Қазақистанда сәнәт әрбаби ғази әмәтни хатириләш мурасими өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2017.12.04
ghazi-emet-qazaqistan-1.jpg Атақлиқ рәссам, сәнәт әрбаби мәрһум ғази әмәт әпәндини хатириләш мурасимида мәрһумниң иҗадийәтлири көрситилмәктә. 2017-Йили 3-декабир, алмута.
RFA/Oyghan

Атақлиқ рәссам, сәнәт әрбаби ғази әмәтниң исми дуняниң һәр қайси мәмликәтлиридә яшаватқан уйғурларға яхши тонуш.

Рәссамниң көплигән әмгәклири, болупму униң “муқамчилар” намлиқ мунәввәр әсири, шундақла улуғ намайәндиләр мәһмуд қәшқәри, йүсүп хас һаҗибларниң портретлири вә башқилар әң көп таралған әсәрләрдин болуп һесаблиниду. Ғази әмәтниң вапати һәққидә шум хәвәр қазақистандики уйғурларниму еғир қайғуға чөмдүрди. Йеқинда җумһурийәтлик “уйғур авази” гезитидә профессор абдуллаҗан самсақофниң ғази әмәт һәққидә язған “әл дилини тәсвирлигән рәссам” намлиқ мақалиси елан қилинди, шундақла уйғур рәссамлириниң тәзийәси берилди. 3-Декабирда болса, қуддус ғоҗамяроф намидики җумһурийәтлик академийәлик дөләт уйғур музикилиқ комедийә тиятириниң мәҗлис залида рәссамға беғишланған хатирә кечиси болуп өтти. Уни қазақистан уйғур рәссамлириниң “дуня арт” заманиви сәнәт галлерийәси(көргәзмиханиси) уюштурди.

Хатирә кечисини ачқан “дуня арт” заманиви сәнәт галлерийәсиниң мудири, сәнәтшунаслиқ пәнлириниң кандидат доктори һакимҗан гулийеф мәзкур паалийәтниң мәқсити һәм ғази әмәтниң уйғур миллий тәсвирий сәнитидики орни һәққидә тохталди. Дини зат дилмурат һаҗим мәрһумға атап қуран оқуғандин кейин, ғази әмәтниң иҗадийитигә беғишланған филим көрситилди. Андин рәссамниң өмүр баяни һәққидә профессор абдуллаҗан самсақоф доклат қилди. У өз сөзидә ғази әмәтниң уйғур мәдәнийитидики орниға юқири баһа бәрди. А. Самсақоф пүткүл уйғур хәлқи үчүн мундақ мусибәт күнлиридә қазақистандин бир гуруппа вәкилләрниң уйғур елигә берип, атақлиқ рәссамниң намизиға қатнишиш, өзлириниң иллиқ сөзлирини изһар қилиш истикидә болғанлиқини, әмма виза сәвәбидин буниңға имканийәтниң болмиғанлиқини оттуриға қойди. А. Самсақоф рәссамниң йоруққа чиққан бир қатар топламлирини тонуштурди.

Мурасимда сөзгә чиққан рәссам руслан йүсүпоф ғази әмәтни өзиниң устази дәп билидиғанлиқини, униң билән бир нәччә қетим көрүшүш бәхтигә муйәссәр болғанлиқини билдүрди. У ғази әмәтниң яшларға ғәмхорлуқ қилишни даим әскәртип кәлгәнликини һәм өзиниңму буниңда үлгә болғанлиқини илгири сүрди.

Зияритимизни қобул қилған ғази әмәтниң савақдиши аблиз ғопур ғази әмәткә охшаш рәссамларниң дуняда наһайити аз учрайдиғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “у адәттики рәссам әмәс. У һәм рәссам, һәм шаир, һәм язғучи, һәм архитектор, һәм хәттат. Униң таланти шунчилик көпки, бу адәм арқилиқ биз қанчә махтансақ махтиналаймиз. Униң сизған рәсимлиридин өзимизни көримиз. Бу адәмниң қәлби наһайити таза, миллитини яхши көриду”.

А. Ғопур ғази әмәтниң кичикидин йетимлиқниң дәрдини көп тартқанлиқини, җенини беқиш үчүн һәр хил ишларни қилишқа мәҗбур болғанлиқини билдүрди. Униң ейтишичә, ғази әмәт хитай даирилири тәрипидин йүргүзүлгән мәдәнийәт инқилабидин қаттиқ зәрдаб чәккән, һәр хил сиясий қалпақлар кийдүрүлүп, көп азаб тартқан.

Дуня уйғур аяллири бирликиниң қазақистандики вәкиллириниң бири гүлванәм тохтахунованиң пикричә, уйғурлар өзлирини милләт сүпитидә тонутқандила, ғурурини күчләндүргәндила ата-бовилириниң қалдурған аманәтлирини сақлап қалалайду. У шу аманәтләрни кейинки әвладларға қалдуруш үчүн улуғ намайәндә ғази әмәткә беғишланған мундақ паалийәтләргә болупму яшларни көпрәк җәлп қилишниң муһимлиқини, мундақ паалийәтләрни буниңдинму кәң даиридә өткүзүш лазимлиқини тәкитлиди.

Радиомиз зияритини қобул қилған рәссам һакимҗан гулийеф ғази әмәтниң уйғур миллий тәсвирий сәнитидики орниниң бөләкчә икәнликини тәкитләп, мундақ деди: “биз һәр хил дөләтләрдә яшаватимиз. Бу дөләтләрниң қурулуш түзүми, иҗтимаий әһвали, сиясити һәр хил. Шуниңға бағлиқ сәнәт түрлириму һәр хил йосунда тәрәққий қилиду. Биздиму шундақ болған. Омумән уйғурларниң сәнитини бириктүрсәк, һәммимизниң томури бир”.

Һакимҗан гулийеф ғази әмәтниң шуниңға қаримай, уйғурниң тарихини, мәдәнийитини, муң-зарини тәсвирлигәнликини, униң әсәрлириниң реалистик тәсвирләшниң әң чоққисиға еришкәнликини көрсәтти. У шундақла ғази әмәт қол йәткүзгән дәриҗигә башқа уйғур рәссамлириниң һазирғичә йәтмигәнликини, униң әмгәклириниң мутәхәссисләр тәрипидин интайин юқири баһалиниватқанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.