болған чоң бир қәдәм икән. У мундақ деди: “һазир хәлқимиз арисида миллий аң-сезимгә нисбәтән интилиш, шуни сақлап қелиш үчүн күрәш кетип бармақта. Һазир қазақистанда мустәқиллиқ алғандин буян миллий мәсилигә болған етибарму башқичә күчәйди. Бизниң хушал болидиғанму, рәнҗийдиған ишлиримизму бар. Бирақ шуниңға қаримай, болупму яшлиримизниң өрп-адәтлиримизни сақлашқа болған интилиши күчлүк. Буни болупму мәшрәпләрдә көрүшкә болиду. Уларниң һәммиси миллий хаслиққа игә һалда кетип бариду. Мушуниң өзи милләтни сақлашқа болған чоң интилиштур. Миллий мәсилә адәттики той-төкүнләрдә, нәзир-чирағларда яхши көрүнидиған нәрсиләр интайин көп”.

Абдухалиқ мәһмудоф шуниң билән бир қатарда өз ана тилини, миллий өрп-адәтлирини йоқитиватқан адәмләрниңму бар болуп, уларниң уйғур җәмийитигә сәлбий тәсир көрситиватқанлиқини илгири сүрди. У йәнә уйғурларниң келәчәктә милләт болуп сақлинишида көпинчә яшларға үмид қилидиғанлиқини, шуниң үчүн уйғур җәмийәтлириниң яшларни миллийликтә тәрбийәләшкә алаһидә диққәт қилиш зөрүрлүкини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.