Хәлқаралиқ “мәхмут қәшқири һекайә йезиш мусабиқиси” да әзәри язғучи биринчи болди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2016.12.19
ministir--Nebi-awji-mexmut-qeshqiri-musabiqisini-jakarlidi.jpg Түркийә мәдәнийәт вә саяһәт министири нәби авҗи әпәнди хәлқаралиқ “мәхмут қәшқири һекайә йезиш мусабиқиси” да иранниң шималий әзәрбәйҗан районидин гафур имамзадә хиявиниң биринчи болғанлиқини җакарлаватқан көрүнүш. 2016-Йили 15-декабир, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Түркийә мәдәнийәт вә саяһәт министири нәби авҗи әпәнди 12-айниң 15-күни түркийәниң коня шәһиридә мәхсус мухбирларға баянат берип, 4-нөвәтлик хәлқаралиқ “мәхмут қәшқири һекайә йезиш мусабиқиси” да иранниң шималий әзәрбәйҗан районидин гафур имамзадә хиявиниң “қизилим” намлиқ һекайисиниң биринчи болуп баһаланғанлиқини җакарлиди.

У, алди билән мухбирларға мусабиқә тоғрисида мәлумат берип мундақ деди: “мән алди билән хәлқаралиқ мәхмут қәшқири һекайә йезиш мусабиқисиниң нәтиҗисини силәр билән ортақлашмақчимән. Һәммиңларға мәлум болғинидәк хәлқара мәхмут қәшқири һекайә йезиш мусабиқиси түркийә баш министирлиқи тармиқидики тонутуш фонди вә түркийә мәдәнийәт вә саяһәт министирлиқиниң қоллап қуввәтлиши билән явро-асия язғучилар җәмийитиниң уюштуруши астида өткүзүлди. Мәзкур мусабиқә түрк дунясида өткүзүватқан тунҗи әдәбият мусабиқисидур. Мусабиқә мәхмут қәшқири туғулғанлиқиниң 1000-йилида башланған болуп, бу йил 4-нөвәтлики өткүзүлди. Бу мусабиқигә хәлқаралиқ түрк мәдәнийәтлири тәшкилати, һәрқайси түркий җумһурийәтләр вә әдәбият уюшмилири ярдәм қилди”.

Түркийә мәдәнийәт вә саяһәт министири нәби авҗи әпәнди 4-нөвәтлик мусабиқидә нәтиҗигә еришкәнләрни җакарлап мундақ деди: “4-нөвәтлик мәхмут қәшқири һекайә йезиш мусабиқиси бу йил 16 дөләт вә районда өткүзүлди. Бу дөләтләр әзәрбәйҗан, қазақистан, қирғизистан, түркийә, шималий сипрус түрк җумһурийити, башқуртистан, чувашистан, хакасийә, қарачай-балқар райони, татаристан, қирим, иран, ирақ, македонийә вә гагавузийәдин ибарәт. Бу дөләтләрдин кәлгән һекайә әсәрлири түркчигә тәрҗимә қилинип, баһалаш комитети тәрипидин баһаланди. Баһалаш нәтиҗисидә ирандики әзәри түрклиридин гафур имамзадә хиявиниң ‛қизилим‚ намлиқ һекайиси биринчиликкә, түркийәдин мәмәт акиф думан әпәндиниң ‛турбидар‚ намлиқ һекайиси иккинчиликкә, қазақистанлиқ бәрик шахановниң ‛өгәй өмүр‚ намлиқ һекайиси үчинчиликкә еришти”.

Түркийә мәдәнийәт вә саяһәт министири нәби авҗи әпәнди 4-нөвәтлик хәлқаралиқ мәхмут қәшқири һекайә мусабиқисидә нәтиҗигә еришкәнләрни елан қилиш йиғинида мукапатниң 12-айниң 21-күни қазақистан язғучилар җәмийитидә өткүзүлгән мурасимда тарқитилидиғанлиқини баян қилди.

Қиммәтлик радио аңлиғучилар хәлқаралиқ “мәхмут қәшқири һекайә йезиш мусабиқиси”ға мустәқил түркий җумһурийәтләр вә аптоном районлардан болуп 16 дөләт вә райондин кишиләр һекайә әвәткән болсиму, әмма мәхмут қәшқири яшап өткән уйғур дияридин кишиләр иштирак қилмиған. Буниңдики сәвәб немә? мәзкур мусабиқиниң уйғурларни тонутушта роли болуватамду? уйғурлар немә қилиши керәк? дегән соалларға җаваб тепиш үчүн явро-асия язғучилар җәмийитидин яқуп өмәроғлу, уйғур академийәси рәиси аблимит қарахан әпәнди вә уйғур хәвәр вә тәтқиқат мәркизи мәсули һамит гөктүрк әпәндиләр билән сөһбәт елип бардуқ.

Хәлқаралиқ мәхмут қәшқәри һекайә йезиш мусабиқисиниң тунҗи қетимлиқ мусабиқисидә түркийәдин асуман гүзәлҗә ханим “көч” намлиқ һекайиси билән биринчи болған. Иккинчи қетимлиқ мусабиқидә әзәрбәйҗанлиқ әҗдәр оқ биринчи, үчинчи қетимлиқида қазақистандин рози ораз биринчи болған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.