“чақчақчи һисам қурбан” дегән китаб әнқәрәдә нәшр қилинди
2013.09.18
“чақчақчи һисам қурбан” намлиқ китаб гирафикер нәшрияти тәрипидин әнқәрәдә нәшр қилинди. Бу китаб түрк тилида йезилған болуп, китабни әнқәрә университети тил, тарих, җуғрапийә факултети, һазирқи заман түркий тиллири вә әдәбиятлири бөлүминиң оқутқучиси доктор әркин әмәт йезип нәшргә тәйярлиған.
Уйғур хәлқи тәрипидин заманимизниң “һаят” нәсирдин әпәндиси, хәлқ сәнәткари, хәлқ чақчақчиси дәп тонулған күлкә чақчақ иҗадийәтчиси вә иҗрачиси мәрһум һисам қурбан вә униң күлкә чақчақлири тоғрисида йезилған “чақчақчи һисам қурбан” намлиқ китаб түрк тилида нәшр қилинди.
Бу китаб үч бөлүмгә айрилған болуп, биринчи бөлүмидә һисам қурбан вә униң кишилик һаяти вә иҗадийәтлири тоғрисида, иккинчи бөлүми болса ләтипә вә һисам қурбанниң чақчақ ләтипилири шундақла уйғур хәлқ ләтипилири тоғрисида 3-бөлүми, һисам қурбанниң күлкә-чақчақ ләтипилирини өз ичигә алған.
Бу китабта һисам қурбанниң иҗадийәт һаяти, дәсләпки дәврдики ләтипилири, аталмиш мәдәнийәт зор инқилаби дәврдики ләтипилири, 1980-йиллардин кейинки ләтипилири дегәнгә охшаш түрләргә айрилған. Китабта йәнә һисам қурбан ләтипилири бир қанчә түргә айрилған болуп, һәҗвий ләтипиләр, қизиқ юмурлуқ ләтипиләр, күлкә-чақчақ ләтипиләр дегәнгә охшаш ләтипиләрни өз ичигә алиду.
Ләтипә уйғур хәлқ еғиз әдәбиятиниң бир түри болуп, бу китабта һисам қурбанниң уйғур әдәбиятидиға қошқан төһписи, һисам қурбанниң һәқиқәтни яқилап, наһәқчиликни қамчилап ейтқан ләтипилири, һисам қурбанниң ләтипилириниң алаһидиликлири тоғрисида кәң тохталған.
Китабниң кириш сөзидә муәллип мундақ язған: шәрқий түркистанда йетишкән мәшһур мутәпәккур вә күлкә-чақчақ ләтипә устази һисам қурбан һазирқи заманниң нәсирдин әпәндиси дегән нам билән шәрқий түркистанда мәшһур болған күлкә-чақчақ устазидур. Униң ләтипилири тилдин-тилға йөткилип кәң тарқалмақта. 1930-Йили ғулҗида туғулған һисам қурбан 1970-йиллардин башлап қизиқарлиқ ләтипилири билән мәшһур болушқа башлиған вә шәрқий түркистанда хәлқ тәрипидин һөрмәткә сазавәр болған. Һисам қурбан тоғрисида филим ишләнди, китаб, мақалиләр йезилди. Униң ләтипилири тоғрисида университетларда хәлқ еғиз әдәбияти тәтқиқатлар елип берилди. Дәсләптә ғулҗида, кейин илида кейин пүтүн шәрқий түркистан вә хитайда кәң тарқалған һисамниң ләтипилиридә, уйғур хәлқиниң мәдәнийәт, сиясәт вә иҗтимаий җәмийәткә тәсир көрсәтти. Мәнму у вәтәнниң бир оғлани болуш сүпитим билән түркийәлик түркләргә узақ бир җуғрапийәдә яшайдиған уйғур хәлқиниң чақчақчилири болған әвладлири һисам қурбанға қандақ қарайдиғанлиқини, униңға қандақ бир мәсулийәтни артқанлиқини вә униң уйғур хәлқидики орнини тонуштуруш үчүн бу китабни йезишни уйғун көрдүм.
Бу китабқа һисам қурбанниң 448 ләтиписини өз ичигә алған болуп, бәзи сиясий сәвәб түпәйлидин вәтән ичидә аңлитилмиған, һакимийәтниң наһәқчиликлирини паш қилидиған ләтипилириниму өз ичигә алған.
Китабта йезилишичә 1966-йилларда йүз бәргән аталмиш мәдәнийәт зор инқилабий дәврдә һисам қурбанму бу инқилабниң зиянкәшликидин хали қалмиған, у еғир әмгәккә селинған. Қийинчилиққа учриған, у шундақ шараиттиму өзиниң қизиқарлиқ вә күлкүлүк ләтипилири билән хәлқни күлдүргән. У мәдәнийәт инқилабийда учриған зиянкәшликлириниму кейинки ләтипигә айландурған. Һисам қурбан 1966-йилиниң ахирлирида юртиға қайтқан уриду мәһәллисидики хәлқ униң қайтип кәлгинигә наһайити хушал болған, әмма дөләт униң өйини тартивалған болуп, у өйсиз қелип уруқ-туғқанлири вә дост-бурадәрлириниң өйидә қалған. 1968-Йили һисам қурбан дост-бурадәрлириниң ярдими билән кичик бир өйгә игә болған вә һөкүмәткә аит бир сәтрачханида ишқа киргән. Бу җәрянида һисам қурбан, үзүмзарлиқларда, дәря бойлирида өткүзүлгән мәшрәп вә олтурушларға тәклип қилинип ләтипә ейтқан. Мәдәнийәт зур инқилабиниң тәсири билән қайғуға чөмгән ғулҗа хәлқиниң күлкә-чақчақлири, һисам қурбанниң ләтипилири билән қайтидин җанлинишқа башлиған. Хусусән 1970-йилидин башлап һисамниң қизиқарлиқ ләтипилири пүтүн ғулҗиға тарқилип “һисам чақчақ” дегән ләқәм билән мәшһур болған.
Һисам қурбан ләтипилириниң оттуриға чиқиши
Чақчақчи һисам қурбан дегән китабта һисам қурбанниң ләтипилириниң оттуриға чиқиши тоғрисида тохтилип мундақ йезилған: хәлқимиз тәрипидин “заманимиздики һаят нәсирдин әпәнди”, “или чақчақлириниң пешваси” дегәндәк пәхирлик намлар билән тәриплинидиған даңлиқ чақчақчи һисам қурбан кичикидин тартипла хәлқ еғиз әдәбиятимизниң бир түри болған чақчаққа күчлүк муһәббәт бағлиған. У тонулған чақчақчиға айланғандин кейин түрлүк мәшрәп, көңүл ечиш сорунлири вә чоң-кичик сәнәт кечиликлиридә өзиниң чақчақлири билән хәлқимизгә зор мәниви озуқ берип кәлгән.
Һесамниң ләтипилири ички җәһәттин чоңқур мәнилик болуп, униң ләтипилиридә һаятниң һәр хил түрлири болуп, пәқәт зит мәсилиләрни яки қарши сүркүлүшни әмәс бәлки начар илләтләр, қәбиһ һәрикәтләрни сөкүш шундақла кишиләр оттурисидики иҗтимаий мунасивәтләрниму өз ичигә алиду.
Китабта йезилишичә, һесамниң ләтипилири, иҗтимаий һаяттики күндә учришип туридиған һадисиләргә бәк мунасивәтлик. Униң ләтипилиридә күлкилик вәзийәт һәр заман пәрқлиқ болуп, инсанлар униң ләтипилиридин һузурлиниду, күлиду, хуш болиду вә һаятқа үмид билән қарайду. Мундақчә қилип ейтқанда һесамниң ләтипилири, уйғур хәлқиниң иҗтимаий һаятида бәк муһим рол ойниған, мәшрәп вә той-токүн сурунлири кишиләрниң сәнәт еһтияҗини қандуриду. Чоңлар пәрзәнтлиригә өрүп-адәт вә мәдәнийәтлирини, қаидә-әхлақ принсиплирини өгитиш үчүн мәшрәп яки шуниңға охшаш сорунларға биргә елип бариду. Һисам қурбанму дадиси билән бу хил сорунларға көп қатнашқан. Күлкә чақчақчи болған һесамниң дадиси қурбан әпәнди, униң сәнәт қабилийитини өстүрүш үчүн бу хил сорунларға көп қатнаштурған.
Ләтипә юмур ейтиш уйғурларға хас бир адәттур шуниң үчүн ләтипә уйғурларда сәнәтниң бир түри болуп оттуриға чиқти. Или хәлқи үчүн ләтипә вә чақчақ техиму охшимайдиған бир алаһидиликкә игә. Ләтипә вә юмур ейтиш или уйғурларниң узун замандин буян адитигә айланған бир сәнәттур. У йәрләрдә ейтилған юмур вә ләтипиләр еғиздин-еғизға йөткилип уйғурлар арисида кәң тарқалған вә хәлқ еғиз әдәбият мирасиға айланди. Һисам қурбанниң ләтипилириму нәччә әсирдин буян еғизда ейтилип кәлгән хәлқ әдәбияти мирасиниң бир түри.