Әдәбий тәтқиқатчи рамиз аскәргә әзәрбәйҗан дөләт медали берилди
2014.01.20
Әдәбий тәтқиқатчи рамиз аскәр әпәнди.
Түрк дунясида шундақла әзәрбәйҗанда улуғ алим мәһмут қәшқириниң “түркий тиллар дивани”, йүсүп хас һаҗипниң “қутатқу билик” намлиқ әсәрлирини әзәри вә рус тиллириға тәрҗимә қилиш билән тонулған әзәрбәйҗан дөләт университети түркий хәлқләр әдәбияти факултети мудири профессор доктор рамиз аскәр әпәндигә әзәрбәйҗан дөләт башлиқи илһам алийефниң қол қоюши билән “шөһрәт нишани” намида бир медал берилгән. Мәзкур медал униң түрк дуняси тоғрисида елан қилған 40 әтрапида китаби үчүн берилгән.
Төвәндә униң билән бу һәқтә елип барған сөһбитимизни диққитиңларға сунимиз.
“йеқинда дөләт медали елипсиз, бу һәқтә мәлумат бәрсиңиз” дегән соалимизға у мундақ җаваб бәрди:
-Һөрмәтлик дөләт башлиқимиз маңа “шөһрәт нишани” намида бир медал бәрди. Буни мән түрк дуняси тоғрисида йезилған 40 китабни әзәрбәйҗанчиға тәрҗимә қилип нәшр қилғанлиқим вә 10 монограпик китаб язғанлиқим үчүн бәрди. Униң үстигә бу медал 60 яшқа тошқан күнүм болған 10-январ күни дөләт башлиқимиз илһам алийефниң тәстиқлиши билән берилди.
Әзәрбәйҗан дөләт университети түркий хәлқләр әдәбияти факултетиниң мудири профессор доктор рамиз аскәр әпәнди түрк дуняси тоғрисида нәшр қилдурған 40 әсириниң муһимлири тоғрисида мәлумат берип мундақ деди:
-Мән тунҗи болуп улуғ алим мәһмут қәшқириниң 3 томлуқ түркий тиллар дивани намлиқ әсирини әзәрбәйҗан түркчисигә тәрҗимә қилдим. Бу әсәрни 2006-йилида әзәрбәйҗан түркчисигә, 2009-йилида болса рус тилиға тәрҗимә қилдим. Йәнә улуғ алимимиз йүсүф хас һаҗипниң қутатқу билик намлиқ әсирини әзәричигә тәрҗимә қилдим. Мән оттура асия түркий җумһурийәтлири, түркийә вә башқа түркий аптоном районлардин нурғун алимларниң әсәрлирини әзәричә тәрҗимә қилдим. Мәсилән, түркийәлик даңлиқ тарихчи фаруқ сүмәрниң “оғузлар тарихи”, даңлиқ тарихчи баһәттин өгәлниң “түрк митолоҗиси” намлиқ әсирини, “бабурнамә” намлиқ әсәрни, султан һүсәйин байқараниң әсәрлирини, түркмәнләрниң даңлиқ шаири мәхтум қулиниң әсәрлирини әзәричигә тәрҗимә қилдим. Бултур татарларниң даңлиқ шаири абдуллаһ тоқайниң туғулғанлиқиниң 100 йиллиқи мунасивити билән униң икки муһим әсирини әзәричигә тәрҗимә қилдим. Буларниң сиртида түркмән вә өзбек шаирлиридин талланмилар намлиқ әсәрләрни вә түрк әдәбият тарихи намлиқ әсәрләрни яздим. Қисқиси мән һазирғичә түрк дуняси тоғрисида 40 әтрапида китабни тәрҗимә қилдим, 10 китабни йезип нәшр қилдурдум. Түрк дунясиға қошқан бу төһпәм үчүн әзәрбәйҗан дөләт рәиси илһам алийеф маңа “шөһрәт нишани” медали бәрди.
“дөләт рәисиниң медал бериш мурасими қачан, қәйәрдә өткүзүлди, кимләр қатнашти” дегән соалимизға у мундақ җаваб бәрди:
-Бу “шөһрәт нишани” медали әзәрбәйҗан дөләт рәисиниң йолйоруқи билән, өз қоли билән тәстиқлап қол қойғандин кейин берилиду. Бу әзәрбәйҗанниң 3-муһим медали. Биринчиси, “истиқлал медали”, иккинчиси, “шәрәп медали”, үчинчиси болса маңа берилгән “шөһрәт медали.” бу наһайити муһим бир медал. Бу медални бериш мурасими 10-январ күни мениң туғулған күнүмдә әзәрбәйҗан иҗтимаий пәнләр академийәси дөләтлик қол язмилири институтида өткүзүлди. Кейин әзәрбәйҗан язғучилар җәмийитидиму өткүздуқ. Түрк дуняси үчүн қилған хизмәтлиримгә бундақ бир медал алғанлиқим үчүн өзүмни интайин бәхтлик һес қиливатимән.
“бу медал қачан тәсис қилинған, һазирғичә кимләр алған икән, бундин кейин немиләрни қилмақчисиз” дегән соалимизға у мундақ җаваб бәрди:
-Әзәрбәйҗан мустәқил болғандин кейин бу хил дөләт медаллири тәсис қилинди. Бурун бир қанчә муһим кишиләр алған икән. Әзәрбәйҗан әдәбиятида бәзи бошлуқлар бар. Қериндаш милләтләрниң әдәбий әсәрлирини тәрҗимә қилишимиз керәк. Мәсилән, әлишир навайиниң хәмсиси техи әзәричигә тәрҗимә қилинмиди. Мән түркий хәлқләр әдәбиятлири факултетиниң мудирлиқ вәзиписини өтәватимән. Бу дәрсләрни бериватимән, әмма дәрслик китабимиз йоқ. Бабурнамә дәп дәрсимиз бар иди, бурун китаб йоқ, һазир бар. Әлишир навайи дәрсимиз бар, әмма китаби йоқ, буни әң қисқа вақит ичидә нәшр қилдурушимиз лазим. Чүнки, у бүйүк алим, шаир вә пәйласоп. Шундақла түрк дунясиниң улуғ шаири. Мәсилән, уйғур шаирлиридин талланмилар намида китаб түзүшимиз керәк. Қазақ, қирғиз шаирлиридин талланмилар техи нәшр қилинмиди. Буларниң һәммисини түзүп чиқай дәймән. Булар түрк дунясиниң әң муһим байлиқлири.









