Ғәрб дунясидики уйғурлар (11B)
2016.12.07

Иккинчи қисим: уйғурларниң ғәрбтики образи
Муһаҗирәттики уйғур җамаити ғәрб әллиридә яшаватқан башқа көчмән гуруппилар дуч келиватқан ортақ кәчүрмишләрдин мустәсна болмисиму, әмма уларниң өзигә хас болған мусапирәт қисмәтлири башқиларниң диққитини қозғайдиған нуқта болуп қалмақта.
Ундақта, ғәрбтики һәрқайси әлләрдә күнсайин улғийиватқан уйғур җамаитиниң өз әтрапидики башқа көчмән топлуқларға охшимайдиған тәрәплири зади нәдә?
Маргаретта бавзе ханим германийәдики йешиллар партийәсиниң баварийә парламентида турушлуқ муһим вәкиллиридин бири. У бу соалға интайин сәмимийлик билән инкас қайтуруп мундақ дәйду:
__ Башқа көчмән топлуқлар билән селиштурғанда, уйғурлар германийәдики наһайити кичик топлуқ. Улар бир-бири билән тонушиду, бу шараит уларни бирликтә яшап, өзлириниң мәдәнийәт вә өрп-адәтлирини сақлишиға асанлиқ яратқан. Әмма бу йәрдики уйғурлар үчүн қийин болғини улар дуч келиватқан көрүнмәс сиясий бесимдур. Уларниң германийәдин ибарәт бу әркин дөләттә яшап туруп вәтини вә өз хәлқиниң инсаний һәқ-һоқуқлирини тәләп қилиши һаман хитай һөкүмитиниң еғир бесимиға дуч кәлмәктә. Билишимчә, бу йәрдики уйғур тәшкилатлири һәр қетим паалийәт қилсила җуңго һөкүмити өз адәмлири арқилиқ пәскәшләрчә чат кериду. Улар бу йәрдики уйғурларниң өз юрти вә уруқ-туғқанлири билән болған алақисини үзүветишкә, уларниң өз-ара мунасивәтлирини бузушқа вә уларни йетим қалдурушқа уруниду. Ишқилип, улар барлиқ рәзил чариләрни қоллинип бу йәрдики уйғур сиясий тәшкилатлири бешини көтүргүчә уларни җайида уҗуқтуруветиш пиланини қилиду. Җуңгода туруп бу йәрдики уйғур җамаити арисиға зиддийәт салиду, қулақ қоюп уларниң учурини топлайду. Омумән, уйғурлар бир хил көрүнмәс бесим ичидә яшайду. Бундақ әһвал германийәдики башқа көчмән топлуқларда интайин аз көрүлиду.
Голландийәдики “түрк өйи” тәшкилатиниң рәиси, җәмийәтшунас вәйис гүнгүр әпәнди явропадики уйғур җамаитиниң өзлири олтурушлуқ әлләрниң системисиға маслишиш вә өз кимликини сақлап меңишта қериндаш түрк җамаитиниң явропадики 50 йиллиқ мусапирәт һаятида топлиған тәҗрибә-савақлирини өзлиригә өрнәк қилишни тәвсийә қилиду.
У мундақ дәйду: “биз явропада уйғурлардин аввал яшидуқ. Мундақчә ейтқанда, мусапирәт қорқунчи ичидә яшидуқ. Голландийәдики 450 миң түрк җамаитиниң бир қисми йерим әсир мабәйнидә бу йәргә сиңип аримиздин ғайиб болди. Бу қисмәт әлвәттә бу йәрдики уйғурлардин йирақ әмәс. Түркләрниң исми муһәммәт яки әхмәт болғанлиқи, чечи қара болғанлиқи сәвәблик көп һалларда голландийәдики асасий мәдәнийәт еқиминиң сиртида қалди. Бу һал уларға кимлик кирзисини һес қилдурди. Бу реаллиқ бүгүн уйғурларниң алдида турмақта. Буниң үчүн уйғур җамаити чоқум уюшуп яшиши, тәшкилатлири актип паалийәттә болуши, пәрзәнтлирини өзлириниң миллий вә диний әнәнилири билән ғурурландуруши лазим. Ундақ болмиғанда худди түркләрниң бир қисми явропада ерип түгигәндәк, уйғурларму ерип түгәйду.”
Германийәдики мутләқ көп қисим уйғурларниң сиясий панаһлиқ илтиҗасиға адвокатлиқ қилған вә уйғурларни яхши чүшинидиған алберт гөриң әпәнди бу мәсилидә өз қаришини баян қилип мундақ дәйду:
--- Мән уйғурларниң германийәдики һаятини бир ғалиплиқ шәҗәриси дәп қараймән. Уйғурлар өзиниң өрп-адәтлири билән фолклор шәклидә әмәс, бәлки униң билән һәқиқий биргә яшаватиду. Улар мәшрәп паалийәтлири арқилиқ өз мәдәнийитини пәрзәнтлири вә яш әвладлириға өгитиватиду. Һәтта уларниң сиясий йиғилишлириму йүрүшлүк вә қаидә-йосунлуқ. Улар йиғилишларда өз-ара саламлишип, дуа тилавәт қилишип, ғизалинип, вә чақчақлишип сиясий паалийәтлирини давамлаштуралайду. Бу аҗайип есил бир әнәнә. Әгәр бу чақчақлар германийә парламентида болидиған болса, бу мөлчәрлигүсиз үнүм яратқан болатти. Көзитишимчә, уйғур аяллар әрлиригә қариғанда җәмийәткә тезрәк өзлишидикән, әрләр болса ‛мән әр‚ дегән идийәдә өзлирини давамлиқ аилиниң бешиға тартидикән. Шуңа мән шәрқий түркистандики уйғур әрләр германийәдикиләрдин азрақ ишләп, көпрәк чайханида олтурамдикин дәп пәрәз қилимән.
Вәйис гүнгүр әпәнди йәнә муһаҗирәттики уйғурларниң өз кимликини сақлап қелиш үчүн миллий мәдәнийәтлирини давамлаштуруши, диний вә миллий байрамлирини, тарихий әстиликлирини пәрзәнтлиригә әслитип туруши лазим. яш әвладлирини бу билгиләрдин мәһрум қилмаслиқи, бәлки уларни өз хәлқиниң өтмүши вә тарихидин ғурурландуруп туруши лазим. Шуниң билән бир вақитта йәнә явропаниң, голландийәниң яки германийәниң мәвҗут системисини вә мәдәнийәт хаслиқлириниму яхши өгиниши лазим. Бу нуқтида уйғурлар үчүн явропада әң үнүмлүк вә әң йеқин бир өрнәк яки модел барки, у болсиму түркләрниң тәҗрибисидур. Голландийәни мисал алсақ, бу йәрдики 450 миң түркниң яшаш тәҗрибиси әлвәттә сани аран 2 миңдин ашидиған уйғур җамаити үчүн әң яхши өрнәктур.
Шиветсийә парламентиниң йешиллар партийәсидин болған сабиқ парламент әзаси, шиветсийә шәһәр қурулуш вә өй-мүлүк министирлиқиниң сабиқ министири мәһмәт қаплан әпәндиму бу темида пикир баян қилди. У шиветсийәдики уйғурларниң өзини сақлиған һалда бу йәрдики мәвҗут системиға маслишип меңишида қериндаш түркләрниң яшаш тәҗрибисидин өгинишни тәкитләйду.
Аттила алтинташ - шиветсийәдә түркчә чиқидиған “шиветсийә күндилики” гезитиниң скандинавийә әллиридики мухбири. У шиветсийә вә шималий явропадики уйғур җамаити билән көп алақидә болған. У өзиниң уйғурлар һәққидики тәсиратини баян қилип мундақ дәйду:
--- Мән уйғурларни бу йәрдики сомали, афғанистан вә ирақтин кәлгән көчмәнләргә қариғанда явропа системисиға асанрақ маслишалайдиған бир топлуқ дәп билимән. Бу нуқтида уйғурларни һәтта түркләргә қариғандиму җанлиқ гуруппа дәп ойлаймән. Мән уларниң шиветсийәгә келип узақ өтмәйла шивет тилини яхши өгәнгәнликини, түркләр биләнму ичқоюн-ташқоюн болуп кәткәнликини, ишқа орунлишиш җәһәттә башқа көчмәнләрдин алдида туридиғанлиқини көрдүм. Ундин башқа, улар йәнә уйғурлуқ кимликини сақлашта үлгә яратмақта. Бу җәһәттә уларниң ислами етиқадни әң муһим амил сүпитидә қарайдиғанлиқини һес қилдим.
Юқирида “ғәрб дунясидики уйғурлар” намлиқ көп қисимлиқ һөҗҗәтлик радийо программисиниң “уйғурларниң ғәрбтики образи” намлиқ 11-қисминиң иккинчи бөликини аңлидиңлар. Бу һәқтики аңлитишимизниң кейинки қисимлири давамлиқ һузуруңларда болиду.
(Давами бар)