Илһам тохтиниң қоллиғучиси, тибәтшунаш еллиот сперлиңниң вапати сәпдашлирини қайғуға салди
2017.02.03

Хәлқарада тонулған тибәтшунаш, америка индиана университетиниң профессори, германийәдә қурулған илһам тохтини қутқузуш гурупписиниң баш мәслиһәтчиси еллиот сперлиң әпәндиниң туюқсиз өлүми униң сәпдашлирини еғир қайғуға салди. Дуня уйғур қурултийи рәһбәрлиридин долқун әйса, илһам тохтини қутқузуш гурупписидин әнвәрҗан әпәнди, марй һолзман ханим вә сав яшө ханим қатарлиқлар зияритимизни қобул қилип, еллиот сперлиңниң туюқсиз вапати илһам тохтини қутқузуш гурупписини ғоллуқ бир әзасидин мәһрум қилипла қалмастин, бәлки чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан тибәт вә уйғур тәшкилатлириниму әң муһим бир қоллиғучисидин айриғанлиқини билдүрди.
Икки күндин буян иҗтимаий таратқулардин твитер, фейсбок қатарлиқларда америка индиана университетиниң тибәтшунаш профессори еллиот сперлиң әпәндиниң туюқсиз вапатиға болған тәзийәнамиләр үзүлмиди. Тәзийинамиләрниң бир қисми еллиот сперлиңни йеқиндин билидиған достлири, тәтқиқатчи зиялийлар тәрипидин йезилған болса,йәнә бир қисми хитай вә хәлқарада тонулған кишилик һоқуқ паалийәтчилири, чәтәлләрдики тибәт, уйғур тәшкилатлири тәрипидин елан қилинди.
Профессор еллиот сперлиң һәққидә йезилған тәзийәнамиләрниң зор көпчиликидә еллиот сперлиңниң кимлики вә һаят мәзгилидики паалийәтлири тилға елинип, униң тонулған тибәтшунас алим болупла қалмастин, бәлки чәтәлләрдики уйғур, тибәт паалийәтлириниң йеқин қоллиғучиси, хитай түрмилиридики илһам тохтиға охшаш виҗдан мәһбуслирини қутқузуш һәрикитиниң йетәкчиси икәнлики тәриплинип, униң вақитсиз вапатиға болған чоңқур қайғу ипадиләнди.
Хитайдики атақлиқ кишилик һоқуқ паалийәтлиридин сахароф әркинлик мукапат саһиби ху җя, тибәт аял язғучиси воисер, язғучи ваң лишуң, рәссам әй вейвей қатарлиқлар елан қилған тәзийинамилирида еллиот сперлиң әпәндиниң хитайдики тибәт мәсилиси, хитайниң кишилик һоқуқ мәсилиси қатарлиқларни тәтқиқ қилған, йеқиндин қоллиған тәтқиқатчи вә кишилик һоқуқ паалийәтчиси икәнлики тилға елинип, униң туюқсиз вапатиға қайғу ипадиләнди.
2008-Йиллиқ сахароф әркинлик мукапат саһиби ху җя тивтерға йоллиған тәзийисидә, “профессор еллиот сперлиңниң вапати мени вә илһам тохтиниң бейҗиңдики аяли гүзәлнурни вә еллиот сперлиңниң бейҗиңдики достлирини еғир қайғуға салди. Еллиотниң вапат болғанлиқ хәвирини аңлаштин илгири, униң һаят чеғидики йеқин дости илһам тохтиниң бейҗиңдики аяли гүзәлнурни вә униң балилирини йоқлап барғинимда, гүзәлнур ханим маңа 2014-йили илһам тохти тутқун қилинғандин буян чәтәлләрдики достлардин еллиот сперлиңниң бу аилигә роһи җәһәттин мәдәт берип үзлүксиз қоллап кәлгәнликини билдүргән иди. Мана әмди еллиот сперлиңниң туюқсиз вапати илһам тохтиға әркинлик тәләп қилиш паалийәтлири вә илһам тохти аилисигә еғир зәрбә елип кәлди” дәп язған.
2012-Йили 2-айда дадиси илһам тохти америка сәпиридин тосуп қелинғандин кейин, өзи ялғуз америка индиана университетиға келип, ят әлдики оқуши вә турмушини башлиған илһам тохтиниң қизи җәвһәрму, твитер вә фейсбокқа йоллиған тәзийисидә, америкиға кәлгәндин буян, болупму дадиси илһам тохти қолға елинғандин буян еллиот сперлиңниң атиларчә ғәмхорлуқи вә ярдимигә еришип кәлгәнликини билдүрүп, еллиот сперлиңниң туюқсиз вапати униңға ата йоллуқ йәнә бир йеқин адимидин айрилип қалғандәк еғир мусибәт бәргәнликини билдүргән.
Чәтәтлләрдики тибәт, уйғур тәшкилатлири вә паалийәтчилири тәрипидин елан қилинған тәзийинамиләрдә, еллиот сперлиң әпәндиниң чәтәлләрдики тибәт вә уйғур тәшкилатлириниң паалийәтлирини йеқиндин қоллап кәлгән тәтқиқатчи вә кишилик һоқуқ паалийәтчиси икәнлики тилға елинип, униң вақитсиз өлүминиң чәтәлләрдики тибәт вә уйғур даваси үчүн чоң бир йоқитиш болғанлиқи тәкитләнди.
1-Феврал чаршәнбә күни дуня уйғур қурултийи тәрипидин елан қилинған тәзийәнамидә, профессор сперлиңниң вапатиға тәзийә билдүрүлүп, униң уйғур вә тибәт җамаәтчиликигә өзини беғишлиған дост икәнлики, болупму униң хитай һөкүмити тәрипидин муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған мәшһур уйғур паалийәтчиси илһам тохтиға әркинлик тәләп қилиш һәрикитиниң тәшәббусчиси икәнлики тәрипләнди.
Дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса әпәнди, германийәдә қурулған илһам тохтини қутқузуш гурупписиниң башлиқи әнвәрҗан әпәнди вә мәзкур гуруппидики еллиот сперлиңниң һаят вақтидики йеқин сәпдашлиридин фирансийәлик тәтқиқатчи марие һолзмән ханим, хитайда өзгириш ториниң саһиби сав яшөлар зияритимизни қобул қилип, елиот сперлиң әпәндиниң вапатиға чоңқур тәзийисини ипадилиди.
Дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса әпәнди еллиот әпәндиниң туюқсиз өлүмигә қайғурғанлиқини ипадиләш билән биллә, униң өлүми чәтәлләрдики тибәт вә уйғур дәваси үчүн чоң йоқитиш болғанлиқини билдүрди.
Илһам тохтини қутқузуш гурупписи елан қилған тәзийәнамисидә еллиот сперлиңниң туюқсиз вапати мәзкур гуруппидики сәпдашларни еғир қайғуға салғанлиқи баян қилинип, қалған гуруппа әзалириниң илһам тохтиға әркинлик тәләп қилиш паалийитидә еллиот әпәндиниң түгитәлмигән ишлириға варислиқ қилидиғанлиқи тәкитләнгән.
Илһам тохтини қутқузуш гурупписиниң мәсули әнвәрҗан әпәнди, еллиот сперлиңниң мәзкур гуруппиниң баш мәслиһәтчиси икәнликини билдүрүп, униң йоқлуқи мәзкур гуруппиниң бу йилқи пиланидики илһам тохтини сахароф әркинлик мукапатиға көрситиш вә илһам тохтиға әркинлик тәләп қилиш җәрянидики бир қатар паалийәтләрдә зор бир бошлуқ пәйда қилидиғанлиқини билдүрди.
Мәзкур гуруппа әзалиридин фирансийәдики тибәт тәтқиқатчиси, кишилик һоқуқ паалийәтчиси марие һолизман ханим өз тәзийисини баян қилип мундақ деди: “еллиот сперлиңниң намини илгири көп аңлиған идим. Әмма, униң билән һәқиқий сәпдашларчә достлуқимиз илһам тохти гурупписи қурулғандин кейин рәсмий башланған иди. Биз илһам тохтини қутқузуш һәққидә бирликтә пилан түзгән вә паалийәтлиримизни башлиған идуқ. Шуңа униң туюқсиз вапати илһам тохтини қутқузуш һәрикити үчүн вә мән үчүнму бир йоқитиш болди.”
Илһам тохтини қутқузуш гурупписиниң әзалиридин америкидики “хитайда өзгириш” ториниң саһиби сав яшө ханим еллиот сперлиңниң туюқсиз вапатиға қайғусини мундақ ипадилиди: “еллиот сперлиңниң туюқсиз өлүми һәммимизни қайғуға салди әлвәттә. Әмма, униң вақитсиз өлүми илһам тохтиниң қизи җәвһәрни техиму еғир мусибәткә муптила қилди. Җәвһәр 2012-йили 2-айда америкиға кәлгәндин буян еллиот сперлиңниң ғәмхорлуқида америкидики һаятини давамлаштуруп келиватқан иди. Еллиот әпәндиниң аримиздин кетиши илһам тохтини қутқузуш һәрикити үчүнла бир йоқитиш болупла қалмастин, бәлки җәвһәрни, ата йоллуқ муһәббити вә ғәмхорлуқини бәргән йәнә бир йеқинидин айриди.”
Сав яшө ханим өзиниң 4-феврал шәнбә күни нюйорктики тибәт тәшкилатлири тәрипидин өткүзүлидиған еллиот сперлиңни хатириләш тәзийисигә қатнишидиғанлиқини билдүрүп, мәзкур паалийәткә қатнишишни халайдиған достларниң твитер вә фейсбокқа йолланған мәзкур паалийәт һәққидики уқтурушқа қариши вә мунасивәтлик учурларда өзи билән алақилишишини билдүрди.
Тордики учурлардин мәлум болушичә, 4-, 5-феврал (шәнбә, йәкшәнбә) күнлири нюйорк шәһиридә профессор еллиот сперлиң үчүн бир қатар паалийәтләр өткүзүлидиған болуп, тибәтләрниң паалийити 4-феврал күни саәт 5:30-дин 7:30 ға қәдәр нюйорк 15-коча в 22 адресидики тибәт өйидә өткүзүлмәкчи.
Қошумчә:
Векипидиадики еллиот сперлиң һәққидики учурлардин мәлум болушичә, 1951-йили америкиниң нюйорк шәһиридә туғулған профессор еллиот сперлиң хәлқарада тонулған тибәтшунас алим. У узун йиллиқ тәтқиқатида тибәтләрниң өрп-адити, тибәт роһаний даһийси далай лама, тибәт вәзийити вә хитайниң тибәтләргә қаратқан сиясити қатарлиқ көп қирлиқ мәсилиләрдә хәлқарадики нопузлуқ журналларда 20 дин артуқ тәтқиқат мақалилирини елан қилған. Еллиот әпәнди тибәтләр вә уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилилирини йеқиндин қоллиған кишилик һоқуқ паалийәтчиси болуп тонулған. Мәлум болушичә, еллиот сперлиң әпәнди 2009-йили йүз бәргән 5-июл үрүмчи вәқәсидин кейин, әйни чағда уйғур вәзийитини дуняға аңлитиш вә хитай һөкүмитиниң уйғур сияситини ашкара тәнқидләш билән биллә, хәлқарада тонулған уйғур зиялийси илһам тохти билән йеқин достлуқ мунасивити орнатқан. 2014-Йили 15-январ илһам тохти әпәнди қолға елинғандин кейин чәтәлләрдә елип берилған илһам тохтиға әркинлик тәләп қилиш һәрикитиниң йетәкчилиридин биригә айланған вә бу сәвәбтин 2014-йилдин кейин хитай даирилири униң хитайға берип тәкшүрүп тәтқиқ қелиш йолини пүтүнләй тосувәткән.