Ғәрб дунясидики уйғурлар (5B)

Мухбиримиз қутлан
2016.05.31
yawropa-igilik-tiklesh-zeynidin-tursun.jpg

Голландийәдики “үрүмчи” уйғур рестораниниң хоҗайини зәйнидин турсун.

yawropa-igilik-tiklesh-Rexim-Tursun.jpg

Мюнхендики “тәклимакан” рестораниниң хоҗайини рәхим турсун.

yawropa-igilik-tiklesh-Gulnar-xanim.jpg

Мюнхендики “тәңритағ” уйғур рестораниниң хоҗайини гүлнар ханим.

yawropa-igilik-tiklesh-Margaretta-Bause.jpg

Германийә баварийә парламентиниң йешиллар партийәсидин болған әзаси марагарәтта баусә ханим.

Иккинчи қисим: явропада игилик тикләш

Явропа әллиригә келип йәрләшкән вә аста-аста көлими зорайған уйғур муһаҗирлар топи башқа һәрқандақ бир көчмән топлуққа охшаш икки чоң иҗтимаий мәсилигә дуч кәлгәнлики мәлум. Саһибхан әлниң мәвҗут системиси билән асасий мәдәнийәт еқимиға қандақ қилип маслишиш, шуниң билән бир вақитта йәнә өзиниң миллий вә диний кимликини қандақ қилип давамлаштуруш оттурисидики қийин таллашта улар узаққичә теңирқиған.

Мюнхендики “тәклимакан” рестораниниң хоҗайини рәхим турсун әпәнди муһаҗирәттики башқа һәрқандақ бир уйғурға охшашла өзиниңму икки хил қийин таллашниң доқмушида теңирқиған вақитлириниң болғанлиқини әсләйду. У өзиниң германийәдики 18 йиллиқ муһаҗирәт һаятиға нәзәр ташлиғинида, уйғур таамлирини герман җәмийитигә елип кириш үчүн аз кәм он нәччә йил бәдәл төлигәнликини, әмма бүгүн буниңдин һәргизму пушайман қилмайдиғанлиқини билдүрди.

Голландийәниң роттердам шәһиридә “үрүмчи” уйғур ресторанини ечип тиҗарәт башлиған зәйнидин турсун әпәнди ят бир әлдә уйғур таамлирини асас қилған бир ресторанға мәбләғ селишниң чоң бир тәвәккүлчилик икәнликини тәкитлиди. Һалбуки, у өзиниң бу ишқа тәвәккүл қилғанлиқини, буниң бир тиҗарәт мәйданила әмәс, бәлки техиму муһими уйғур мәдәнийитини явропаға тонуштуридиған сәһнә болалайдиғанлиқини илгири сүрди.

Гүлнар ханим мюнхендики уйғур җамаитиниң сиясий, иҗтимаий вә мәдәнийәт паалийәтлиридә актип хизмәт қилип кәлгән уйғур аяллириниң бири. У өзиниң өткән бирқанчә йилда уйғур сиясий дәваси билән тиҗарәт йоли оттурисида узаққичә теңирқап йүргәнликини йошуруп олтурмиди. У бүгүн мюнхенда қәд көтүргән “тәңритағ” уйғур рестораниниң “уйғур мәдәнийитини герман дунясиға билдүрүштики әң муһим көзнәк болуватқанлиқиға қәтий ишинимән”, деди.

Германийәдики баварийә парламентиниң йешиллар партийәсидин болған парламент әзаси маргаретта бавзе ханим мюнхендики уйғур җамаити һәққидә бирқәдәр чоңқур чүшәнчигә игә сиясийонларниң бири. У уйғурларниң германийәдә сани аз болған бир көчмән топлуқ болушиға қаримай, уларниң герман җәмийитигә маслишиш вә өзиниң кимликини сақлаш җәһәттә көрнәклик рол ойнаватқанлиқини илгири сүриду: “германийәдики уйғурлар интегратсийон, йәни герман системисиға маслишиш билән бир вақитта йәнә өз миллий кимликини сақлаш җәһәттә көп тиришчанлиқларни көрсәтти. Гәрчә уларниң сани германийәдики башқа көчмән гуруппиларға қариғанда аз болсиму, лекин уларниң бир иҗтимаий топлуқ сүпитидә җәмийәт болуп уюшуши, өз тили вә мәдәнийитини сақлиши алаһидә гәвдилик дәп қараймән.”

Маргаретта бавзе ханим йәнә мунуларни алаһидә тәкитләйду: “мюнхендики уйғурлар йеқинқи йиллардин буян ресторан тиҗаритини қанат яйдуруп, уйғур таамлирини германийәгә тонутушқа башлиди. Һазир уйғур ресторанлири мюнхенниң асаслиқ кочилирида қәд көтүрди. Бу йәрдики кишиләр мушу ресторанлар арқилиқ уйғур таамлири билән уйғур мәдәнийитини тонушқа башлиди. Униң үстигә, мюнхендики уйғурларниң баварийә штатлиқ һөкүмәт, парламент вә бу йәрдики аммиви органлар билән болған мунасивити қоюқ. Бу һал уларниң герман җәмийитигә маслишиш билән өз кимликини сақлаш урунушлириға пайдилиқ бир вәзийәт яритиду, дәп ойлаймән.”

Ахирида дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитетиниң мудири долқун әйса әпәнди пикир баян қилип, мюнхенда йерим әсирдин артуқ тарихни бешидин өткүзгән уйғур муһаҗирлар топлуқини “шәрқий түркистандики уйғур җамаитиниң чәтәлдики кичиклитилгән бир көрүнүши” дәп көрсәтти.

(Давами бар)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.